Явропа парламентида “хитайдики җаза лагерлири” намлиқ йиғин өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.03.20
lager-mesilisi-yawropa-parlament.jpg Явропа парламентида өткүзүлгән “хитайдики җаза лагерлири” намлиқ йиғинда д у қ рәиси долқун әйса әпәнди сөз қилмақта. 2019-Йили 19-март, бирюссел, белгийә.
RFA/Ekrem

Дуня уйғур қурултийиниң тәшәббуси билән явропа парламенти 19-март мәхсус җаза лагерлири тоғрисида илмий муһакимә йиғини өткүзди.

Д у қ ниң тәшәббуси, хәлқара тибәт һәрикитиниң қоллиши вә кишилик һоқуқ органлириниң һәмкарлишиши билән явропа парламенти 19-март “хитайдики җаза лагерлири” намлиқ йиғин өткүзүп, уйғур дияриниң нөвәттики еғир вәзийитини музакирә қилған.

Бу йиғинға явропа парламентиниң әзаси томас ман әпәнди риясәтчилик қилған. Йиғинда д у қ рәиси долқун әйса, хәлқара тибәт һәрикитиниң вәкиллири, фирансийәлик журналист урсула гөтер, профессор мари һолизман қатарлиқлар доклат тәқдим қилған.

Белгийә пайтәхти бирюсселдин бизни мәлумат билән тәминлигән д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетимқи йиғин өткән йили 4-айниң 27-күни явропа иттипақи алдида өткүзүлгән 5 миң кишилик зор намайиштин кейинки җаза лагерлири тоғрисида явропа парламентида чақирилған 5-қетимлиқ йиғин болуп һесаблинидикән.

Мәлум болғинидәк, д у қ ниң изчил тиришчанлиқи, 2017-йили 19-өктәбир явропа парламентида қурулған “уйғур достлуқ гурупписи” ниң тәшәббускарлиқи билән 2018-йили 4-өктәбир күни явропа иттипақиниң ситрасбургда өткүзүлгән омумий йиғинида 600 дин артуқ парламент әзалириниң қоллап аваз бериши нәтиҗисидә җаза лагерлириға мунасивәтлик 15 маддилиқ қарар қобул қилинған иди.

Д у қ рәисиниң баян қилишичә, явропа иттипақи алдимиздики айниң башлирида хитай билән явропа иттипақиниң алий дәриҗиликләр учришишини башлайдиған болуп, бу қетимқи йиғин мушу учришиш үчүн явропа иттипақини уйғурларниң кишилик һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниши вә җаза лагерлири тоғрисида зөрүр болған дәлил-испат материяллири билән тәминләшни мәқсәт қилидикән. Бу учришишқа хитай баш министири ли кечяң қатнишидикән.

Хитай билән явропа иттипақиниң алий дәриҗиликләр учришиши ахирлишипла, икки тәрәп оттурисида кишилик һоқуқ диялоги башлинидиған болуп, бу диялогда җаза лагерлири мәсилиси нуқтилиқ оттуриға қоюлидикән.

Бу қетим йиғинда парламент әзалири вә кишилик һоқуқ актиплири хитайниң җаза лагерлири тоғрисида өзлири еришкән мәлуматларни тәқдим қилиш билән биргә явропа иттипақини дәрһал җиддий тәдбир қоллинип, хитайни уйғур дияридики җаза лагерлирини тақашқа мәҗбурлашни тәләп қилишқан.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу йиғинда хитайниң җаза лагерлириға аит әң йеңи мәлуматларни тәқдим қилипла қалмай, бәлки йәнә хитай һакимийитиниң уйғур тутқунлирини түркүмләп ичкири хитайға йөткәп, из-дерәксиз ғайиб қиливетиштәк хәтәрлик, паҗиәлик бир қәдәмни бесиватқанлиқини билдүргән. У йәнә бу мәсилигә дуняниң йетәрлик дәриҗидә диққәт қилалмайватқанлиқини, явропа иттипақи, америка қошма штатлири вә б д т дәрһал чарә-тәдбир қолланмиса, сани 500 миң әтрапида пәрәз қилиниватқан хитай өлкилиригә йөткәп апирилған уйғур мәһбуслар һаятиниң хәвпкә йолуқидиғанлиқини тәкитлигән.

У сөзидә йәнә өз аилисиниң бешиға кәлгән қисмәтләрни изаһлап, муһаҗирәттики мутләқ көп қисим уйғурларниң вәтәндики қовм-қериндашлири билән болған алақисиниң һала бүгүнгә қәдәр әслигә кәлмигәнликини әскәртип өткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.