Җәнвәдики б д т баш шитаби алдида хитайға қарши намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.06.25
jenwe-2019-namayish-1.jpg Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 41-нөвәтлик йиғини мунасивити билән д у қ уюштурған намайишта д у қ рәиси долқун әйса вә уйғур зиялийси абдувәли аюп әпәндиләр шоар товлимақта. 2019-Йили 24-июн, җәнвә.
RFA/Ekrem

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 41-нөвәтлик йиғини мунасивити билән дуня уйғур қурултийи бүгүн җәнвәдә намайиш уюштурди.

Д у қ ниң биваситә тәшәббуси билән 24-июн күни б д т ниң җәнвәдики баш шитаби алдида германийә, әнгилийә, франсийә, австирийә, голландийә, белгийә, шиветсарийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән уйғурлар хитайға қарши бирләшмә намайиш елип барди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу қетимқи намайишниң ечилиш нутуқини сөзлигәндә алди билән һәрқайсий дөләтләрдин бир кечә йол йүрүп алайитән мушу намайиш үчүн кәлгән вәтәнпәрвәр уйғурларға болған һөрмәт вә рәһмәтлирини ипадә қилди.

Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетимқи намайишниң мәқсити хитайниң аталмиш шинҗаң уйғур аптоном райониниң қорчақ әмәлдарлиридин бири болған әркин туниязни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 41-нөвәтлик йиғининиң ечилиш мурасимида сөзлитип, җаза лагерлирини пәрдазлап көрситиш суйиқәстини тармар қилиштин ибарәт икән. Долқун әйсаниң тәкитлишичә, уларниң бу намайиши хитайниң ялған тәшвиқатини битчит қилишта мәлум үнүм һасил қилған.

Долқун әйса әпәнди сөзидә йәнә намайиш әһлигә илһам берип, һәқниң бүгүн күч-қудрәт саһиби болған хитайда әмәс, бәлки уйғурлар тәрәптә икәнликини, хитайға қарши бу күрәшниң ахирқи һесабта ғәлибигә еришидиғанлиқини тәкитлиди.

Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилғанда бу қетимқи намайишниң дәл вақтида, дәл орнида елип берилған нәтиҗилик бир намайиш болғанлиқини әскәртти.

Қурултай тәтқиқат комитетиниң мудири әнвәр әһмәт әпәндиму өз қарашлирини изһар қилип өтти. Голландийәдин келип бу намайишқа иштирак қилған д у қ мәдәнийәт комитетиниң мудири зәйнидин әпәнди намайишниң наһайити җанлиқ өткәнликини, хитайниң җаза лагерлирини пәрдазлап көрситиш һийлисиниң бәрбат болғанлиқидин хурсән болғанлиқини тәкитлиди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бүгүн чүштин бурун башланған б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 41-нөвәтлик йиғининиң ечилиш мурасимиға қатнашқан. Униң тәкитлишичә, йәнә икки һәптә давам қилидиған бу йиғинда д у қ вәкиллири җаза лагерлири мәсилисиниң б д т йиғинлирида даима күнтәртиптә туруши үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситидикән.

Униң билдүрүшичә, йиғинниң бүгүн чүштин бурунқи ечилиш мурасимида сөз қилған б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мешил бачелот ханим нутуқида уйғурлар мәсилисини алаһидә тилға елип өткән вә хитайға қаритип б д т ниң уйғур диярини чәклимисиз зиярәт қилиш шәртини йәнә бир қетим тәкрарлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.