Истанбулниң қатнаш бекәтлиридә пәйда болған хитайчә хәтләр диққәт қозғимақта

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2019.10.07
turkiye-kocha-xitayche-xet.jpg Истанбулниң қатнаш бекәтлиридә пәйда болған хитайчә хәтләрниң бири. 2019-Йили өктәбир.
RFA/Arslan

Йеқиндин буян истанбулниң аммиви қатнаш бекәтлиридә хитайчә хәтләрниң пәйда болуши күчлүк диққәт қозғимақта. Көплигән көзәткүчиләр буни истанбулниң йеңидин сайланған шәһәр башлиқи әкрәм имамоғлуниң хитайға маһил киши икәнлики шундақла хитайниң түркийәдә күнсайин ешип бериватқан тәсири билән мунасивәтлик дәп қаримақта.

Истанбулдики уйғур җамаити билән түрк аммиви тәшкилатлири бу һадисигә қарита күчлүк наразилиқлирини билдүрмәктә.

Истанбул бүйүк шәһәр бәләдийәси (шәһәрлик һөкүмәт) билән хитай оттурисида түзүлгән достлуқ келишимидики бәлгилимиләр бойичә, йеқиндин буян истанбулниң трамвай йоллиридики бикәтләргә хитайчә хәтләр чапланмақта. Буниңға қарита ийи (яхши) партийәси, саадәт партийәси, үлкү оҗақлири вә шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики қатарлиқ партийә вә аммиви тәшкилатлар җиддий шәкилдә етираз билдүрүп, хитайчә хәтләрни дәрһал еливетишни тәләп қилди.

“үлкү оҗақлири” тәшкилатиниң әзалири пүтүн бикәтләргә йезилған хитайчә хәтниң үстигә шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқи билән түркийә байриқини чаплиди һәмдә хитайчә хәтләрни тосуп, “қатил хитай”, “шәрқий түркистанға әркинлик” дегәндәк хәтләр йезилған қәғәзләрни чаплиди.

Хитайчә хәтләрни көргән бир қисим уйғур яшларму бекәтләрдики хәтләрни сөкүп еливәтти. Әзиз туран исимлик бир яш 10 дин артуқ бекәттики хитайчә хәтләрни сөкүп елип, һәммини бир йәргә топлиди вә үстигә дәссәп туруп баянат бәрди. У бу көрүнүшни иҗтимаий таратқуларда тарқатти. Мундақ у мундақ деди: “әссалам әләйкум, әзиз истанбуллуқлар! түркниң ана юрти шәрқий түркистанда түркчә сөзлишиш вә йезиш чәклиниватса, милйонлиған қандаш қериндашлиримиз хитайниң җаза лагерлирида азаб чекиватса өлүм хәвпигә дуч келиватса, фатиһ султанниң аманити болған истанбул шәһиридики трамвай бикәтләргә хитайчә йол вивискилири чаплинипту. Буни әмәлийләштүргән вә буниңға сәвәб болғанларниң һечқайсисини тарих кәчүрмәйду. Һәммимиз бирлишип уларни истанбул шәһириниң әрзийәт идарисигә шикайәт қилайли!”

Түркийә ийи (яхши) партийәси өзлириниң тивиттер һесаби арқилиқ баянат елан қилип, мундақ етираз билдүргән: “хитай шәрқий түркистанда уйғур түрклириниң тилини, динини вә күлтүр-мәдәнийитини чәкләватса, истанбул бүйүк шәһәрлик һөкүмәт бекәтләргә хитайчә вивиска асқан. Биз буни һеч чүшәнмидуқ. Шаңхәйдики йолларға түркчә хәтләр есилдиму? яки истанбулға хитай саяһәтчиләр дәрядәк еқип келиватамду?”

Ийи (яхши) партийәсиниң тивиттер һесабида 424 миңдин артуқ әгәшкүчиси болуп, мәзкур баянатни 2672 киши һәмбәһирлигән, 2078 киши инкас язған.

Саадәт партийәси истанбул шөбисиниң рәиси абдуллаһ сәвим әпәндиму етираз билдүрүп твиттер арқилиқ баянат елан қилди. У баянатида мундақ дегән: “истанбул бүйүк шәһәр бәләдийәси билән хитай оттурисида түзүлгән достлуқ келишими бойичә бәзи бикәтләргә хитайчә хәтләрниң чаплиниши шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң йүрәклирини ечиштурмақта. Бу һадисә йәнә һәр заман мәзлумниң йенида болған миллитимизниң виҗданини қанитиду. Биз буни һәргизму қобул қилмаймиз. Мән истанбулда қилишқа тегишлик шунчә көп иш турса бундақ талаш-тартиш қилидиған мәсилиләргә кирмәсликни тәвсийә қилимән.”

Бу һәқтә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузханму баянат елан қилған болуп, у баянатида мундақ дегән: “истанбул шәһәрлик һөкүмәт трамвай бекәтлиригә хитайчә хәтләрни чаплиди. Хитай шәрқий түркистанда нәччә милйон инсанни җаза лагерларға қамап, ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқ елип бериватиду. Хитай йәнә шәрқий түркистан хәлқини һәм шундақла түркийәдики 50 миң шәрқий түркистанлиқларниң һес-туйғулирини көзгә илмай, истанбулда хитай шамили чиқиришни башлиди. Бу вәзийәттин пүткүл шәрқий түркистан хәлқиниң көңли рәнҗиди. Пүткүл шәрқий түркистан хәлқи бу пәрвасизларчә иҗраатни қаттиқ әйибләйду.”

Бу һәқтә шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики намидин торда имза топлаш паалийити башлитилған болуп, буниңға “истанбул кочилиридики хитайчә хәтләр өчүрүлсун” дәп тема қоюлған.

“миллийәт” гезитиниң 19-сентәбир күнидики санида язғучи абдуллаһ қарақушниң “хитай саяһәтчиләр үчүн 4 йеңи иш пилани” дегән темида мақалә елан қилинған. У мақалисидә түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири мәһмәт нури әрсойниң сөзлиридин нәқил кәлтүрүп, хитай тәрәпниң түркийә төт түрлүк тәләпни оттуриға қойғанлиқини вә бу тәләпләрниң түркийәдә иҗра қилинишқа башлиғанлиқини билдүргән.

У мақалисидә хитай оттуриға қойған төт тәләпниң биринчиси кападокийә қатарлиқ көплигән орунларға хитайчә вивиска есиш, иккинчиси түркийәдә хитай ресторанлирини көпләп ечиш, үчинчиси хитайларниң түркийәдә хитай пули ишлитишини қулайлаштуруш, төтинчиси түркийәдики мәктәпләрниң оқутуш программисиға хитай тилини талланма дәрс қилип киргүзүш қатарлиқлар икән.

Истанбулдики бекәтләргә йезилған хитайчә йол вивискилири арисида фатиһ районидики “чәмбәрли таш” дегән бекәтниң исмини хитайчә “константин мунари” дәп язған. Бу хаталиқ бәзи уйғурлар тәрипидин байқилип чүшәнчә берилгәндин кейин буниңға қарита көплигән етиразлар йеғип кәтти. Чүнки у бекәтниң йенида рум императори конистантин румдики апаллон чиркавидин йөткәп келип һазирқи орунға тиклигән 57 метир егизликтики мунар бар болуп, бу мунар 1081-йили от кетип төмүр билән чәмбәрләнгән. Шуңа бу бекәтниң исми түркчидә “чәмбәрли таш” дәп аталған.

Милләтчи һәрикәт партийәсиниң асасий қатлам рәһбәрлиридин сәрап шулә явуз “чәмбәрли таш” бекититгә хитайчә “константин мунари” дәп йезилғанлиқиға етираз билдүрди.

Бу һадисә иҗтимаий таратқуларда шунчә бәс-муназирә қозғиған болсиму, лекин истанбул шәһәрлик һөкүмәт һазирғичә буниңға чүшәнчә яки баянат бәрмиди.

Һидайәтулла оғузхан бу һәқтә пикир баян қилип: “истанбул шәһәр башлиқи имамоғлуниң бу қилмиши көңлимизни йерим қилидиған қәбиһ иш болсиму, әмма бу мәсилә бизниң шәрқий түркистан мәсилисигә саһиб чиқишимизға түрткә болди. Һәтта җумһурийәт хәлқ партийәсиниң иттипақдиши болған ийи партийәси вә саадәт партийәсиниң рәһбәрлириму буниңға наразилиқини билдүрүп, җиддий инкас қайтурди. Әкрәм имамоғлуниң бу хаталиқи шәрқий түркистан давасиниң түркийәдә қоллап-қуввәтлинишигә васитә болди,” деди.

Доктор пәрһат қурбан тәңритағли бу һәқтә пикир баян қилип, бу һадисиниң адәттики иш әмәсликини, буниң хитайниң сиртқа кеңийиш сияситиниң бир қисми икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.