Байден һөкүмитини уйғур қирғинчилиқини етирап қилиштин ваз кәчмәсликкә чақирилди
2021.02.21
Америкидики нопузлуқ аммиви сиясәт тәтқиқат ақиллар амбири - америка ентерпрайз аммиви сиясәт тәтқиқат институти мутәхәссислири обзор елан қилип, байден һөкүмитини уйғур қирғинчилиқини етирап қилиштин ваз кәчмәсликкә чақириди.
“хәвәр һәптилики” намлиқ журналда елан қилинған обзорда байден һөкүмити хитайниң милйонлиған уйғурға қарши йүргүзгән һәрикитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонуш, яки уни инкар қилиш мәсилисидә гаңгирап қалғанлиқи көрситилгән.
Обзорда, әгәр җов байден хитайға “қаттиқ муамилә қилиш” вә кишилик һоқуқни “америкиниң дипломатийә сияситиниң ядроси” қилиш қатарлиқ илгирики вәдилирини бир чәткә қайрип қоюп, трамп һөкүмити хитайниң уйғурларға қаратқан дәһшәтлик сиясәтлири үстидин чиқарған “ирқий қирғинчилиқ қарари” ни инкар қилса, буниң зор истратегийәлик хаталиқ болидиғанлиқи оттуриға қоюлди.
Әйни вақиттики ташқи ишлар министири майк помпейо 19-январ баянат елан қилип, хитайниң уйғурларға қарши “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” садир қиливатқанлиқини җакарлиған иди.
Обзорида көрситишичә, ташқи ишлар министирлиқиниң бу қарариға тәшкилатлар, парламент әзалири, мутәхәссисләр һәтта кеңәш палатаси әзалиридин пикир елинған.
Обзорда мундақ дейилди: “хитайниң ирқий қирғинчилиқини әйибләш тоғра иш болупла қалмастин, бәлки у йәнә истратегийәлик әвзәлликкә игә. Бейҗиң аммиви образиниң хунүклишишигә етибар бериду, һәтта қатму-қат чәклимә астидики хитай аммисидиму шинҗаң вәзийитидин биарам болуш аламәтлирини көрүлмәктә.”
Обзорда йәнә, әгәр хитайниң ирқий қирғинчилиқи техиму кәң етирап қилинидиған болса, буниң германийәдәк дөләтләрниң хитай билән сода қилишини тәсләштүридиғанлиқи, бейҗиңниң б д т кишилик һоқуқ кеңиши қатарлиқ көп тәрәплик органларда һоқуқ игиләш урунушиниң мәғлуп болидиғанлиқи оттуриға қоюлди.
Обзор ахирида мундақ дейилди: “байден хитайға тақабил туруш вә кишилик һоқуқни қоғдашта һәр хил таллашларға игә. Әмма уйғур қирғинчилиқидин ваз кечиш уларниң бири әмәс.”