Җаза лагерлири мәсилиси германийәниң дортмунд шәһиридә аңлитилди
2019.04.01
Өмәр бекали җаза лагерлири мәсилисини “явропа түрк ислам бирлики” ниң 24-нөвәтлик қурултийида аңлатти.
30-Март күни германийәниң дортмунд шәһиридә “явропа түрк ислам бирлики” ниң 24-нөвәтлик қурултийи чақирилған. Дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири тәклипкә бинаән бу қурултайға 4 кишилик бир һәйәт болуп қатнашқан. Хитайниң җаза лагерлирида йетип чиққан қазақистан пуқраси өмәр бекали бу һәйәтләр қатарида йиғинға иштирак қилип, 500 дин артуқ йиғин қатнашқучилириға хитайниң уйғур диярида тәсис қилған җаза лагерлири тоғрилиқ мәлумат бәргән.
Дортмунд шәһиридин зияритимизни қобул қилған д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәндиниң билдүрүшичә, өмәр бекалиниң җаза лагерлири тоғрисидики баянлири йиғин әһлиниң күчлүк диққитини тартқан.
Өмәр бекали бу һәқтә тохталғанда уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисини бундин кейин явропа дөләтлиридә техиму кәң тонутуш үчүн пүтүн күчи билән тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини тилға алди.
Бу йиғинға уйғур вәкиллири қатарида һәмраһ болған голландийәдики “шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң мәсуллиридин әйса қариһаҗимниң әскәртишичә, өмәр бекалиниң баянлири явропада көплигән тармақ тәшкилатлири вә 10 миңларчә әзаси болған “явропа түрк ислам бирлики” ниң бу қетимқи қурултийиға қатнашқан түрк җамаити арисида күчлүк тәсир қозғиған. Бу йиғинға иштирак қилған қурултай фондиниң мәсули абдуҗелил әмәт әпәндиниң баян қилишичә, өмәр бекалиниң сөзлиридин тәсирләнгән түрк тәшкилатлириниң мәсуллири “шәрқий түркистан хәлқини вә шәрқий түркистан дәвасини ялғуз қоймайдиғанлиқини” билдүргән.
Турғунҗан алавудун әпәндиниң ейтишичә, “явропа түрк ислам бирлики” ниң бу қетимқи қурултийиға явропадики башқа түрк вә ислам тәшкилатлириниң мәсуллириму қатнашқан.
Д у қ рәһбәрлириниң тәкитлишичә, бу йил киргәндин буян явропадики охшимиған еқимларға мәнсуп болған түрк тәшкилатлири өзлириниң һәр хил йиғинлириға д у қ рәһбәрлирини тәклип қилип, хитай һакимийити уйғур диярида тәсис қилған җаза лагерлири мәсилисини түрк җамаитигә кәң тонутушқа пурсәт яритип бәрмәктә икән.
Хитайниң җаза лагерлирида 7 айдин артуқ йетип чиққан өмәр бекали болса 20-марттин буян явропадики бир қисим дөләтләрдә җаза лагерлири тоғрисида гуваһлиқ бериш паалийәтлирини қанат яйдуруп кәлмәктә.