Норвегийә вә голландийәдики уйғурлар 5-июл вәқәси мунасивити билән намайиш елип барди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.07.05
gollandiye-5-iyul-2017-namayish.jpg 5-Июл вәқәсиниң 8 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2017-Йили 5-июл, голландийә.
RFA/Ekrem

Бүгүн норвегийә вә голландийәдики уйғурлар осло вә дәнһаг шәһиридики хитай консулханиси алдиға җәм болуп, намайиш елип барди.

5-Июл вәқәсиниң 8 йиллиқи мунасивити билән норвегийә уйғур комитети билән норвегийә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизи һәмдә голландийә явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити билән голландийә уйғур бирликиниң тәшкиллиши астида, норвегийәниң осло шәһири вә голландийәниң дәнһаг шәһәрлиридики хитай консулханилири алдида намайишлар елип берилди.

Һәр икки дөләттики намайишчилар бүгүнки бу намайишлири һәққидә нәқ мәйдандин бизни мәлуматлар билән тәминлиди.

Норвегийәдики уйғур зиялийси сәмәт абла әпәнди намайиш тоғрилиқ учур бәргәндә, бу қетимқи намайишқа көплигән кишиләрниң иштирак қилғанлиқини вә намайишниң җанлиқ өткәнликини әскәртти. Намайишни тәшкиллигән норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр әпәндиму намайишниң мәқсити һәққидә тохтилип өтти. Ослодики бу намайишқа қатнашқан йәнә бир ханимму бу һәқтә өз тәсиратлирини изһар қилди.

Голландийә явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәиси обулқасим әпәнди зияритимизни қобул қилғанда, дәнһагдики намайиш һәққидә өз пикрини оттуриға қоюп өтти. Мәзкур тәшкилатниң тәшвиқат ишлири мәсули һүсәйин тәҗәлли әпәндиму қарашлирини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.