Вашингтон әтрапидики уйғурлар намайиш өткүзүп, хитай даирилириниң бастуруш һәрикәтлирини қаттиқ әйиблиди

Мухбиримиз илтәбир
2014.08.04
amerika-uyghur-yeken-namayish.jpg Хитай һөкүмитиниң йәкән вә башқа җайларда уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлирини бастуруш намида көплигән бигунаһ хәлқни өлтүргәнликигә наразилиқини билдүрүп өткүзүлгән намайиш. 2014-Йили 3-авғуст, вашингтон.
RFA

Америкиниң верҗинийә, мәрийлән штатлирида вә вашингтонда яшаватқан уйғурлар йәкшәнбә күни йәни 3-авғуст күни вашингтондики хитай баш әлчиханиси алдида җәм болуп, хитай һөкүмитиниң йеқинда йәкән вә башқа җайларда уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлирини бастуруш намида көплигән бигунаһ хәлқни өлтүргәнликигә наразилиқини билдүрүп намайиш өткүзди.

Шу күни чүштин кейин башланған намайишқа дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, уйғур америка бирләшмиси, уйғур кишилик һоқуқ, демократийә фонди мәсуллири башчилиқида 200 дин артуқ киши қатнашти. Хитай әлчиханисиниң әтрапини айюлтузлуқ көк байрақлар қаплиған болуп, җараңлиқ шоар садаси кишиләр қәлбини титрәтмәктә иди.

Намайиш башлиниш алдида рабийә ханим нутуқ сөзләп, уйғурлар вәтинидә йүз бериватқан вәқәләр, хитай армийә, сақчилириниң рәһимсиз бастуруш һәрикәтлири, уйғурларниң пидакарлиқ билән көрситиватқан қаршилиқ паалийәтлири шундақла чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң вәзипилири һәққидә мәлумат бәрди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим уйғурларниң нөвәттики җиддий вәзийити һәққидә һәқиқий, тоғра учур игиләш һәмдә буни чәтәлләрдә аңлитиш тоғрисида тохтилип мундақ деди:

Рабийә қадир ханим йәнә, чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилирини хитай даирилириниң бузғунчилиқ һәрикәтлиридин һошяр болушқа чақирип мундақ деди:

Намайиш давамида дуня уйғур қурултийи вә уйғур америка бирләшмисиниң вәкиллириму “хитай һакимийитиниң қанлиқ бастуруш җинайәтлирини паш қилиш, чәтәлләрдики уйғурларниң һәр хил паалийәтләрни җанландуруп, хитай дөләт террорчилиқиға болған қаттиқ ғәзәп нәпритини ипадиләш” һәққидә тәсирлик нутуқ сөзлиди.

Намайишчилар қоллиридики пилакат вә байрақлирини егиз көтүрүп, “ши җинпиң қирғинчилиқни тохтат, хитай дөләр террорчилиқни тохтат, уйғурларға әркинлик, уйғурларға һөрийәт, хитайлар вәтинимиздин чиқип кәт, шәрқий түркистан хәлқигә мустәқиллиқ керәк!” дегәндәк шоарларни тохтимай товлап, өзлириниң қаттиқ ирадисини намаян қилди.

Намайишқа шу күни чүштин аввал вашингтон шәһиридә уюштурулған мәдәнийәт паалийитигә қатнашқан бир қисим уйғурларму қоллиридики айюлтузлуқ көк байрақлирини ләпилдитип келип қошулди.

Намайиш чүштин кейин 5 ләргә қәдәр давамлашти.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.