Истанбулдики хитай консулханисиниң алдида намайиш қилишқа урунған паалийәтчиләр сақчилар билән тиркәшти

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.06.17
Истанбулдики хитай консулханисиниң алдида намайиш қилишқа урунған паалийәтчиләр сақчилар билән тиркәшти Истанбулдики хитай консули алдида давамлишиватқан “милләт нөвити” паалийитини тосуп туған сақчилар. 2021-Йили 15-июн, түркийә.
RFA/Azigh

15-Июн күни истанбулдики хитай консули алдида давамлишиватқан “милләт нөвити” паалийитидә сақчилар билән паалийәтчиләр қаттиқ тиркәшкән.

Паалийәтчиләрдин истанбулда яшаватқан бир ханим анисиниң 4 ай илгири җаза лагерида вапат болғанлиқи хәвирини бүгүн тапшуруп алғанлиқи мәлум болған. Уйғур елидин үзүлмәй келиватқан өлүм хәвәрлиридин қаттиқ ғәзәпләнгән җамаәт түрк сақчиларниң қойған тосақлирини бесип өтүп, наразилиқ паалийитини хитай консулханисиниң алдида давамлаштурушни тәләп қилған. Нәтиҗидә улар аманлиқ сақлаватқан түрк сақчиларниң тосқунлиқиға учрап, икки тәрәп хели қаттиқ тиркәшкән.

Лагер қурбанлири йиқинлиридин доктур бурһан улуғйол әпәнди зияритимизни қубул қилип, намайишчиларниң наразилиқ паалийитини хитай консулханисниң алдида елип бериш тәлипиниң рәт қилинғанлиқини, хитай консулханисиниң алдиға беришқа урунған намайишчиларниң сақчилар тәрипидин қаттиқ қол муамилә билән тосувелинғанлиқини ейитти.

Истанбулдики хитай консули алдида давамлишиватқан “милләт нөвити” паалийитидин көрүнүш. 2021-Йили 15-июн, түркийә.

Истанбулда яшаватқан лаге қурбанлири йиқинлири алтә айдин бери тинч һалда хитай консулханисидин аилисиниң из-дерикини тәләп қилип келиватқан болсиму, һазирғичә хитай һөкүмитидин рәсмий бир җавап алалмиған.

Паалийәтчиләр йәнә түркийә һөкүмитидин вә түркийә җумһурийитиниң рәиси рәҗәп тайип әрдоғандин уйғур қирғинчилиқини етирап қилишини, дипломатик йолларни қоллинип, уйғур елидики аилилириниң из-дирикини сүрүштә қилип беришини тәләп қилип кәлмәктә. Бирақ лагер қурбанлири йиқинлириниң тәләплири түркийә һөкүмити тәрипидин қобул қилинмайла қалмастин, һөкүмәткә йиқин ахбаратлар вә органлар тәрипидин көрмәскә селинмақта.

Наразилиқ паалийитидә актип рол ойнаватқан лагер қурбанлири йеқинлиридин алимҗан турди әпәнди зияритимизни қубул қилип, тәпсилий әһвал һәққидә мәлумат бәрди вә намайишчиларниң түркийә һөкимитидин күтидиған тәләплирини биз билән ортақлашти.

“милләт нөвәттә” паалийитигә изчил қатнишип келиватқан түркийилик фурқан әлчигәми әпәндим зияритимизни қубул қилип, мундақ деди:

“сақчиларниң буйруқ билән иш қиливатқанлиқини билимән. Бирақ икки күндин буянқи тиркишиштә сақчи мәсуллири бизгә ‛оюн қоюватисиләр‚ дегәндәк гәпләрни ишләтти. Намайишчилар: ‛немишқа консулханиниң алдиға беришимизға рухсәт қилмайсиләр?‚ дәп сориди. Бир сақчи мәсули: ‛консулханидикиләр ишлийәлмәйдикән, раһәтсиз болидикән‚ деди. Уларниң буйруқни иҗра қилишиға әлвәттә бир нәрсә дейәлмәймиз. Икки күндин буян һәқиқәтән зор қийинчилиқлар йүз бириватиду. Бирақ койза селиш, уруш, тазилиқ өйигә беришиға рухсәт қилмаслиқ дегәндәк ишлар мән үчүн бир виҗдансизлиқ.”

Хитай һөкүмитиниң системилиқ қирғинчилиқ сияситиниң зәрбисигә учриған уйғурларниң түркийәдики аилә йиқинлири 2020-йили 18-декабир күни истанбулдики хитай консулханисиниң алдида “аилә нөвәттә” паалийитини башлиған иди. Мәзкур паалийәт 3-феврал әнқәрәдики хитай әлчиханисиниң алдиға йөткәлгән болуп, қисқа вақит ичидә түркийә хәвипсизлик хадимлири тәрипидин мәҗбури тарқитивитилгән иди. Әнқәрәдә бастурулған мәзкур паалийәт “милләт нөвәттә” наи билән истанбулдики хитай консулханисиниң алдида һәр күни давамлашмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.