Канаданиң торонто, калгери, ванковер шәһәрлиридә уйғур мәсилиси аңлитилған

Мухбиримиз меһрибан
2020.01.22
rushen-kanada.jpg Америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим вә д у қ баш тәптиши абликим идрис әпәнди уйғур дияридики җаза лагерлириниң җайлишиш орнини ениқлап чиққан хитай паалийәтчиси шавн җаңға рәһмитини билдүрди. 2020-Йили январ, канада.
RFA/Méhriban

Америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим канададики IDRF, йәни “мусулманлар хәйри-сахавәт җәмийити” ниң орунлаштуруши билән канаданиң торонто, калгери қатарлиқ шәһәрлиридә доклат бәргән.

У мәзкур доклат бериш йиғинлирида уйғур паалийәтчилириниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясий бастуруши һәққидә сөз қилғанлиқини, йиғин әһлиниң бу доклатларға қарита инкасиниң күчлүк болғанлиқини вә йиғинға қатнашқан сиясий әрбабларниң уйғурлар үчүн қандақ ярдәм бериш мәсилисини бирдәк оттуриға қуйғанлиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийиниң баш тәптиши абликим идрис әпәнди бу қетим канаданиң торонто, калгери, ванковер шәһәрлиридә елип берилған паалийәтләрниң әмили үнүминиң юқири болғанлиқини тәкитләп өтти.

Абликим идрис әпәндиниң билдүрүшичә, канаданиң торонто, калгери қатарлиқ җайлирида өткүзүлгән доклат бериш йиғинлирида йәнә муһаҗирәттики уйғурлар үчүн ианә топлаш, уйғурларни бастурушта җавабкарлиқи болған хитай әмәлдарлириға қарита “магнетиски қануни” бойичә җазалаш тәдбирлири қоллинишни тәләп қилиш, дуня уйғур қурултийиниң нөвәттики паалийәтлирини канададики уйғур җамаитигә аңлитиш қатарлиқ темилар бойичиму мәлуматлар берилгән икән.

Дуня уйғур қурултийиниң муһаҗирлар ишлириға мәсул хадими мәмәт тохти әпәнди торонто вә калгери өлкилиридә елип берилған паалийәтләрдә түркийә қатарлиқ дөләтләрдә яшаватқан уйғурларға иқтисадий җәһәттин ярдәмдә болуш, уларниң канадаға көчмән болуп келишигә ярдәм бериш қатарлиқ мәсилиләрниң оттуриға қоюлғанлиқини билдүрди.

“уйғур һәрикити” тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим йәнә 21-январ күни канаданиң ванковер шәһиридә канададики аммиви тәшкилат рәһбәрлири вә бир қисим һөкүмәт әрбаблириниң қатнишишида хитайниң хоңкоң, тәйвән, уйғур, тибәт сияситигә қарита қандақ тәдбир қоллиниш һәққидә йепиқ шәкилдики юмилақ үстәл йиғини өткүзүлгәнликини баян қилди. У йәнә шу күни кәчтә “хоңкоңға ярдәм тәшкилати” ниң орунлаштурушида ванковердики биританийә колумбийәси университетиниң кутупханисида уйғурларниң вәзийити һәққидә доклат бериш йиғини өткүзүлгәнликини билдүрди.

Абликим идрис әпәнди вә рошән аббас ханимларниң баяниға қариғанда, улар өзлириниң канада зияритидә йәнә уйғур дияридики җаза лагерлириниң җайлишиш орнини ениқлап чиққан хитай паалийәтчиси шавн җаңниму зиярәт қилған. Учришишта улар хотән қатарлиқ җайлардики лагерлар әтрапида йеңидин тәсис қилинған әмгәк лагерлириниң орни һәққидә музакириләрдә болған.

Рошән аббас ханим “уйғур һәрикити” тәшкилати намидин шавн җаң әпәндигә ләвһә тәқдим қилип, уйғурларниң униға болған миннәтдарлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.