Турпанда такси шопурлири иш ташлиған

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.04.20
ish-tashlighan-taksi-305.jpg Җәҗяң хаңҗудики иш ташлиған таксилар. 2011-Йили 1-авғуст.
AFP

Бир қисим иҗтимаий таратқулардики учурларға қариғанда 20-апрел турпанда такси шопурлири кәң көләмлик иш ташлиған вә шәһәр районида қатнаш бир мәһәл тосулуп қалған. Шәһәр ичидики асаслиқ йол бөләклиридә йүрүш қийинлашқан. Әмма, даириләр бу иш ташлаш вә униң сәвәби һәққидә һечқандақ учур тарқатмиди. Мәлум болушичә, турпандики такси шопурлириниң мутләқ көп қисми уйғурлар болуп, бу иш ташлашниң сәвәб вә нәтиҗиси һәққидә бәзи учурлар мәлум болди.

Хитайдин тарқитилидиған сина, ваң йи торлириниң 20-апрел хәвәр қилишичә, бүгүн йәни чаршәнбә турпан шәһириниң қучу районида нәччә йүз такси шопури иш ташлап, машинилирини йол бойиға тохтитивалған. Буниң билән, қучу районидики асаслиқ йол бөләклиридә қатнаш тосулуп йол йүрүш қийинлашқан.

Гәрчә бу хәвәрдә такси шопурлириниң иш ташлаш сәвәби, шопурларниң немә тәләплири һәққидә һечқандақ учур берилмигән болсиму. Хәвәргә мунасивәтлик тарқитилған сүрәтләрдин йол йеқиға қатар тохтитип қоюлған таксиларниң әтрапида топлашқан кишиләрниң асасән уйғур икәнлики ипадилиниду.

Бу һәқтә бүгүн йәнә истиқлал хәвәр ториниң иҗтимаий алақә торлиридин нәқил елип хәвәр беришичә, турпандики уйғур шопурларниң иштин бошитилиши вә башқуруш һәққиниң өстүрүлүши такси шопурлириниң иш ташлишиға сәвәб болған икән.

Мәлум болғандәк хитайда, болупму кишиләрниң йиғилип наразилиқ билдүрүш намайиш қилиш әркинлики болмиған һәтта, тинч шәкилдә наразилиқини ипадиләш һәрикәтлириму “зораванлиқ” намида бастуридиған уйғур районида бу хилдики кәң көләмлик иш ташлаш һадисиси пәвқуладдә аз учрайдиған һадисә болғачқа, бу хәвәр тез арида иҗтимаий таратқуларни қаплиди. Таратқулардики инкаслардин, көзәткүчиләрниң турпандики иш ташлиған шопурларниң ақивитидин әндишә қиливатқанлиқи мәлум.

Бу учур тарқалғандин кейин, гәрчә турпанда кәч саәт 10дин ашқан болсиму, телефон арқилиқ учур елишқа тириштуқ, турпан шәһәрлик қатнаш башқуруш баш понкитиға телефон қилғинимиз да, телефонни алған мәсул сақчи, бүгүн такси шопурлири иш ташлиғанлиқтин турпанниң қатниши тосқунлуққа учриғанлиқниму кәскин инкар қилди.

‏-Турпан шәһәр қатнаш башқуруш пункитиму?
-Һә, немә ишиңиз бар?
-Бүгүн хәвәрләрдин мәлум болушичә, турпанда такси шопурлири кәң көләмлик иш ташлап қатнаш тосулупту, бу иш ташлашниң сәвәби немә?
-Ундақ иш йоққу, йол тосалғанлиқини байқимидим, таксилар нормал меңиватмамду.
-Таксичилардин елинидиған һәқ вә башқа җәһәтләргә йеқинда бир өзгириш киргүздиңларму?
-Өзгириш йоқ.
-Такси шопурлири һәммиси уйғурларму?
-Һәммә милләттин бар.
Бу сақчи ахиридики соаллиримизни аңлашқиму райи бармиди вә“турпан һәммә җәһәттин нормал” дәпла телефонни қойди.

Биз арида турпандики такси шопурлири билән алақә бағлашқа тиришқан болсақму мувәппәқ болалмидуқ.

Аммиви қатнаш идарисиниң кечилик көзәтчиликидә хизмәт қиливатқан бир уйғур аял телефонни елип, такси шопурлириниң иш ташлиғинидин хәвири болсиму, һазир қандақ бир тәрәп қилинғанлиқидин хәвири йоқлуқини билдүрди вә бу иш ташлашниң сәвәби һәққидә өзиниң билидиғанлирини ейтти. Бу аялниң билдүрүшичә, турпан шәһәрлик аммиви қатнаш ширкити 150 аптомобилни сетип әкәлгән болуп, буларни алдимиздики май байримиға үлгүртүп таксичилиққа салидиғанға тәйярлиған. Шундақла йеқинда буни 70 миң сом иҗарә һәққи бекитип өткүзүшкә башлиған. Турпан шәһиридә туюқсиз йәнә 150 таксиниң пәйда болуши, көлими вә нопуси җәһәттә унчә зор болмиған бу шәһәрдики таксичиларниң нормал киримигә риқабәт һасил қилидиған болғачқа, такси шопурлириниң наразилиқини қозғиған болуши мумкин икән.

Бу аялниң дейишичә, турпандики такси шопурлириниң ичидә аз бир қисим туңгандин башқа һәммиси дегүдәк уйғур икән.

Турпанда 20-апрел йүз бәргән, таксичиларниң кәң көләмлик иш ташлаш вәқәсиниң сәвәб вә нәтиҗилири һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат елишқа тиришимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.