Қәйсәридики уйғур мусапирларға ярдәмләр кәлмәктә
2015.01.22
Игилигән мәлуматлиримизға асасланғанда, шәрқий җәнуб асия дөләтлиридин түркийәгә кәлгән уйғурларға һәр түрлүк ярдәм йетип кәлмәктә. Түркийәгә кәлгән уйғур мусапирларға түркийәниң қәйсәри вилайәтлик һөкүмәт 100 йүрүш өй тәсис қилған иди.
Һазир бу шәһәргә кәлгән уйғурларниң сани 800 дин ешип кәткән. Буларға қәйсәридики түрк аммиви тәшкилатлар, һөкүмәт идарилири, һәр қайси мәктәп вә шәхсләр ярдәм буюмлирини йәткүзгән. Һазир мәзкур уйғурларға бир йил йетидиған ун, шекәр, яғ, туз, кийим-кечәк вә йотқан көрпә амбарға қоюлған. Һәтта башланғуч мәктәп оқуғучилири ата-аниси бәргән пуллирини елип келип уйғур балиларға ярдәм қилған.
Қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт мәхсус һөҗҗәт чиқирип, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиға мусапир уйғурлар үчүн ианә йиғиш һоқуқини бәргән һәмдә валий мәһкимисидә уйғур мусапирларға ярдәм бериш мәркизи қурулди.
Биз бу ярдәм паалийәтлири һәққидә тәпсилий мәлумат игиләш үчүн дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиз.