Явропада игилик тиклигән уйғурлар-ронақ тепиватқан қәшқәр уйғур ресторани

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2013.07.16
uyghur-restaurant-qeshqer-kashgar.JPG Мюнхен шәһириниң мәркизигә җайлашқан “қәшқәр уйғур ресторани” ниң алди көрүнүши. 2013-Йили 16-июл, германийә.
RFA/Ekrem

Ғәрбниң кәскин риқабәтлик һаятида мусапир бир милләткә нисбәтән ейтқанда өзигә өзи хоҗа болуп яшаш тәс болмисиму, өз алдиға мустәқил игилик тикләп баш көтүрүш асан әмәс.

Явропа тупрақлирида өз күчигә тайинип игилик тикләп ронақ тепиватқан уйғурларниң сани йилсери көпәймәктә. Җүмлидин, германийәниң мюнхен шәһиридики уйғурлар арисида йеқинқи бир қанчә йилдин буян өзлириниң қабилийәтлирини йемәк мәдәнийити арқилиқ намаян қилип көзгә көрүнгән кишиләрниң сани ешип бармақта.

Биз илгири, германийәниң әң чоң вә әң қудрәт тапқан штатидин бири болған баварийәниң мәркизи мюнхен шәһиридә уйғурлар тәрипидин ечилған “уйғур тиз тамақханиси”, “йипәк йоли тиз тамақханиси” вә “тәклимакан уйғур ресторани” қатарлиқлар тоғрисида мәлумат бәргән идуқ. Бу программимизда ечилғиниға әмдила бир йилдин ашқан болсиму, тиҗарити күнсери ронақ тепиватқан “қәшқәр уйғур ресторани”тоғрисида тохтилимиз.

Мәлумки, германийәниң мюнхен шәһири явропадики уйғурларниң сиясий паалийәтлири нисбәтән балдур башланған вә йүксәлгән бир җай болуп, д у қ вә явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң баш штаби мушу шәһәргә җайлашқан. Бу шәһәрдә икки йил илгири йәнә германийә уйғур аяллар комитети қурулди. Мюнхен шәһиридә тәхминән 600 әтрапида уйғур яшайду. Бу уйғурлар нопусиниң йеримидин көпрәкини яш - өсмүрләр вә балилар игиләйду. Шундақ болушиға қаримай, мюнхен шәһиридә сиясий, иҗтимаий вә мәдәний паалийәтләр зор дәриҗидә җанланған. Мюнхен шәһиридики уйғурлар сиясий һәрикәтләрдә актип болупла қалмай, бир ‏- бирини иқтисади җәһәттин йөләшкә көпрәк әһмийәт бәрмәктә.

“қәшқәр уйғур ресторани” мюнхен шәһириниң мәркизигә җайлашқан болуп, бу ресторанни мюнхен шәһиригә келип сиясий панаһлиқ тилигинигә 14 йил болған ғәйрәт әпәнди вә униң фирансийәдә яшаватқан бир туғқан иниси әкбәрҗанлар бирликтә ачқан. Ресторан хоҗайини ғәйрәт әпәнди бәргән мәлуматқа асасланғанда, “қәшқәр уйғур ресторани”ниң таамлириниң 70% тин артуқрақи уйғурчә йемәкләрни асас қилидикән. Ресторанда болупму уйғурчә ләңмәнниң базири йүрүшкән болуп, нурғунлиған чәтәлликләр даимлиқ херидарға айланған.

Ғәйрәт әпәнди зияритимиз әснасида, “қәшқәр уйғур ресторани” ниң ялғуз уйғур йемәклики тиҗарити билән шуғуллинидиған бир иқтисади орун болупла қалмай, өз нөвитидә йәнә уйғурлар вә уйғур миллий мәдәнийитини чәтәлликләргә тонутидиған сорунға айлинип қеливатқанлиқини тилға алди. У йәнә, кәлгүсидә көпрәк иқтисади җуғланмиға игә болса, чәтәлләрдә яшаватқан уйғур пәрзәнтлириниң миллий кимлики билән яшишиға, миллий маарипиға һәссә қошуш нийити барлиқини билдүрди.

“қәшқәр уйғур ресторани” ниң хоҗайини ғәйрәт әпәндиниң аяли нургүл ханим зияритимиз җәрянида, өзлириниң ресторан васитиси арқилиқ уйғур миллий мәдәнийитини ғәрбликләргә тонутуш билән биргә, кәлгүсидә һеч болмиса, чәтәлләрдики әвладларниң тәқдиригә көңүл бөлүш вә уларни уйғур кимлики билән тәрбийиләштә иқтисади җәһәттин яр - йөләктә болушқа әһмийәт бериш арзулири барлиқини тилға алди.

“қәшқәр уйғур ресторани” ниң таамлири қәшқәр таамлириниң тәмигә уйғунлашқан болуп, асаслиқ херидарлири германлар болсиму, бу ресторандин йәнә уйғурларниң айиғи үзүлмәйдикән. Биз бу йиллиқ рамизанлиқ иптарниң бу ресторанда көп қетим өткүзүлгинигә шаһит болдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.