Шиветсийәдә өз алдиға игилик тиклигән уйғур яш әнвәр абдулла
2016.03.24
Шиветсийәгә келип йәрләшкән уйғурлар ичидә қисқа вақит ичидә шивет тилини пишшиқ өгинип, һәр хил кәсипләрдә хизмәт қилиш билән биргә, уйғурларниң тиҗарәт җәһәттики артуқчилиқини җари қилдуруп өз алдиға игилик тикләватқанларму аз әмәс.
Әнә шуларниң бири, шиветсийәгә келип қисқиғинә 3 йил ичидә өзиниң ян телефон вә компютер сетиш, ремонт қилиш ширкитини қуруп чиққан уйғур яш әнвәр абдулла болуп, униң игилик тикләш йолидики издиниши вә қолға кәлтүргән нәтиҗилири уйғур җамаитиниң махтишиға сазавәр болди.
Биз әнвәр абдулланиң тиҗарәт башлаш, тиҗаритини кеңәйтиш җәряни һәмдә уйғур яшларни йетәкләш җәһәттә қандақ ишларни елип барғанлиқи һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн, телефон арқилиқ зиярәт қилдуқ.
1997-Йили “5-феврал” ғулҗа вәқәсигә қатнашқанлиқи үчүн вәтинидин айрилишқа мәҗбур болған әнвәр абдулла қазақистанға чиқип кәткән.
У, 2007-йили қазақистанда биллә тиҗарәт қиливатқан шериклириниң хитайлар тәрипидин тутулуп, уйғур дияриға елип кетилгәнлики, өзи һәққидиму тутуш буйруқи чиқирилғанлиқи тоғрисида тохталди.
Әнвәр абдулла қазақистандиму туруш имканийити болмиғанлиқтин бирләшкән дөләтләр тәшкилати көчмәнләр комитетиниң қазақистандики шөбисидин ярдәм тәләп қилған вә панаһлиқ илтимаси қобул қилинип, шу йили шиветсийәгә орунлашқан.
Әнвәр абдулла аилиси билән биллә шиветсийәгә орунлашқандин кейин, қисқа вақит ичидә тил өткилидин өтүп, өзиниң уйғур дияри вә қазақистанда қилған тиҗарити ян телефон вә компютер сетиш, ремонт қилиш тиҗаритини шиветсийәдә башлаш үчүн шараит һазирлайду.
У, өзи турушлуқ районниң игилик тиклигүчиләрни тәрбийиләш курсини тамамлап, ян телефон вә компютер сетиш, ремонт қилиш ширкитини қуруп 2010-йили 6-айда шиветсийәниң йотобори шәһириниң мәркизи районида тиҗаритини башлайду.
Шиветсийәдики уйғур җамаитидин аббас әпәнди әнвәр абдулланиң тиҗарәт җәһәттики артуқчилиқини җари қилдуруп өз алдиға игилик тикләп, уйғур җамаитигә яхши үлгә тикләп бәргәнлики һәққидә тохталди.
Әнвәр абдулла өз алдиға игилик тикләпла қалмай, бәлки уйғур давасини кәлгән херидарлириға аңлитишқа тиришти. У, әтрапидики уйғур яшларни өз алдиға игилик яритишқа йетәкләш билән биргә, уларниң дукан ечиши үчүн ярдәмдә болди. Әнвәр абдулланиң ярдими билән өз алдиға игилик тиклигән әхтәм бу тоғрисида тохталди.
Зиярәт ахирида өзиниң кәлгүси пиланлири һәққидә биз билән ортақлашқан әнвәр абдулла бу кәсипни өгинишкә қизиқидиған вә өгәнгүси бар уйғурлар үчүн һәр вақит ярдәмдә болидиғанлиқини ипадә қилди.