Алматада үрүмчи вәқәси қурбанлири яд етилди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.07.03
qazaqistan-5-iyul-xatirilesh.jpg 2009-Йили 5-июлда үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ вәқәниң 8 йиллиқини хатириләш мурасимида шеһитларниң роһиға атап дуа қилинмақта. 2017-Йили 3-июл, алмата.
RFA/Oyghan

3-Июл күни алмата шәһириниң султанқорған мәһәллисидики “арзум” рестораниға җәм болған уйғурлар 2009-йили 5-июлда үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ вәқәниң 8 йиллиқини хатирилиди. Алмата шәһири вә униң әтрапидики йезилардин кәлгән вәкилләр болуп, икки йүзгә йеқин адәм қатнашқан бу мурасимни ачқан алмата шәһири заря востока мәһәллисиниң юрт актипи камал турдийеф мәзкур мурасимниң өткүзүлүш сәвәблирини чүшәндүрди. У уйғур елида уйғурлардин башқиму қериндаш хәлқләрниң яшаватқанлиқини, шулардин қазақларниңму хитай даирилири тәрипидин тосқунлуқларға учраватқанлиқини, болупму йеқинда дуня қазақлириниң қурултийиниң өткәнликини һәм у йәрдә муһим мәсилиләрниң қаралғанлиқини билдүрди.

Диний зат муһәммәтҗан һаҗим үрүмчи қанлиқ паҗиәсидә қурбан болғанларға һәмдә әркинлик вә инсан һәқлири үчүн өз җенини пида қилғанларға беғишлап қуран оқуғандин кейин, дуня уйғур қурултийи рәисиниң қазақистан бойичә орунбасари әркин әхмәтоф үрүмчи яшлириниң тинчлиқ наразилиқ намайишиниң келип чиқиши һәм ақивәтлири, хитай даирилириниң уйғур елидә елип барған бастуруш сияситиниң нәтиҗилири һәққидә доклат қилди.

Андин сөзгә чиққан сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди дуня уйғур қурултийиниң кейинки вақитлардики паалийити, болупму униң катипи долқун әйса һәм қурултайниң программа йетәкчиси питер ирвенниң шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә өткән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң инсан һоқуқи кеңишиниң 35-нөвәтлик йиғинида сөзлигән нутуқлириға тохталди. Сиясәтшунас шундақла долқун әйса һәм питер ирвенниң америка, австралийә, японийә, тайланд, түркийә қатарлиқ дөләтләрниң б д т дики вәкиллири билән учришип, уйғурларниң омумий әһвалидин мәлуматлар бәргәнликини, уйғур елидики кишилик һоқуқ вәзийитигә аит тәйярлиған доклатлирини тәқдим қилғанлиқини тәкитлиди. У өз сөзидә уйғур елидики вәзийәт, хитай даирилириниң мусулманларниң улуғ рамизан ейида йүргүзгән бастуруш һәрикәтлири, шундақла хәлқара вәзийәт һәққидә мәлумат бәрди.

Мурасимда сөзгә чиққан атақлиқ шаир абдуғопур қутлуқоф өзиниң 2009-йили үрүмчи вәқәсиниң келип чиқиши һәққидә ойлирини оттуриға қойди. У 26-июнда шавгүән оюнчуқ завутида ишләватқан уйғур яшларға қарита елип берилған қирғинчилиқни сүрүштүрүштә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң һәрикәт қилмиғанлиқини қаттиқ тәнқид қилди. Түркий хәлқләр мәдәний фондиниң президенти әхмәт дағдуран болса, уйғурларниң бир йерим милярд хитай ичидә өз динини, тилини, мәдәнийитини сақлап келиватқанлиқини, буниңға апирин оқуйдиғанлиқини, уйғурларниң келәчикидин чоң үмид қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

Радиомиз зияритини қобул қилған алмата шәһири достлуқ мәһәллисиниң турғуни қудәт исақ бүгүнки мурасимдин көп тәсирләнгәнликини, болупму дуня уйғур қурултийиниң елип бериватқан паалийәтлири һәққидә тәпсилий мәлумат алған юрт-җамаәтчиликниң хушал болғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “5-июл вәқәси тарихта унтулмайдиған иш. Буниң һәммиси бизгә чүшинишлик. Хитайниң һазирқи вәзийити уйғур хәлқи үчүн ечинишлиқ болуватиду. Чегралар йепилип кәтти. Һәммимизниң қериндашлири бар. 5-Июл вәқәси, барин, ғулҗа вәқәси һәммиси дөләтниң сияситидин келип чиққан. Хәлқниң һаятиға, мәдәнийитигә, өрп-адитигә қисим болғанлиқи үчүн хитайға қарши чиқмай, амали йоқ”.

У һәр бир хәлқниң өзиниң инсаний һәқлирини қоғдашқа һәм шуниң үчүн күрәш қилишқа һәқлиқ икәнликини, қазақистандики уйғурларниң болса, өз кимликини сақлап қелишиға барлиқ мумкинчиликләрниң яритилғанлиқини, шуниңдин пайдилинип, әң алди билән яшларни оқутуш лазимлиқини билдүрди.

Алмата вилайити талғир наһийәси гүлдала йезисиниң турғуни шавкәт қаһарофниң пикричә, мәйли қандақла хәлқ болмисун, шу җүмлидин, уйғурларғиму һаят кәчүрүш һоқуқи берилгән болуп, уни тартивелишқа һеч кимниң һәққи йоқтур. У болупму бу һоқуқларниң уйғур елидә бузулуватқанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “өзимизниң тарихий вәтинидә дәпсәндә болуш, бизни инсан орнида көрмәслик һеч қандақ бир қанунға сиғмайдиған иш. Дуняниң йипи узун, бүгүн биләнла түгимәйду. Шуниң үчүн биз барлиқимиз бу сәяридә инсаний қанунимиз билән, бир-биримизгә һөрмитимиз билән яшишимиз керәк”.

Ш. Қаһароф сөзиниң ахирида мәзкур паалийәтни уюштурған һәм униңда мәзмунлуқ доклатлар қилған, нутуқларни сөзлигән кишиләргә өзиниң чәксиз миннәтдарлиқини һәм буниң барлиқини юртдашлириға йәткүзидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.