“террорлуққа қарши туруш” му яки “ирқий қирғинчилиқ” му?

Мухбиримиз нуриман
2020.06.17
xitay-herbiy-maniwer-terror-qarshi.jpg Хитай қораллиқ күчлири террорлуққа қарши туруш маневири өткүзүватқан көрүнүш. 2013-Йили 2-июл, қумул.
ImagineChina

Хитайдин тарқалған корона вируси вә хитайниң буниңға тутқан мәсулийәтсиз позитсийиси дуняниң хитайға болған қарашлирини өзгәртишкә башлиди. Хитайниң “террорлуққа қарши туруш” баһаниси билән бир милйондин үч милйонғичә уйғур қатарлиқ түрки милләтләрни йиғивелиш лагерлириға солаштәк еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиму дуняниң диққитини тартишқа башлиди.

2017-Йилдин башлап хитай компартийәси уйғур районида җиддий түрдә тутуш-қамашни әвҗигә чиқарди. Һәр бир уйғур аилисигә бирдин компартийә әзалирини йәрләштүрүш, камера йәрләштүрүш қатарлиқ усуллар арқилиқ уйғурларниң каллисида немә ойлайдиғанлиқидин тартип, күндилик һаятта кийидиған кийимигичә контрол қилишқа башлиди.

“хитайда ишләнгән” (Made in China) торида елан қилинған “‛террорлуққа қарши туруш‚ му яки ‛мәдәнийәт қирғинчилиқи‚му?” сәрләвһәлик мақалисидә көрситилишичә, лагер вә түрминиң сиртидикиләргә йүргүзгән мәҗбурлаш характерлик пикир ислаһати, қаттиқ назарәт қилиш, диний паалийәтләрни чәкләш, чоңларни күндүзлүк-кәчлик өгиниш курслириға йиғивелиш, балиларни дарилетамларға орунлаштуруш, хитай көчмәнлирини уйғур райониға көчүрүш сүритини тезләштүрүш, уйғурларға қаратқан қаттиқ туғут чәкләш сиясити вә башқа нурғун ғәлитә сиясәтләр кишилик һоқуқ органлири вә демократик дөләт аппаратлириниң алаһидә диққәт нуқтиси болмақта икән.

Мақалидә хитайниң бу сиясәтлирини чүшиниш үчүн хитайниң дөләт характеригә диққәт қилиши керәклики, хитай дәватқан “террорлуққа қарши туруш” қа қарита бир нәрсә дейишимиз бизниң уйғур мәсилисигә қайси нуқтидин қарайдиғанлиқимизға бағлиқ, дейилгән. Мақалидә йәнә хитай растинла өзлири ейтқандәк “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” арқилиқ террорлуққа қарши турмақчиму? хитайниң уйғур райондики йәрлик мусулман аммисини бастуруши мустәмликичиликму, мустәбитликму яки “террорлуққа қарши туруш” ниқаби астида хитайдин пәрқлиқ болған бир милләтни аста-аста мәдәнийәт қирғинчилиқидин тартип ирқий қирғинчилиққа елип беришму, дегәндәк соаллар оттуриға қоюлған.

Америкалиқ антропологийә тәтқиқатчиси дәррен байлер бу һәқтә өз мулаһизисини оттуриға қоюп өтти. У мундақ деди: “хитай өзиниң сияситини ‛террорлуққа қарши туруш‚ дәватиду. Йәни ‛әсәбийлик‚ вә ‛ашқунлуқ‚ ни түгитимиз дәп тәшвиқ қиливатиду. Әмәлийәттә бу бир милләтни йоқитишниң қәдәм басқучлиридин бири болған мәдәнийәт қирғинчилиқидур. Шуни айдиңлаштуруш керәкки, бу хитайниң һәқиқәтни йошуруш усули. Улар ‛террорлуққа қарши туруш‚ қалпиқини халиғанчә қоллиниду.”

Дәррен байлер йәнә мундақ деди: “хитай һөкүмити ислам етиқадини ‛кесәллик‚ дәп елан қилди. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, ‛террорлуққа қарши туруш‚ дегән тәшвиқатиниң арқисиға нурғун мәқсәтләр йошурунған. Мәлум бир җәмийәттә чәткә қеқилған аҗиз милләтләр мана мушундақ сиясәтниң еғир тәсиригә учрайду.”

“‛террорлуққа қарши туруш‚ му яки ‛мәдәнийәт қирғинчилиқи‚му?” сәрләвһәлик мақалидә мундақ дейилгән: “уйғур райониниң һазирқи рәиси чин чүәнгониң ‛террорлуққа қарши туруш‚ дегән баһанида йүргүзүватқан сияситини хитайниң ‛нуқтилиқ тәҗрибә базиси‚ дәп чүшиниш керәк. Бу сиясәтниң қарар чиқириш вә иҗра болуш җәряни ‛қара қута‚ да сақланмақта.”

Голландийәдики сиясий паалийәтчи вә анализчи асийә уйғур ханим хитай һөкүмитиниң асаслиқ йоқитиш нишаниниң уйғурлар икәнликини билдүрди. У мундақ деди: “хитай дөләт ичидә бирла ‛җуңхуа кимлики‚ билән яшайдиған җәмийәт бәрпа қилмақчи. Хитайда пәқәт уйғурла өзлириниң миллий кимликигә чиң есилған бир милләт. Шуңа әң еғир қирғинчилиқ уйғурларнәң бешиға келиватиду.”

Дәррен байлер хитайларниң уйғурларни йоқитиш пиланлири һәққидә тохтилип йәнә мундақ деди: “хитай пәқәт диний паалийәтләрнила чәклимәйватиду. Улар әрләрни лагерларға, түрмиләргә солап, аялларни мәҗбурий әмгәккә әвәтиватиду. Сәбий балиларни йиғивелип, уларни хитай мәдәнийити вә қиммәт қарашлири билән тәрбийиләватиду. Чоңларниң ана тилини унтуп қилиши тәс. Хитай буни уларниң меңисидин ююп чиқириветәлмәйду. Әмма улар кейинки бир әвладни хитайниң қиммәт қариши бойичә тәрбийиләп, пүтүнләй хитай қилип чиқмақчи. Мана бу уларниң пилани.”

Асийә ханим хитайниң пилани қандақ болушидин қәтийнәзәр, уларниң уйғурларни йоқитиш пиланиниң әмәлгә ашмайдиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “уйғурлар қәдимий мәдәнийәтлик бир милләт, уларниң радикаллиқ билән алақиси йоқ. Дуняму хитайниң дуняға хоҗа болуш мәқситини тонуп йәтти, шуңа хитайнң пилани әмәлгә ашмайду.”

Түркийә сакария университетиниң тарих пәнлири докторанти нурәттин избасар зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “хитайлар өзиниң ‛йеңи йипәк йоли‚ пиланида уйғурларни тәһдит һесаблап, өзидин болмиған һәр қандақ қовмни йоқитишқа урунуватиду. Хитай бу рәзил сиясәтлири арқилиқ уларни йоқиталмиаи, әксичә шәрқий түркистанлиқларни ойғатти, вәзийәт пишип йетилгәндә бизниң вәтинимзни чоқум қутулдуралайдиғинимизға ишәнчим камил.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.