Белгийәниң бирюссел вә антвәрпән шәһәрлиридики җаза лагерлириға мунасивәтлик паалийәтләр нәтиҗилик өткүзүлгән

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.10.22
roshen-abbas-belgiye.jpg “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим йиғинда уйғурларниң вәзийитини тонуштурмақта. 2019-Йили өктәбир, белгийә.
RFA/Ekrem

Белгийә уйғур җәмийити билән “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң белгийәдә елип барған паалийәтлири яхши тәсир қозғиған.

9-Өктәбирдин етибарән явропадики икки һәптилик паалийитини башлиған “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим 18-өктәбирдә чех җумһурийитидики 10 күнлүк паалийәтлирини аяғлаштуруп белгийә пайтәхти бирюсселға йетип кәлгән.

Белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси яшар әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур җәмийәт уйғур һәрикити тәшкилати билән һәмкарлишип белгийәниң пайтәхти бирюссел вә антвәрпән шәһәрлиридә охшимиған мәзмунда 4 күнлүк паалийәт тәшкиллигән.

Яшар әпәндиниң тилға елишичә, 18-өктәбир американиң брюсселдики әлчиханисида өткүзүлгән җаза лагерлири тоғрисида доклат бериш йиғини наһайити тәсирлик болған. Алдинқи һәптә американиң пирагадики әлчиханисида доклат бәргән рошән аббас ханим, бирюсселда чақирилған бу йиғинда ялғуз җаза лагерлири мәсилисинила оттуриға қоюп қалмастин, хитайниң һазир ғәрб қиммәт қаришиға җәң елан қилип, дуняниң һәрқайси әллиридә 480 дин артуқ ‛куңзи институтлири” ни қуруп коммунистик идеологийәни тәрғиб қиливатқанлиқини, буниң хитайниң ғәрбкә кеңийиш қара нийитиниң башланғучи икәнликини тәкитлигән һәм ғәрб кишилирини ойғинишқа чақирған.

Д у қ ниң америкада турушлуқ баш тәптиши абдулһәким идрис әпәндиму 18-өктәбирдин башлап брюсселдики паалийәтләргә қатнашқан болуп, у өзигә бәкрәк тәсир қилған паалийәтниң белгийәдики әң чоң партийәләрдин бири болған “йеңи фламин иттипақи партийәси” ниң мәркизидә 19-өктәбир өткүзүлгән йиғин вә бу йиғинда мәзкур партийә билән һәмкарлишип “уйғур достлуқ гурупписи” ни қуруш мәсилисиниң музакиригә қоюлғанлиқи болғанлиқини тилға алди. У сөзидә, хитайниң зулум сияситигә қарши туруш үчүн “уйғур достлуқ гурупписи” ни дуняниң һәр йәрлиридә көпләп қурушниң зөрүрлүкини әскәртти.

Белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси яшар әпәндиму “йеңи фламин иттипақи партийәси” ниң мәркизидә өткүзүлгән йиғинниң көп әһмийәтлик болғанлиқини тәкитлиди. Униң билдүрүшичә, йиғинға дахил болған парламент әзалири бундин кейин белгийә уйғур җәмийити вә уйғур һәрикити тәшкилати билән зич һәмкарлишип җаза лагерлириға қарши ортақ һәрикәт қилишни халайдиғанлиқини билдүргән.

Белгийәниң антвәрпән шәһиридә яшайдиған уйғур сиясий актиплиридин әкпәрҗанниң билдүрүшичә, белгийә уйғур җәмийити рошән аббас вә абдулһәким идрисләрни 20-өктәбир күни антвәрпән шәһиридә уйғур җамаитигә доклат беришкә тәклип қилған болуп, бу йиғилишта нуқтилиқ һалда шәрқий түркистанниң өтмүши, бүгүни вә кәлгүсигә даир мәсилиләр сөһбәт темиси болған.

Яшар әпәндиниң баян қилишичә, йиғинда д у қ ниң баш тәптиши абдулһәким идрис әпәнди бирюссел билән вашингтондин ибарәт дуняниң икки сиясий мәркизидә уйғур миллий дәвасини күчләндүрүшниң йоллири тоғрисидики тәклип пикирлирини оттуриға қоюп өткән.

Уйғур һәрикити тәшкилати вә белгийә уйғур җәмийити хадимлири шу күни кәчтә йәнә мәркизи голландийә болған “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ни зиярәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.