Рабийә қадир ханим уйғурларниң хитайға қарши елип баридиған бу йиллиқ наразилиқ намайишлириниң башланғанлиқини җакарлиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.01.13
amerika-uyghur-namayish.JPG Америка уйғур бирләшмисиниң уюштурушида америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлди. 2014-Йили 13-январ.
RFA

2013-Йили ичидә уйғур елида нурғун қанлиқ вәқәләр мәйданға кәлди. Бу вәқәләрдә йүзлигән уйғурлар хитай аманлиқ күчлири тәрипидин нәқ мәйданда соал-сорақсиз етип ташланди.

Дуня уйғур қурултийи хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрүш вә дуня җамаәтчиликиниң диққитини уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан сотсиз өлүм мәсилисигә тартиш үчүн , дуня миқясида кәң көләмлик намайиш өткүзүшни тәшәббус қилған иди.

Бу мунасивәт билән, бүгүн америка уйғур бирләшмисиниң уюштурушида америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлди. Намайишқа дуня уйғур қурултийи рәиси, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим биваситә йетәкчилик қилди.

Мухбиримиз гүлчеһрә нәқ мәйданға берип, намайиш әһвалини игилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.