Җәнвәдә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ға қарши 3 чоң паалийәт өткүзүлди
2022.09.20
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 51-нөвәтлик омумий йиғини 12-сентәбир җәнвәдә башланған болуп, 19-синтәбирдин башлап д у қ рәһбәрликидики бир горуппа вәкилләр б д т бинаси алдида “ирқий қирғинчилиқ көргәзмиси” намлиқ рәсим көргәзмиси паалийитини башлиған. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә иҗтимаий таратқуларға қилған сөзидә, көргәзмигә қоюлған рәсимләрниң һәммисиниң хитай архиплиридин вә “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дин елинғанлиқини әскәрткән.
Җәнвәдин зияритимизни қобул қилған д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүришичә, бүгүн җәнвәдә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ға қарши 3 чоң паалийәт елип берилған болуп, у д у қ ниң бу паалийәтләрни тәшкилләштики мәқсити һәққидә тохтилип өтти.
20-Сентәбир күни чүштин бурун җәнвәдики ахбарат сарийида өткүзүлгән “б д т ниң доклати вә ‛уйғур сот коллегийәси‚ ниң һөкүми һәққидә ахбарат елан қилиш йиғини” намлиқ йиғинға көп санда киши қатнашқан. Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәндиниң билдүришичә, бу йиғинда “уйғур ирқий қирғинчилиқи” һөкүмини чиқарған “уйғур сот коллегийәси” ниң баш сотчиси җефферй найс қатарлиқ бирқисим муһим шәхсләр сөз қилған.
20-Сентәбир күни йәнә явропаниң һәрқайси әллиридин кәлгән көплигән уйғурлар б д т бинаси алдида бирләшмә намайиш елип барған. Д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу һәқтә тохталғанда, намайишниң шәрқий түркистанда давам қиливатқан уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши турушни мәқсәт қилғанлиқини тилға алди. Бу намайишта “уйғур сот коллегийәси” ниң баш сотчиси җефферй найс әпәндиму нутуқ сөзлигән.
Голландийәдин кәлгән лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим зияритимизни қобул қилип, җәнвәдә бүгүн өткүзүлгән 3 чоң паалийәт тоғрисидики тәсиратлирини баян қилип өтти. Франсийәдин кәлгән лагер шаһити гулбаһар хативаҗиму бу хусуста ойлиғанлирини ипадә қилди.