Истанбулда ечилған журналистлар йиғилишида уйғурларға мунасивәтлик тоғра мәнбәдин учур елиш тәкитләнди
2024.09.25
21-Сентәбир күни мәркизи истанбулдики “хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” билән “учур-алақә мунбири” (İletişim Platformu) намдики тәшкилатниң ортақ саһибханилиқида “шәрқий түркистанниң бүгүнки вәзийити” темисида журналистлар билән учришиш йиғини өткүзүлди. Йиғилишта хитайниң сахта тәшвиқатлириға ишәнмәслик, шуниңдәк уйғурларға мунасивәтлик тоғра мәнбәдин учур елишниң муһимлиқи тәкитләнди.
Йиғилишқа анатолийә агентлиқи, түркийә радийо-телевизийә идариси (TRT), “түркийә гезити” қатарлиқ ахбарат органлиридин кәлгән 40 тин артуқ түрк вә әрәб журналисти, шуниңдәк бир қисим тәтқиқатчилар қатнашти.
Йиғинда алди билән “хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” рәиси һидайәтуллаһ оғузхан сөз қилип, уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ қатарлиқ мәсилиләр тоғрисида тохталди. У сөзидә “шәрқий түркистан мәсилисиниң ахбаратларда техиму көп орун елиши үчүн түрк журналистлар бу мәсилигә көңүл бөлүши вә уни қоллап-қуввәтлиши лазим” дәп көрсәтти. Шундақла журналистларни хитайниң тәтүр тәшвиқатлириға ишәнмәсликкә, бу һәқтә тоғра ишәнчлик мәнбәләрдин учур елишқа чақириқ қилди вә “шәрқий түркистан тәшкилатлири бирлики” ниң бу һәқтә һәмкарлишишқа тәйяр икәнликини тәкитлиди.
Һидайәтуллаһ оғузхан мундақ деди: “шәрқий түркистан мәсилиси бүгүнки күндә дуня җамаитиниң күнтәртипидә туруватиду. Хусусән ғәрб әллиридә җиддий бир шәкилдә күнтәртипкә кәлди. Әлвәттә түркийәдә 85 милйон киши шәрқий түркистан мәсилисигә һәм миллий мәдәнийәт, һәм өрп-адәтлиримизниң бағлинишлиқ мунасивити сәвәбидин сәмимий көңүл бөлүватиду. Биз, шәрқий түркистан давасиниң үммәтниң бир мәсилиси дәп қарилишини, түрк дунясиниң бу мәсилисигә бир қериндашлиқ нуқтисидин әһмийәт беришини халаймиз. Инсанпәрвәрлик җәһәттә муһаҗирәттики уйғурлар дуняниң һәр қайси җайлирида паалийәт елип бериватиду, шуниң үчүн шәрқий түркистан мәсилисигә пәқәт вәзийәтниң тәқәззаси яки ташқи сиясәт нуқтисидинла әмәс, бәлки җиддий мәсилә сүпитидә әһмийәт беришини халаймиз”.
У сөзиниң давамида түрк журналистларға хитаб қилип, “шәрқий түркистанда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиққа ғәрб әллириниң игә чиқиши сәвәбидин (түрк журналистлар бәзи тәтүр тәшвиқатқа ишинип) , ирқий қирғинчилиқ йоқ дәп қаримаслиқ керәк” деди.
Йиғинда сөз қилған “учур-алақә мунбири” (İletişim Platformu) ниң рәиси йүсүп зия чатакли һазир пәләстинниң чуқанлири дуняға йетәрлик дәриҗидә аңлитиливатқанлиқини тилға елип “шәрқий түркистан нөвәттә өз авазини дуняға аңлиталмай хитайдин ибарәт көп санлиқ нопусниң тәсири астида йоқ болуп кетиватиду” деди. У бу һәқтики сөзиниң давамида мундақ деди: “уларниң авазиға һеч ким қулақ салмайду, йүз бериватқан зулумни һеч ким билмәйду, ишғалийәттин буян милйонлиған инсан һаятидин айрилди. Бирақ бу әһвални көпинчә инсанлар билмәйду, дуняниң көп қисми билмәйду, чүнки оттурида күчләнгән хитай бар. Хитай түркийәдин журналистларни халиғанчә апирип өзи алдин бәлгилигән ясалма йәрләрни көрситиватиду. Зулум астида езиливатқан шәрқий түркистан мусулманлири дәрдини аңлиталмайду, яки аңлиғучилар бу мәсилидин өз мәнпәәти үчүн пайдилиниватиду. Биз журналист болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистан хәлқиниң авазини ахбаратларда аңлитишимиз муһим” .
“шәрқий түркистан учур-ахбарат җәмийити” ниң идарә һәйәт әзаси, диктор муһәммәд ели атаюрт йиғинда сөз қилип уйғур хәлқидә пикир әркинлики, җүмлидин ахбарат вә мәтбуат әркинликиниң задила йоқлуқини тәкитлиди. У бу һәқтики сөзидә уйғурларниң өз пикрини әркин ипадилийәләйдиған толуқ мустәқил бир ахбарат оргининиң болмаслиқини тилға елип “дәл мушу сәвәбтин шәрқий түркистан дәваси һазирқидәк игә чақисиз вә еғир вәзийәттә қеливатиду” дәп көрсәтти.
Йиғин ахирида “шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийити” ниң тәтқиқатчиси фәйза пинар қилинч ханим сөз қилип, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири тоғрисида доклат бәрди. У сөзидә уйғурларниң ахбарат әркинлики чәклимисигә учраватқанлиқини, шуниң үчүн уйғурлар һәққидә мәлумат игиләшниң қийин икәнликини тилға елип “биз шундақтиму тиришип-тирмишип шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири тоғрисида доклат тәйярлап чиқтуқ” деди вә йеңидин нәшр қилинған доклатни журналистларға тәқдим қилди.
Йиғин ахирида сөз қилғучи журналистлар йиғин иштиракчилириниң уйғурлар тоғрисидики учурларни қандақ йиғиш вә қайси мәнбәләргә тайиниш керәклики тоғрисида сориған соалларға әтраплиқ җаваб бәрди. Йиғинға қатнашқучи журналистлар буниңдин кейин уйғурлар тоғрисида учур елишта “хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” вә “шәрқий түркистан учур-ахбарат җәмийити” билән алақә қилидиғанлиқини ипадиләшти.
“хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” баш катипи абдурешит иминһаҗи бу йиғинни уюштуруштики мәқситиниң хитайниң сахта вә тәтүр тәшвиқатлирини битчит қилиш, түрк вә әрәб журналистларға уйғурлар мәсилиси һәққидә тоғра чүшәнчә бериш, шу қатарда уйғурлар дуч келиватқан ассимилятсийә вә ирқий қирғинчилиққа алақидар мәсилиләрни ахбаратларда күн тәртипкә кәлтүрүш икәнликини билдүрди. Бу мәқсәтләрниң йәнә бири журналистларни уйғурлар һәққидики тоғра учурларға еришиштә “хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” ни васитә қилиш вә улар билән һәмкарлишишқа йетәкләш болуп, у бу һәқтә сөз болғанда “мәқсәт һасил болди” деди.