Америка дөләт ишлири министирлиқиниң йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида уйғурларниң кишилик һоқуқи тәкитләнди
2015.06.26

Америка дөләт ишлар министирлиқиниң 2014 - йиллиқ кишилик һоқуқ доклати пәйшәнбә күни елан қилинди. Доклатта дунядики 100 дин ошуқ дөләтниң кишилик һоқуқ вәзийити баһалап чиқилған. Мәзкур дөләтниң хитайға аит қисмида өткән бир йил ичидә хитайда инсанларниң пикир әркинлики, диний етиқад, йиғилиш қилиш, тәшкилатларға қатнишиш әркинлики еғир бастурушқа учриғанлиқи, мәмликәт миқясида омумйүзлүк йүргүзүлүватқан бу хил бесимлардин башқа уйғур мусулманлириниң миллий, дини кимлики вә ана тилиниң һуҗумға учриғанлиқи көрситилгән. Төвәндә мухбиримиз ирадәдин мәлумат аңлайсиләр.
Америка дөләт ишлар министирлиқи тәрипидин йилда бир қетим елан қилинидиған кишилик һоқуқ доклати дөләт ишлири министири җон керрийниң нутқи билән рәсмий елан қилинди. Җон керрий сөзидә кишилик һоқуқни қоллашниң әһмийитини чүшәндүрүп: “бир дөләт өз пуқралири кишилик һоқуқтин, әркинликтин толуқ бәһримән болғандила андин гүллинәләйду. Бу бир әмәлийәт. Биз буниң өрнәклирини көрүп туруптимиз... Һазирқидәк дәврдә учурға еришиш, өзгиришләргә очуқ болуш кәм болса болмайдиған амилдур. Һазирқидәк бир дәврдә, пуқралириға бесим ишлитидиған һечқандақ бир дөләт өзиниң һаятий күчини толуқ җари қилдуралмайду” деди. Шуңа у америкиниң бу доклатларни елан қилиш арқилиқ һәрқайси дөләт рәһбәрлириниң өзидики кәмчиликләрни көрүп йетип, уни түзитишигә түрткә болуш үчүн бу доклатни елан қилидиғанлиқини билдүрди.
2014 - Йиллиқ кишилик һоқуқ доклатиниң хитайға аит қисми 28 бәттин тәркиб тапқан. Хитайниң кишилик һоқуқ хатириси пикир қилиш, намайиш, тәшкиллиниш әркинлики, учур - ахбарат әркинлики, дини әркинлик, сиясий мәһбусларниң һоқуқи, улар учрайдиған муамилә, әркин саяһәт қилиш һоқуқиға охшаш нурғун амилларға асасән баһалап чиқилған. Уйғурларниң исми юқиридики түрләрниң һәммисидә дегүдәк тилға елинған. Доклатта ейтилишичә, хитайда пуқраларниң юқирида тилға елинған һоқуқлири 2014 - йилидиму охшаш дәпсәндә қилинған.
Униңда мундақ дейилгән: “уйғур аптоном райони вә тибәт районида һөкүмәтниң пикир әркинлики, диний әркинлик, йиғилиш қилиш әркинликигә қиливатқан бесими алаһидә юқири. Хитай һөкүмити юқиридики бесимларға қошуп уйғурларниң миллий вә дини кимликлиригиму қаттиқ чәклимә қоймақта. Бу әһвал уйғур аптоном районида алаһидә еғир. Һөкүмәт йәнә уйғур елидики террор гумандарлириға қарита алаһидә тез сүрәттики сотлаш, җаза һөкүм қилиш усулини қоллинип, зор көләмлик сотларни ачмақта.”
Америка дөләт ишлири министирлиқи доклатида, өткән йили уйғур аптоном районида көплигән қанлиқ вәқәләр йүз бәргәнлики, хитай һөкүмитиниң бу вәқәләрни дәрһал “террорлуқ” билән әйиблигәнликини баян қилған. Улар буниңда йәкән елишқуда аталмиш 59 “һуҗумчи” ни хитай қораллиқ қисимлириниң тәрипидин етип өлтүргәнликини, 9 - айда бүгүрдә 40 нәпәр аталмиш “топилаңчи” ни етип өлтүргәнликини мисал қилип көрситип “даириләр бу зораванлиқ вәқәлирини “үч хил күчләр” ниң террорлуқ зораванлиқ һәрикити, дәп әйиблиди. Бирақ кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай аманлиқ күчлириниң бу уйғурларни өйигә кирип, яки уларни ибадәт қиливатқан йеридә оққа тутуп өлтүргәнликини илгири сүриду. Бирақ хитай һөкүмити уйғур аптоном районида учурни қаттиқ контрол қилғачқа, һәқиқий әһвалларни ениқлаш қейин болмақта” дәп баян қилған.
Доклатта йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур вә тибәт елидики тәқиб қилиш әһвалиниң хитайниң башқа һәрқандақ өлкисидин еғирлиқи тилға елинған. Улар, уйғур аптоном райони вә тибәтләр олтурақлашқан районларда хитай һөкүмитиниң телефон вә тор алақисини назарәт қилиш, үзүветиш омумйүзлүк әһвал икәнликини тәкитләп, даириләрниң йәнә өктичиләрни, паалийәтчиләрни, йәр асти диний шәхсләрни, сабиқ сиясий мәһбусларни чәтәллик мухбирлар, дипломатлар билән учрашмаслиқ һәққидә агаһландуруп туридиғанлиқини баян қилған.
Қәшқәр қәдимий шәһәр рәстилириниң бузғунчилиққа учриши америка вә явропа иттипақи бирдәк көңүл бөлүп кәлгән мәсилә. Бу мәсилә америка дөләт ишлири министирлиқиниң бу йиллиқ доклатидиму алаһидә тилға елинди. Униңда “хитай қәшқәрдики қәдими шәһәр рәстисигә охшаш әнәниви уйғур мәһәллилирини чеқип қайта қуруш пилани тарихий вә мәдәнийәт җәһәттә муһим әһмийәткә игә йәрләрниң бузғунчилиққа учришини кәлтүрүп чиқарди” дейилгән.
Доклатта тилға елинған мәсилиләрдин бири, хитайда қанунниң иҗра қилинмаслиқ мәсилиси. Униңда хитайниң асасий қануни вә алақидар башқа қанунлирида пуқраларниң түрлүк һоқуқлири бәлгиләнгән болсиму, әмәлийәттә униңға һөрмәт қилинмайдиғанлиқи болупму сиясий шәхсләр, кишилик һоқуқ адвокатлири, журналистлар вә дини лидирларға четилидиған вәқәләрдә қанунға қәтий һөрмәт қилинмайдиғанлиқи, бу кишиләрниң халиғанчә тутқун қилинидиғанлиқи, қамап қоюлидиғанлиқи, ғайиб қиливетидиғанлиқи, ақивити һәққидиму учур берилмәйдиғанлиқи баян қилинған. Буниңға мисал көрситилгән шәхсләрдин бири өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохти. Доклатта хитайниң қанунида бир киши қолға елинғанда 24 саәт ичидә аилисидикиләргә хәвәр қилиш, уларни көрүшүшкә рухсәт қилиш бәлгиләнгән болсиму, әмма илһам тохтиниң һазирғичә аилиси билән аилиси билән көрүшүшигә йол қоюлмайватқанлиқи баян қилинған. Шундақла илһам тохтиниң түрмидә кишәнләнгәнлики, түрмидашлириниң зорлуқ - зомбулуқ қилишиға қоюп берилгәнликидәк әһваллар тилға елинип, сиясий мәһбусларниң түрмиләрдә қаттиқ дәпсәндә қилиниватқанлиқи баян қилинған. Баян қилинған.
Америка доклатида йәнә, хитай һөкүмитиниң сияситидә аз санлиқ милләтләр пиланлиқ туғут, алий мәктәпкә кириш, қәрз елиш, ишқа орунлишиш қатарлиқ җәһәтләрдә алаһидә муамилә қилиниду, дейилсиму, әмәлийәттә униң иҗра қилинмайдиғанлиқи, аз санлиқ милләтләрни кәмситишниң омумйүзлүк әһваллиқини билдүргән.
Доклатта қәйт қилишичә, хитай һөкүмитиниң хитай көчмәнләрни уйғур елигә көчүшкә илһамландуруши, районниң нопус қурулмисидики уйғурларға пайдисиз өзгириш болуп, у һәм уйғурларниң наразилиқини қозғаватқан амилларниң бири.
Америка дөләт ишлар министирлиқиниң йиллиқ доклатида йәнә, уйғур қош тиллиқ маарип һәққидә тохталған. Уйғур аптоном райони һөкүмитиниң мәктәпләрдә уйғур тилини қисқартиш, хитай тилини омумлаштуруш қатарлиқ васитиләрни қоллинип, уйғур кимликигә чәклимә қойғанлиқини билдүргән. Хитай һөкүмити хитай тил маарипиға әһмийәт бериш сиясити йүргүзгәчкә, миллий маарипиниң пәйдин - пәй әмәлдин қеливатқанлиқини илгири сүргән вә ана тил йәслиси ачқанлиқи үчүн “қанунсиз мәбләғ йиғиш” җинайити билән қолға елинған ана тил паалийәтчиси абдувәли аюпниң техи йеқинда азад қилинғанлиқи қәйт қилинған.
Америка дөләт ишлири министири җон керрий доклатниң елан қилиниш мунасивити билән қилған сөзидә террорлуқ вә һөкүмәтләрниң бу мәсилини суйиистемал қилиш мәсилиси үстидә алаһидә тохталған иди. У сөзидә “биз шуни ениқ билишимиз керәкки, террорлуқниң мәвҗутлуқи һөкүмәтләргә халиғанчә зораванлиқ қилиш һоқуқи бәрмәйду. Террорлуқ һәргизму сиясий өктичиләрни қамаққа елишқа баһанә болалмайду. Иҗтимаий тәшкилатларниң, пуқраларниң һоқуқини дәпсәндә қилишқа, тинчлиқ билән өктичилик қиливатқан затларни террорчи дәп қарилайдиғанға сәвәб болалмайду” деди. У йәнә әскәртип “бундақ қилиш адаләтсизлик болупла қалмай, бәлки у террорлуққа йешил чирағ йеқип бәргәнлик болиду. Тинчлиқ билән өзгиришниң йоллири итиветилгәндә, зораванлиқ вә радикаллиқниң йоли ечилиду” деди.
Җон керрий юқирида тилға алған мәсилә дәл кишилик һоқуқ органлири хитайни агаһландуруп келиватқан бир мәсилидур. Улар, хитай һөкүмитиниң террорлуққа зәрбә бериш нами астида йүргүзүватқан һәрикәтлириниң уйғур елидә муқимсизлиқ вә зораван һәрикәтләрниң күчийип кетишидики асасий сәвәб дәп көрсәтмәктә. Америка дөләт ишлири министирлиқиниң бу йиллиқ доклатидиму бу нуқта әскәртилгән. Униңда “даириләр 2014 - йили ичидә уйғур аптоном районида давамлиқ бастуруш сиясити йолға қоюп, уйғур аһалисини зәрбә бериш нишани қилған. Даириләрниң “3 хил күчләр” гә зәрбә бериш нами астида шәхс вә гуруһларни нишан қилип елип барған бәзи ахтуруш, тутқун қилиш вә җазалаш һәрикәтлири әмәлийәттә сиясий, диний көз қаришини тинч йоллар билән ипадилигән шәхс вә гуруһларға қаритилған. Хитай һөкүмити террорлуққа қарши күрәшни әмәлийәттә өз көз қаришини тинч йоллар билән ипадилигән уйғур сиясий өктичилирини, мустәқил диний затларни давамлиқ бастурушқа ишләткән” дәп баян қилинған. Униңда йәнә 2009 - йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин түрмигә елинған барлиқ тор башқурғучилири, тор язғучилири вә шуниңдәк башқа сиясий җинайәтчиләрниң исимлири бир - бирләп тилға елинған.