Тәзин дорҗи: хитай иман вә роһни вәйран қилалмайду

Мухбиримиз җүмә
2019.07.17
Tenzin-Dorjee.jpg Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари тәнзин дорҗи(Tenzin Dorjee) әпәнди.
uscirf.gov

Вашингтон университетида өткүзүлгән бир паалийәттә хитайниң уйғур мәсчитлирини чеқип уларға һақарәт қиливатқанлиқи һөҗҗәтлик шәкилдә көрситилди.

Паалийәткә қатнашқан америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари тәнзин дорҗи әпәндим уйғурларни үмидсизләнмәсликкә чақириди.

Америка ташқи ишлар министирликидә чақириливатқан 2-нөвәтлик диний әркинликни илгири сүрүш министирлар йиғини әснасида америкидики уйғур тәшкилатлириму һәрхил қошумчә паалийәтләрни уюштуруп, уйғур дәвасини тонуштуруш салмиқини ашурушқа тиришти.

Буларниң бири, җорҗ вашингтон университетида 16-июл кәчқурун чақирилған “хитай тәрипидин чиқилип, һақарәт қилиниватқан уйғур мәсчитлири” намлиқ сөһбәт паалийити иди.

Бу паалийәтни, уйғур кишилик һоқуқ программиси уйғур паалийәтчи бәһрәм синташниң һәмкарлиқида уюштурған.

Паалийәткә уйғур кишилик һоқуқ программиси ташиқи ишлар директори луиса грева вә вакаләтсиз милләтләр вә дөләтләр тәшкилатиниң америкида турушлуқ вәкили фирнадо бургес бирликтә риясәтчилик. Қилди.

Паалийәттә алди билән сөзгә чиққан бәһрәм синташ, өзи игилигән мәлуматларға асасән тәйярлиған мәсчитләрниң чиқилишиға аит һөҗҗәтлик көрүнүшләрни йиғин қатнашқучилириға сунди.

У, уйғур районидин тартилған сүний һәмраһ сүрәтлири, башқиларни зиярәт қилиш арқилиқ игилигән учурлар вә башқа мунасивәтлик материялларға асасән хитайниң йеқиндин буян 10 миңдин, 15 миңғичә мәсчитни чаққан, яки йерим-ярта чеқип өзгәрткәнликини ейтти.

Биз бу санлиқ мәлуматларни өз алдимизға дәлиллийәлмидуқ. Әмма илгирики хәвәрлиримиздә хитай даирилириниң 2016-йилидин башлап қәшқәр, хотән вә башқа җайларда 3 ай ичидила 5 миңға йеқин мәсчитни чеқип ташлиғанлиқи ениқланған иди.

Паалийәттә сөзгә чиққан уйғур кишилик һоқуқ программисиниң директори өмәр қанат уйғур районида йүз бериватқан мәсчит чеқиш һәрикитиниң уйғурларға қаритилған мәдәнийәт қирғинчилиқниң бир қисми икәнликини ейтти.

У мундақ деди: “уйғур диний һаятиниң әмәлий амиллириға қаритилған вәйран қилиш һәрикити хитай уйғурларға қаратқан мәдәнийәт қирғинчилиқи сияситиниң кеңәйтилгән қисмидур. Әмәлийәттә, хитайниң уйғурларни җазалиши қануний җәһәттин етник-мәдәнийәт қирғинчилиқи категорийәсигә ятиду.”

У йәнә һәр қайси һөкмәтләрни, б д т ни, диний рәһбәрләрни һәмдә бу ишқа көңүл бөлидиған пуқраларни дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақириди.

Паалийәттә йәнә, “дуня христианлар бирлики” ниң рәиси бәнидикт рогерс вә америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссарлиридин бири тәнзин дорҗи қатарлиқлар айим-айрим сөз қилип, уйғурларға болған қоллишини ипадиләш билән биргә уйғурларни үмидсизләнмәсликкә чақириди.

Тәнзин дорҗи америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң тибәт миллитидин болған әзасидур. У, уйғур вә тибәткә охшаш етиқадлиқ кишиләрдики иман вә роһни олтуруп йоқатқини болмайдиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “хитай һөкүмити шуни билиши керәкки, биздә бари иман. Иман вә роһни вәйран қилалмайсән һәм уни өлтүрәлмәйсән. Бәлки сән бизниң милйонлиған адәмлиримизни өлтүрәлишиң мумкин, әмма йәнә милйонлиғанлиримиз қозғилимиз. Һаман бир күни бу зулумларға хатимә берилиду.”

Паалийәткә җорҗ вашингтон университети оқуғучилири, уйғур мәсилисигә көңүл болидиған һәр саһә затлири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса вә башқа уйғур паалийәтчиләрму қатнашти.

Уйғур кишилик һоқуқ программисиниң директори өмәр қанатниң ейтишичә, бу паалийәтни нөвәттә америкида чақириливатқан диний әркинликни илгири сүрүш министирлар йиғиниға яндишип орунлаштуруш уйғур мәсилисигә болған тонушни өстүрүшни мәқсәт қилидикән.

Җорҗ вашингтон университетида чақирилған бу паалийәткә “уйғуризм” тор бетини қуруп, хитайниң уйғурларға салған мәдәнийәт вәйранчилиқини хатириләп келиватқан уйғур яш бәһрам қурбан алаһидә тәклип қилинған иди.

У бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, уйғур мәсчитлириниң чиқилишиға алақидар материялларни топлаш җәряни вә немә үчүн бу паалийәтни башлиғанлиқидики сәвәбләрни сөзләп бәрди.

Игилишимизчә, уйғур кишилик һоқуқ программиси бәһрам қурбан топлап архиплаштурған материялларға асасән бир доклат һазирлиған. Доклат пат йеқинда җамаәт билән йүз көрүшидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.