IPAC Хитайға қайтурулуш хәвпи астида қалғанларни қоғдашқа тиришмақта

Мухбиримиз нуриман
2021.11.04
IPAC Әзалири хитайға қарита техиму қаттиқ тәдбир қоллинишни тәләп қилди IPAC Йәни “хитайға қарши парламентлар комитети” ни қурған тоққуз дөләтниң 18 даңлиқ парламент әзаси.
Social Media

29-Өктәбир күни “20 дөләт гуруһи” ( G-20) йиғиниға қатнишиш үчүн “20 дөләт гуруһи” ға әза дөләтләрниң рәһбәрлири италийәниң пайтәхти римға йиғилғаниди. Охшаш бир вақитта “хитайға қарши парламентлар комитети” йәни “айпәк” ( IPAC) ниң әзалириму римға топланған болуп, улар дуня рәһбәрлирини хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилик мәсилилиригә диққәт қилишқа чақириқ қилған.

“хитайға қарши парламентлар комитети”, йәни “айпәк” ниң әза дөләтлири “20 дөләт гуруһи” ға әза дөләт рәһбәрлирини килимат өзгириши, иқтисад қатарлиқ мәсилиләргә охшашла хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилик мәсилисиниңму еғир мәсилә икәнликини тәкитлигән. “айпәк” кә әза болған 20 дөләтниң 82 парламент әзаси 29-өктәбир күни “қайтуруветишкә болмайду” ( DoNotExtradite) чақириқнамисигә имза қойған.

Улар мәзкур чақириқнамә арқилиқ барлиқ дөләтләрни у дөләтлиридә турушлуқ уйғур вә башқа миллий вә диний кимлики яки сиясий паалийити сәвәбидин хитайға қайтурулуш хәвпи астида туруватқан кишиләрни хитайға қайтурмаслиққа чақириқ қилған. “айпәк” йәнә хитайға қайтуруветилиш хәвпигә дуч кәлгән паалийәтчиләр үчүн мәхсус бәлгә чиқарған болуп, бәлгидә ашу кишиниң кимлик учурлири вә хитайға вәяки хоңкоңға қайтурветилмәслик тәлипи йезилған.

“айпәк” ниң кординатори, йәни маслаштурғучиси лук ди пулфорд әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “‛айпәк‚ ниң қиливатқини болса хитайға қайтурулуш хәвпи астида қалғанларни қоғдашниң йоллирини тепишқа тиришиватиду. Биз шуниң үчүн хитай билән җинайәтчиләрни өткүзүп бериш келишимнамисигә имза қойған дөләтләрдә туруватқан қайтурулуш хәвпи астида қалған кишиләр үчүн бир бәлгә чиқардуқ. Бу бәлгидә ашу бәлгә тәвә болған кишиниң сиясий реҗимниң қурбани икәнлики, шуңа һечқайси бир дөләтниң хитай тәрипидин ‛сиясий җинайәтчи‚ дәп қаралған кишиләргә қарита хитай билән түзгән келишимни иҗра қилмаслиқи керәклики йезилған. Әгәр улар йәнила қолида ашундақ бәлгиси бар кишиләрни хитайға қайтурса ‛айпәк‚ тәрипидин җавабкарлиқи сүрүштә қилиниду. Биз ашу сиясий паалийәтчиләргә шундақ дәймизки, биз һәрқайси дөләтләрдики қанун бәлгилигүчиләр болуш сүпитимиз билән қоллинишқа тегишлик барлиқ күчләрни ишлитип силәрни қоғдаймиз, биз силәрниң арқаңларда”.

Компютер инженери вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси идрис һәсән 19-июл күни хитай һөкүмитиниң тәлипи билән касабиланка айродромида маракәш дөләт хәвпсизлики сақчилири тәрипидин қолға елинғаниди. Идрис һәсәнниң тунҗи соти 12-авғуст күни ечилған болуп, нөвәттә идрис һәсәнниң соти маракәш әдлийә тармақлири тәрипидин 5-қетим кечиктүрүлгән. “бихәтәрликни қоғдиғучилар тәшкилати” ниң ашкарилишичә, алдинқи қетим 27-өктәбир күнигә кечиктүрүлгән идрис һәсәнниң соти, маракәш әдлийә тармақлири тәрипидин йәнә 24-ноябир күнигә кечиктүрүлгән.

Лук ди пулфорд әпәнди интерпол (хәлқара сақчи) тәрипидин “тутуш буйруқи” чиқирилған қанчә кишиниң барлиқи һәққидә ениқ мәлумат йоқлуқини әмма муһаҗирәттики уйғурларниң дуняниң һәрқайси җайлирида хитайға қайтурулуш хәвпи астида яшаватқанлиқини әскәртти.

У мундақ деди: “мениңчә хитайға қайтурулуш хәвпи хилила еғир. Биз хитай ‛тутуш буйруқи‚ чиқирип қайтурушни тәләп қиливатқан бир қанчә кишиниң әһвалини билимиз. Биз кимләрниң интерпол тәрипидин ‛қизил һөҗҗәт‚ йәни ‛тутуш буйруқи‚ чиқирилғанлиқини билмәймиз. Лекин һазирниң өзидә маракәштә тутуп турулуватқан идрис һәсән вә түркийәдә туруватқан қайтурулуш хәвпи астидики кишиләрни билимиз, йәни сиясий реҗимниң хәтиридә туруватқанлар. Хитай бу ‛сиясий җинайәтчиләрни өткүзүп бериш келишимнамиси‚ ни өзигә қарши чиққан кишиләрни бастурушниң қорали сүпитидә ишлитиватиду. Маракәштә тутуп турулуватқан уйғур паалийәтчигә чиқирилған ‛тутуш буйруқи‚ һәққидә бизниң вә сиясәтчиләрниң қилған бесими билән интерполниң хитай қайтурушни тәләп қиливатқан сиясий җинайәтчиләргә қарита қайта ойлишип беқишини үмид қилимиз”.

Идрис һәсән һәққидики мәлуматларға қариғанда, хитайниң маракәш даирилиридин икки дөләт оттурисидики “сиясий җинайәтчиләрни өткүзүп бериш келишимнамиси” гә асасән идрис һәсәнни хитайға қайтуруп беришни тәләп қилған.

Лук ди пулфорд әпәнди хитайниң “сиясий җинайәтчи” дегән нам билән хитайға қайтурушни тәләп қиливатқан кишиләрниң һечқандақ җинайәткә четишлиқи болмиған кишиләр икәнликини, шуңа һәр қайси дөләтләрниң хитай тәләп қиливатқан кишиләрни хитайға тапшуруп бәрмәслики керәкликини тәкитлиди.

У ахирида мундақ деди: “шунисини наһайити ениқ тәкитләймизки дуня рәһбәрлири вә интерпол хитайниң ‛сиясий җинайәтчи‚ һәтта ‛террорист‚ дегән намлар билән хитайға қайтурушни тәләп қилған кишиләрни қайтурмаслиқи керәк. Чүнки у җинайәтләр көпинчә тоқуп чиқирилған. Шуңа һечқандақ бир дөләт хитай тәләп қилған һәр қандақ бир кишини хитайға қайтурмаслиқи керәк”.

“хитайға қарши парламентлар комитети” қисқичә айпәк(IPAC) дәп аталған бу комитет америка кеңәш палата әзаси марко рубийо вә роберт менендез, явропа парламентиниң әзаси рейнхард бутикофер қатарлиқ муһим дөләт әрбаблиридин тәшкил тапқан. Комитетиниң барлиқ әзалири “хәлқара тәртипни вә кишилик һоқуқни қоғдаш һәммимизниң ортақ мәсулийити” дегән нишанини оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.