Парижда 5-июл үрүмчи вәқәси мунасивити билән қуран тилавити паалийити елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2017.07.05
parizh-5-iyul-xatire.jpg 5-Июл үрүмчи вәқәсини хатириләш йүзисидин қуран тилавәт қилиш паалийити елип барған париж әтрапидики уйғурлар. 2017-Йили 5-июл.
RFA/Qutluq

Фирансийәдики уйғур җамаитидин игилишимизчә, париж әтрапидики шәһәрләрдики бир қисим уйғурлар париждики галени бағчисиға җәм болуп, 5-июл үрүмчи вәқәсини хатириләш йүзисидин қуран тилавәт қилиш паалийити елип барған.

2009-Йилидики 5-июл үрүмчи вәқәси мунасивити билән дуня уйғур қурултийи 6-айниң 21-күни чақириқ елан қилип, пүтүн дунядики уйғур җамаитиниң хитайға қарши намайиш қилиш, хатириләш мурасими өткүзүшини тәләп қилған иди.

Бүгүн шу мунасивәт билән, фирансийәдики уйғур җамаити париждики галени бағчисиға җәм болуп, 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 8 йиллиқини хатириләш мәқситидә қуран тилавәт қилиш паалийити елип барған.

Паалийәттин кейин мәзкур паалийәтни тәшкиллигүчиләрдин турсунҗан телефон зияритимизни қобул қилип бүгүнки паалийәт һәққидә тохталди.

Паалийәткә иштирак қилған, париж әтрапидики мәлум бир шәһәрдә яшаватқан, қазақистандин фирансийәгә келип йәрләшкән уйғурлардин ризвангүл ханим бүгүнки паалийәт һәққидә вә өзиниң фирансийә уйғур җамаитидин күтидиған үмидлири тоғрисида тохталди.

Парижда елип берилған 5-июл үрүмчи вәқәсини хатириләш паалийитигә норвегийәдин келип қатнашқан, норвегийә уйғур комитетиниң сабиқ рәиси ниғмәт турсун һаҗим паалийәт һәққидә өз тәсиратини баян қилди.

Ахирида, бүгүнки паалийәткә иштирак қилған фирансийәдики уйғур сиясий актиплиридин айбүви әркин ханим паалийәт һәққидә тохталди.

Игилишимизчә, парижда өткүзүлгән 5-июл үрүмчи вәқәсини хатириләш қуран тилавәт қилиш паалийити әтигән саәт он бир йеримдин чүштин кейин саәт иккигә қәдәр давам қилған болуп, паалийәткә париж әтрапидики уйғур җамаитидин бир қисим уйғурлар қатнашқан.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.