Уйғур районидики җ х идариси йерим йиллиқ доклатини елан қилди
2004.07.22
Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик идариси сәйшәнбә күни ахпарат елан қилиш йиғини чақирип, уйғур райониниң -2004 йилниң алдинқи йерим йилдики җәмйәт муқимлиғини сақлаш тоғрисидики доклатини елан қилған һәмдә уйғур районидики һәрқайси дәриҗилик җамаәт хәвпсизлик органлириниң 3хил күчкә қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини үнүмлүк елип барғанлиғини билдүргән.
Хитай хәвәр агентлиғиниң мәлум қилишичә, доклатта бу йил -1айдин -6 айғичә болған мәзгилдә уйғур райониниң җәмй 49295 делони турғузғанлиғини вә буниң арисида 22053 делони паш қилип, паш қилиш нисбитини 44.7% Кә йәткүзгәнлигини мәлум қилған.
Доклатта “3 хил күч” кә қаттиқ зәрбә бериштин сирт йәнә, башқа қарши күчләрниң зиян селиш характерлик һәрикәтлириниң алдини алғанлиғи илгири сүрүлгән. Әмма униңда бу 3 хил күчләргә мунасивәтлик делолар яки униңға четилғучи шәхсләр үстидә конкерт тохталмиған.
Хитай һөкүмитиниң уйғур районида елип барған һәрхил нам астидики бастуруш һәрикәтлири хәлқара җәмийәт тәрипидин изчил әйиплинип, хитай һөкүмитиниң тероризим нами билән уйғурларни бастуриватқанлиғи тәкитләнмәктә