Явропа дөләтлиридә “5-июл вәқәси” ниң 9 йиллиқи мунасивити билән намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.07.05
Fransiye-Namayish-5-Iyul-01.JPG 5-Июл парижда өткүзүлгән намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йили 5-июл. Париж, фирансийә.
RFA/Erkin Tarim

Фирансийә вә шиветсийә қатарлиқ дөләтләрдә 5-июл күни уйғур җамаитиниң хитайға қарши наразилиқ намайиши өткүзүлди.

Шиветсийә билән фирансийә қатарлиқ дөләтләрдики хитай әлчиханилириниң алдиға топланған уйғур җамаити шу әлләрдики бир қисим түрк қериндашларниң қатнишиши билән 5-июл күни хитайға қарши наразилиқ намайишлири елип барди. Биз нәқ мәйданға телефон қилип әһвал игилидуқ.
Франсийәдә өткүзүлүватқан намайиш тоғрисида мәлумат игиләш үчүн фирансийә уйғур җәмийитиниң муавин рәиси айбуви әркин ханим вә башқа намайиш қатнашқучилири билән телефон сөһбити елип бардуқ. 

Намайишчилар қоллириға ай-юлтузлуқ көк байрақ көтүрүвалған һалда “5-июлни унтумайли”, “уйғурларға әркинлик” вә “террорчи хитай” дегәндәк шоарларни товлап әтрапни ләрзигә салған.

Айбуви әркин ханим бу қетимқи намайишниң “5-июл үрүмчи вәқәси” ни хатириләш, хитайниң уйғурларға елип бериватқан нөвәттики дәриҗидин ташқири бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн елип берилғанлиқини билдүрди. У бу намайишниң үч күн давамлишидиғанлиқини тилға алди. 

Рисаләт арипова ханим фирансийә вә белгийәдики бир қисим уйғурларниң хитайниң парижда турушлуқ әлчиханиси алдида җәм болуп бу намайишни уюштурғанлиқини, бүгүнки намайишниң мәқситиниң “5-июл үрүмчи вәқәси” ни хатириләш, хитайниң уйғур дияридики “йиғивелиш лагерлири” ни тақашни тәләп қилиш вә уйғурларниң авазини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш икәнликини алаһидә тилға алди. 

Арқидин җүрәт әпәнди мәтбуат баянатини оқуп чиқти. У оқуп өткән баянатида уйғурларға әркинлик инсаний һәқ-һоқуқ тәләп қилғанлиқини тәкитлиди. 

Бу қетимқи намайишқа қатнашқан уйғур зиялийси җүрәт әпәнди “5-июл үрүмчи вәқәси” ни хатириләш мунасивити билән парижда өткүзүлгән бу қетимлиқ намайишқа иштирак қилған уйғурларниң саниниң бурунқиға селиштурған көпәйгәнликини, бундин кейин техиму көпийиш мумкинчилики барлиқини илгири сүрди. 

Мәлумки, “5-июл вәқәси” йүз бәргили 9 йил болди. Ундақта, бу 9 йил җәрянида уйғурларниң әһвалида қандақ өзгиришләр болди? әкбәр йүсүп әпәнди зияритимиз җәрянида 9 йил җәрянида уйғурларниң вәзийитиниң күнсайин еғирлашқанлиқини баян қилип өтти.

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмдики “шиветсийә уйғур маарип уюшмиси” ниң рәиси абдулла көкяр әпәндиму бүгүн стокһолмда өткүзүлгән намайишни “5-июл үрүмчи вәқәси” ни хатириләш вә хитайниң уйғурларға елип бериватқан нөвәттики дәриҗидин ташқири бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн елип берилғанлиқини, қолида ай-юлтузлуқ көк байрақ вә лозункиларни көтүрүвалған уйғурларниң ситокһолмниң мәркизидики мәйдандин хитай әлчиханисиниң алдиғичә бирқанчә километир пиядә меңип шоар товлап наразилиқ билдүргәнликини тилға алди.

Абдулла көкяр әпәнди намайиш җәрянида һәрқайси дөләтләрдин кәлгән саяһәтчиләргиму көп санда варақчә тарқатқанлиқини, намайишниң үнүмлүк өткәнликини илгири сүрди. 

Фирансийә вә шиветсийәләрдә өткүзүлгән бу қетимқи намайишқа әрләрдин башқа йәнә көп сандики балилар һәм аялларму қатнашқан. Хитайниң парижда турушлуқ әлчиханиси алдини узунғичә шоар садалири бир алған. Җәвлан қилип турған қанчилиған ай-юлтузлуқ көк байрақлар әтраптики кишиләрниң диққитини тартқан. яшлар йолдин өткән-кәчкәнләргә “5-июл үрүмчи вәқәси” вә уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида һазирланған тәшвиқат варақчилирини тарқатқан вә уларниң соаллириға җаваб бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.