Төрәм паша ханим ғулҗа хитай базири һәққидики әслимилирини баян қилди

Мухбиримиз меһрибан
2013.04.22
xitay-koktat-baziri-305.jpg Хитайдики көктат базири. 2012-Йили 9-март, хефей.
AFP

Бу йил ғулҗа шәһәрлик һөкүмәт хитай базирини рәтләш намида, базардики уйғурларни тарқақлаштурған. Бу хәвәр тарқалғандин кейин, уйғурлар арисида ғулғула қозғап, уйғур тор бекәтлиридә наразилиқ инкаслири йезилған иди.

Ғулҗа шәһиридики қәдимий базарларниң бири болған хитай базириниң тарихини билидиған уйғурлардин, өткән әсирниң 50 - йиллирида ғулҗа шәһиридин айрилип, нөвәттә америкида муһаҗирәттә яшаватқан төрәм паша ханим радиомиз зияритини қобул қилип, әйни йиллиридики ғулҗиниң ават базарлиридин хитай базири,ташләпкә базири қатарлиқ уйғур базарлириниң тарихи вә бу базарларниң шу йиллардики ғулҗа хәлқиниң күндилик турмушида тутқан орни қатарлиқлар һәққидә тохталди.

Ғулҗа шәһиридики қәдимий базарлардин бири болған хитай базириниң “рәткә селиниш”намида, базардики уйғур тиҗарәтчиләрниң тарқақлаштурулғанлиқи һәққидики хәвәрни аңлиғандин кейин, өз қарашлирини билдүргән уйғурлар, уйғурларға еһтияҗлиқ болған барлиқ миличмаллар тепилидиған бу базарниң, уйғур тиҗарәтчилириниң һаятидила муһим әһмийәткә игә болуп қалмастин, бәлки ғулҗа уйғурлириниң хатирисидиму өчмәс әслимиләрни қалдурғанлиқини илгири сүрмәктә.

Америкида әң дәсләп йәрләшкән уйғурлардин төрәм паша ханим, 1950 - йилларниң дәсләпки мәзгиллиридә ғулҗидин айрилған уйғурларниң бири. Төрәм паша ханим бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип, ғулҗидики қәдимий базарлардин бири болған хитай базиридики уйғур тиҗарәтчиләрниң “базарни рәтләш” намида тарқақлаштурулғанлиқи һәққидики хәвәрни аңлиғандин кейин көңлиниң йерим болғанлиқини билдүрүп, хитай базириниң тарихи һәққидә аписдин аңлиғанлирини һәм өзиниң яшлиқ дәвридә көргән әслимилирини баян қилип өтти.

Ғулҗа тарихиға аит материяллардин мәлум болушичә, или уйғурлири арисида “хитай базири” дәп аталған бу базар 1900 - йиллар әтрапида қурулған қәдимий базарларниң бири болуп, 1910 - йиллардила миличмал тиҗарити билән шуғуллинидиған уйғур тиҗарәтчилири вә һүнәрвән касиплар топланған ават базарларниң биригә айланған. Бу базарда турмушқа еһтияҗлиқ һәрқандақ нәрсә тепилидиғанлиқи үчүн, ғулҗилиқлар арисида“хитай базирида тохо сүтидин башқа һәммә нәрсә тепилиду“дегән сөз тарқалған.

Төрәм паша ханим сөзидә базарниң “хитай базири” дәп атилишидики сәвәб вә базарда тиҗарәт қилидиған уйғурлар һәққидә тохтилип, бу базарниң әсли уйғур тиҗарәтчилири милич малларни сатидиған ават базарлардин бири икәнликини, өткән әсирниң башлирида хитай тиҗарәтчилири тәрипидин ечилған тавар - дурдун, йипәк рәхтләрни сатидиған бирқанчә дукан базарда йәрләшкәндин кейин, или уйғурлири арисида бу базарни“хитай базири”дәп аташ омумлашқанлиқини, әмма әмәлийәттә бу базарда пүтүнләй дигүдәк уйғур милич мал содигәрлири тиҗарәт қилидиғанлиқини илгири сүрүп, өзиниң яшлиқ чағлирида бу базарға берип йипәк яғлиқ, пайпақ қатарлиқларни сетивалған чағдики туйғулирини әсләп өтти.

Төрәм паша ханим баянида, өзиниң 1992 - йили юрти ғулҗиға барған чағда ғулҗида көргәнлирини баян қилип, хитай базириниң юқири тәрипигә җайлашқан ташләпкә базири вә униң аяқ тәрипидики уйғурлар ачқан ашпузулллар җайлашқан кочиларниң ғулҗиниң ават рәстилири икәнликини билдүрүп, нөвәттә бу базарларниң “рәтләш”намида чеқилип, уйғур тиҗарәтчиләрниң тарқақлаштурулуши, уйғур турмушиға аит болған гүзәл һаятниң, уйғурлар топлинип паалийәт елип баридиған сорунниң барғанчә тарийиватқанлиқидин дерәк беридиғанлиқини тәкитләп, даириләрниң уйғурларға аит болған әнәниви мәдәнийитини суслаштурушқа урунуватқанлиқини әйиблиди.

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, нөвәттә ғулҗа шәһиридила әмәс, бәлки уйғур елиниң һәрқайси вилайәт, наһийилиридә “шәһәр кочилирини вә мәһәллиләрни қайтидин қуруп чиқиш”,“әслидики кона базарларни рәтләп, тәртипкә селиш” дегәндәк намларда өй - чеқиш, уйғурларни өз мәһәллилиридин көчүрүп тарқақлаштуруш давамлашмақта. Даириләрниң йәрлик уйғурларниң наразилиқини қозғап, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң вә ғәрб демократик дөләтлириниң әйиблишигә қаримастин, хитай ширкәтлири вә районға йәрләшкән хитай көчмәнлирини орунлаштуруш үчүн уйғурларниң өй - земинлири вә базарлирини чеқишни давамлаштуруши, нөвәттә ғәрб мәтбуатлириниң уйғурлар һәққидики хәвәрлириниң йәнә бир қиззиқ нуқтисиға айланған болуп, ғәрб мәтбуатлири бу хил әһвалларниң уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқ һәрикәтлириниң партлишиға сәвәб болидиған йәнә бир амил икәнликини тәкитлимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.