Японийә уйғур интернет телевизийә қанили тутқун абабәкри рәһим һәққидә хәвәр тарқатти

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2014.08.14
turmuhemmet-hashim-kiristina.JPG Уйғур интернет телевизийә қанилиниң мәсули доктор турмуһәммәт һашим вә телевизийә қанили программа риясәтчиси киристина ханим. 2014-Йили авғуст, японийә.
RFA/Qutluq

Мәркизи токйодики уйғур интернет телевизийә қанили 13-авғуст 28-июл йәкән вәқәси һәққидә ташқи дуняға учур йоллиған 22 яшлиқ абабәкри рәһимниң, хитай даирилири тәрипидин җәмийәткә ялған учур тарқитиш вә иғвагәрчилик қилиш билән әйиблинип қолға елинғанлиқи тоғрисида мәхсус программа ишләп хәвәр тарқатқан.

Һазирғичә 17 миңдин ошуқ көрүрмәнлири болған болған мәзкур телевизийә қанили бу қетимқи программисида абабәкри рәһимниң һаяти вә униң һәқиқәтни хәлқара җәмийәткә ашкарилашта көрсәткән қәһриманлиқиға апирин вә мәдһийиләр оқуған.

Биз мәзкур хәвәр һәққидә толуқ мәлуматларға еришиш үчүн, уйғур интернет телевизийә қанилиниң мәсули доктор турмуһәммәт һашим вә телевизийә қанили программа риясәтчиси киристина ханимлар билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.