Магнус фискәсйө: “җәнубий африқа шинҗаңда йүргүзүлүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқини әйибләштә башламчи болуши керәк”

Мухбиримиз ирадә
2019.08.05
Magnus-Fiskesjo-Maqale.jpg Магнус фискәсйө әпәндимниң җәнубий африқада чиқидиған “һәқиқәтни қоғдаш” намлиқ хәвәр торида елан қилған “җәнубий африқа шинҗаңда йүргүзүлүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқини әйибләштә башламчи болуши керәк” намлиқ мақалиси.
Photo: RFA

Америка корнел университетиниң оқутқучиси, шиветсийәлик антрополуг магнус фискәсйө әпәнди хитай һөкүмити уйғур елида йолға қойған лагер түзүми вә башқа тәқиб сиясәтлирини йеқиндин көзитиватқан кишиләрниң бири. У йәнә уйғур, қазақ қатарлиқ йәрлик милләтләр учраватқан бу зиянкәшликкә һесдашлиқ қилип, хитай һөкүмитиниң райондики сиясәтлирини очуқ тәнқид қилип келиватқан вә башқиларниму шундақ қилишқа тәшәббус қиливатқан тәтқиқатчиларниң биридур.

У йеқинда җәнубий африқада чиқидиған “һәқиқәтни қоғдаш” намлиқ хәвәр торида мақалә елан қилип, җәнубий африқани хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлириниң баш тәнқидчиси болушқа чақирди.

У мәзкур тор журнилида елан қилған “җәнубий африқа шинҗаңда йүргүзүлүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқини әйибләштә башламчи болуши керәк” намлиқ мақалисини төвәндики җүмлиләр билән башлиған: “мени әхмәқ чәтәллик дәп атисаңларму мәйли. Бирақ мән йәнила җәнубий африқани кишилик һоқуқниң абидиси, дәп қараймән. Бу дөләттикиләр бир ерқчи һакимийәтни өрүветип, дуняға ‛һәқиқәт вә мурәссә комиссийиси‚ дәйдиған вә мән толиму һәвәс қилидиған бир үлгини тикләп бәрди.” 

Биз магнус фискәсйө әпәндини зиярәт қилип, униңдин немә үчүн җәнубий африқа мәтбуатида бундақ бир мақалә елан қилишни ойлап қалғанлиқини соридуқ. Магнус әпәнди буниңға җаваб берип мундақ деди: “мәнчә, җәнубий африқа наһайити өзгичә бир дөләт. Чүнки бу дөләттики пуқралар бурун наһайити ерқчи һакимийәтниң һөкүмранлиқида яшиған. Дөләт ирқий айримичилиқ билән башқурулатти, қара тәнлик инсанлар кәмситилишкә учрайтти. Кейин нелсон манделаниң рәһбәрликидә бу ерқчи һакимийәт йоқитилип, демократик система орнитилди. Шуңа мән җәнубий африқа мушундақ бир тарихни өз бешидин өткүзгәнлики үчүн хитай һөкүмити қиливатқан зулумға қарши аваз чиқириши һәтта униңға башламчи болуши керәк дәп ойлидим. Җәнубий африқа пикир әркинликигә вә ахбарат әркинликигә игә дөләт. Мән уларниң таратқулирини арилиғинимда уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә анчә көп хәвәр йоқлуқини байқидим вә буниң наһайити чоң бир бошлуқ икәнликини һес қилдим вә дәрһал бу мақалини қәләмгә алдим.” 

Доктор магнус фискәсйө әпәнди мақалисидә җәнубий африқалиқларға уйғур елида йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини тәпсилий чүшәндүргән. У районда уйғурларниң күндилик дини паалийәтлириниң җинайәт дәп қариланғанлиқи, илгири уйғурчә-хитайчә һәр иккила тилда йезилған лозункилардики уйғур, қазақ қатарлиқ йәрлик тилларниң өчүрүветилгәнлики, балиларниң мәктәпләрдә ана тилини сөзләштин чәклиниватқанлиқи, мусулманларниң чошқа гөши йейишкә мәҗбурлиниватқанлиқи вә йемигәнләрниң “радикал” дәп лагерларға қамилип у йәрдә еғир меңә ююштин өткүзүлүватқанлиқидәк тәпсилатларни баян қилған. У йәнә “шинҗаңда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири кишини чөчүтидиған дәриҗидә еғир. Тоғрисини ейтқанда, у мушу әсирдики әң чоң вә әң еғир кишилик һоқуқ трагедийәсидур. . .  Хитайниң һәрикитиниң әң йиргинчлик йери у милйонлиған бигунаһ кишини очуқ-ашкара ирқчилиқ сиясити билән коллектип җазалимақта. Шинҗаңдики 12 милйон әтрапидики уйғур, қазақ вә башқа йәрлик милләтләрниң күндилик мәдәнийити, тили вә дини кәң көләмлик һуҗумға учраватиду” дегән. 

Магнус әпәндиниң баян қилишичә, җәнубий африқадики һөрлүк һәрикитиниң лидери вә җүмлидин хәлқарада әркинлик вә кишилик һоқуқниң символиға айланған нилсон мандела түрмидин қоюп берилгәндин кейин, 1992-йили хитайда рәсмий зиярәттә болған. Магнус әпәнди сөзини давам қилип мундақ деди: 

“у бейҗиңдики шу қетимлиқ зиярити мәзгилидә нутуқ сөзлигән. У нутқида хитай һөкүмитиниң җәнубий африқадики һөрлүк һәрикәтлирини қоллиғанлиқиға рәһмәт ейтқандин башқа йәнә хитайни демократик дөләт болуш вә өз ичидики аз санлиқ милләтләргә наһайити баравәр муамилә қилиш билән мәдһийилигән. У бу сөзләрни қилғанда зал ичидә униң нутуқини аңлаватқанлар қулақлириға ишинәлмәйла қалған. Чүнки у тйәнәнмин вәқәсидә миңлиған оқуғучилар қанлиқ бастурулуп узун өтмигән бир вақит иди. Әнә шу залда тйәнәнмин вәқәсидә савақдашлири өлгән нурғун алий мәктәп оқуғучилар олтуратти. Зал ичидикиләр нелсон мандела немиләрни дәватиду, дәп кусурлишип кәткән. Нелсон мандела шу чағда әҗәбләнгән вә андин өзиниң хата гәп қилғанлиқини чүшинип “бу йәрдә билишкә тегишлик бир қисим ишлар бар охшайду. Мән уларни билишкә тиришимән, " дегән. Нилсон мандела у чағда түрмидин йеңи чиқип, дөләттики ишлар билән алдираш болуп кәткән һәм өзиму қерип қалған вақитлири болғачқа хитай ичидики әһвалларни билмәй қалған. Униң йенидики адәмләрму униңға бир мәлумат бәрмигән. Шуңа нилсон мандела әгәр хитайдики әһвалларни, униң оқуғучиларни қанлиқ бастурғанлиқини, аз санлиқ милләтләргә ирқий айримичилиқ қилидиғанлиқини билгән болса, шу нутқида немиләрни дегән болатти дегән бир соал шу вақиттин бери калламда пәйда болған. Әлвәттә, биз буни мәңгү биләлмәймиз. Нилсон манделаниң хитайда бешиға кәлгән бу вәқәму хитайға болған тонушиниң қанчилик азлиқини көрситиду. Мана буму мениң уйғурларниң вәзийитини җәнубий африқалиқларға аңлатмақчи болушумдики йәнә бир сәвәб.” 

Йеқинда кишилик һоқуқ кеңишидики 24 дөләт кишилик һоқуқ комиссари бачлет ханимға имзалиқ мәктуп йоллаш арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғур елида аз дегәндә 2 милйонғичә уйғур вә қазақ қатарлиқ йәрлик хәлқләрни лагерға қамаш қатарлиқ тәқибләш сиясәтлирини тәкшүрүшни тәләп қилған иди. 

Арқидинла хитай һөкүмитиниң ариға чүшүши билән сәуди әрәбистан вә русийә қатарлиқ 37 дөләтниң хитайниң уйғур елидики сиясәтлирини қоллап очуқ хәт елан қилди. Һазир бу рәқәм иран, ирақ вә пәләстин қатарлиқларниң қошулуши билән 50 кә йәтти. Җәнубий африқа болса һәр иккила очуқ хәткә имза қоймиған.

Магнус фискәсйо әпәнди мақалисидә бу һәқтиму тохтилип төвәндикиләрни баян қилған: “мән җәнубий африқа вә шундақла ефеопийә қатарлиқ бир қисим африқа дөләтлириниң б д т кишилик һоқуқ кеңишидә хитай һөкүмитиниң тәшкиллиши билән хитайниң сиясәтлирини қоллап йезилған хәткә қол қойған 37 дөләт қатарида йоқлуқини көргинимдә йеник бир нәпәс алдим. Мән һәтта достлиримға җәнубий африқа һазир хитай һөкүмити шинҗаңда йолға қоюватқан мәҗбурий мәдәнийәт ассимилатсийәсигә вә йиғивелиш лагерлириға қарши туридиған башламчи дөләт болуп қелишиму мумкин, дедим. Чүнки бу палакәтни хәлқаралиқ җамаәт пикри болмай туруп вә әйни чағда җәнубий африқиниң ерқчи һакимийитигә йүргүзүлгән җаза тәдбирлиридәк тәдбирләр болмай туруп аяғлаштуруш мумкин әмәс.”

Магнус фискәсйө әпәндиниң пәрәз қилишичә, хитай һөкүмити чоқум җәнубий африқани қол қойғузушқа урунған, әмма мәқситигә йетәлмигән. “мениң пәрәз қилишимчә, хитай һөкүмити өзиниң сиясәтлири қоллап йезилған хәткә қол қойғузуш үчүн чоқум җәнубий африқиғиму хизмәт ишлиди. Чүнки җәнубий африқиниң муһим вә өзгичә әһмийәткә игә дөләт икәнлики хитайғиму бәш қолдәк аян. Һазирғичә қол қойғанлар ичидә җәнубий африқа йоқ. Буниңдин қариғанда, җәнубий африқа хитайниң тәлипини рәт қилған болуши мумкин. Хитай һөкүмити җәнубий африқа қатарлиқ африқа дөләтлиридә ахбарат вә таратқуларға наһайити нурғун мәбләғ селиватиду. Хитай һәққидики иҗабий хәвәрләрни көпләп базарға селиватиду. Улар бу арқилиқ у йәрдики җамаәтниң хитай һөкүмитиниң өз хәлқигә қиливатқанлирини, шинҗаң яки шәрқий түркистанда қиливатқанлирини билип қелишиниң шундақла буниңға қарши җамаәт пикри шәкиллинишиниң алдини алмақчи.”

Магнус әпәнди сөзиниң давамида мана мушу сәвәблик җәнубий африқалиқларға уйғурларға йүргүзүлүватқан сиясәтләрни көпрәк тонуштурушниң муһимлиқини тәкитлиди. У йәнә өз бешидин бир ирқий айримичи һакимийәтни өткүзгән җәнубий африқа хәлқини бу мәсилигә көңүл бөлиду, дәп қарайдиғанлиқини ипадә қилди. У мақалисидиму “шинҗаңда йүз бериватқан кишилик һоқуқ кризиси дуняниң һәрқайси җайлиридики барчә аңлиқ кишиләр тәрипидин тәнқидлиниши керәк. Ундақ болмайдикән, биз һәммимиз мушу апәтниң кейинки нишаниға айлинимиз,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.