Дуня мәтбуатлири хитайниң қәрз патқиқиға петип қеливатқанлиқини хәвәр қилмақта
2013.07.25
Йеқиндин буян, чәтәлләрдә чиқидиған гуардиан, валл стрет вә улуғ ера гезитлиридә арқа-арқидин мақалиләр елан қилинип, хитайниң барғанчә қәрз патқиқиға петип қеливатқанлиқи хәвәр қилинмақта.
Юқиридики ахбарат васитилириниң мәлуматлириға асасланғанда, бу йил февралда хитай ташқи қәрзи 736 милярд доллар болған болса, мартта 764 милярд долларға йүксәлгән.
Ундин башқа йәнә, хитайниң қисқа муддәтлик ташқи қәрзиму 565 милярд долларға йәткән. Иқтисатшунасларниң билдүрүшичә, әгәр хитай ташқи қәрзи бу сәвийә билән илгирилисә, йил ахириға барғанда хитайниң бир тирилюн долларлиқ ташқи қәрз патқиқиға петип қалидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә икән. Әгәр хитай йил ахирида бир тирилюн долларлиқ ташқи қәрз патқиқиға петип қалған әһвал астида, хитайниң 3 тирилюн долларлиқ дөләт хәзиниси еғир зиянға учрайдикән.
Чәтәл мәтбуатлирида йәнә, мәбләғ салғучиларниң хитайниң күндин - күнгә ешип бериватқан ташқи қәрзидин әндишә қиливатқанлиқи тилға елинған. Йеқинда хитайдики бир қуяш енергийә ширкитиниң 531 милйон долларлиқ қәрзни төлийәлмәй тақилип қалғанлиқи мәлум. Ундин башқа, йеқинда йәнә хитай мәркизи банкиси қәрз сәвийиси йүксәк болған оттура вә кичик типтики ширкәт вә карханиларға ярдәм қилмайдиғанлиқини ашкарилиғандин кейин, хитай пайчәк базирида йүздә 5% лик чүшүш көрүлгән. Нәтиҗидә хитай мәркизи банкиси қарариға өзгәртиш киргүзүп, әгәр еһтияҗ көрүлгән әһвал астида, бу түрдики ширкәтләргә ярдәм беридиғанлиқини билдүргән.
Телеграф гезитидә нәқил кәлтүрүп көрситилишичә, хитайдики әң чоң 115 дөләт игиликидики ширкәттин тәркиб тапқан дөләт хәзинисини башқуруш вә назарәт қилиш гуруһи 6 милярд долларлиқ хитай дөләт хәзинисини контрол қилип туридиған болуп, бу гуруһниң малийә һоқуқи или кечяң тәрәпдарлириниң қолида икән. Бу хил әһвал дөләтниң иқтисади ролиниң төвәнлиши вә ишчиларниң ишләпчиқириш қизғинлиқиниң суслишиши қатарлиқларға сәвәб болидикән. юқиридики әһалларни нәқил кәлтүргән телеграф гезити “коммунист диктатурлуқи еғир әһвалға йеқинлишиватиду” дәп язған.
Хитайниң қәрз патқиқиға петип қелишида хитайдики санлиқ рәқәмләрниң ялғандин ойдурулуп чиқириливатқанлиғиму сәвәб икән.
Йеқинда валл стрет гезитидә, “хитай санлиқ мәлуматларни қандақ ойдуруп чиқириватиду?” сәрләвһилик бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалидә хитай хәлқара җәмийәткә елан қиливатқан санлиқ рәқәмләр билән әмәлийәттики санлиқ рәқәмләрниң охшаш әмәслики вә интайин зор пәрқ билән төвән икәнлики, бундақ сахтикарлиқниң пайчәк базарлири, сода санаәт, енергийә вә хәлқаралиқ тиҗарәт қатарлиқ һәрқайси саһәләрдә көрүлүватқанлиқи тилға елинған.
Мақалидә аптор, “хитайдики дөләт әһвалиға аит рәқәмләрниң кимләр тәрипидин ялғандин пәдәзлиниватқанлиқини билиш бир сир, әмма хитай дөләтлик статистика идариси билән йәрлик һөкүмәтләрниң бу сәтчиликкә шерик икәнликини биливалмақ тәс әмәс” дәп язиду.
Мақалидин мәлум болушичә, статистика мутәхәссислириниң нуқтилиқ һалда үлгә елип, хитайдики 249 ширкәт үстидин елип барған статистикилиқ тәкшүрүшигә асасланғанда, 38 кичик типтики карханиниң чоң типтики кархана қилип көрситилгәнлики, 73 ширкәтниң иштин тохтитилип тәкшүрүлүватқанлиқи,яки башқа җайға көчүп кәткәнлики мәлум болған. Мақалидә йәнә нәқил кәлтүрүп көрситилишичә, хитайдики 71 ширкәт үстидин елип берилған тәкшүрүштин мәлум болушичә, бу ширкәтләрниң 2012-йилидики омуми ишләпчиқириш қиммити 222 милйон сом болған болсиму, әмма йәрлик һөкүмәтләр тәрипидин 4 һәссә ашуруп 851 милйон сом қилип елан қилинғанлиқи паш қилинған.
Хәлқара мәтбуатларда хитай иқтисадиға аит йезиливатқан мақалиләрдин мәлум болушичә, хитайниң малийәгә аит сан - шифирларни ялғандин ойдуруп чиқиришиму хитайни “ағриқни йошурсаң өлүм ашкара” дегәндәк һаләткә кәлтүрүп, хитайниң иқтисади җәһәттин вәйран болушиға йол ечиватқан амилларниң бири икән.
Тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.