Австралийәдики уйғурлар 28-июл йәкән вәқәси мунасивити билән пайтәхттә намайиш өткүзди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.08.12
awstraliye-yeken-weqesi-namayish.jpg Австралийәдики уйғурлар камбира шәһиригә җәм болуп, хитай даирилири уйғур елида елип бериватқан қанлиқ бастуруш, кәң-көләмлик тутқун қилиш һәрикәтлиригә шундақла адаләтсиз сот һөкүмлиригә наразилиқ билдүрүп намайиш қилди. 2014-Йили 12-авғуст.
RFA

12-Авғуст күни австралийәдики уйғурлар камбира шәһиригә җәм болуп, хитай даирилири уйғур елида елип бериватқан қанлиқ бастуруш, кәң-көләмлик тутқун қилиш һәрикәтлиригә шундақла адаләтсиз сот һөкүмлиригә наразилиқ билдүрди.

Намайишчилар баянат вә вә шоарлири арқилиқ, австралийә хәлқи, җүмлидин австралийә сиясәтчилирини, уйғур районидики җиддий вәзийәткә диққәт қилишқа вә арилишишқа чақирди. Намайишчилар австралийә парламент бинасидин хитай әлчиханиси алдиға йүрүш қилип, хитай даирилирини нөвәттә уйғур елиниң йәкән, қарақаш вә учтурпан наһийәлиридә елип бериватқан қанлиқ бастуруш һәрикәтлирини дәрһал тохтитишқа чақирди.

Юқирида аңлиғиниңлар, австралийә пайтәхти камбирада өткүзүлгән намайишниң нәқ мәйдан аваз хатириси, намайиш мәйданида, австралийә уйғур җәмийитиниң башлиқи мәмтимин әла сөз қилған. У сөзидә уйғур районида нөвәттә давам қиливатқан җиддий вәзийәт һәққидә мәлумат бәргәндин кейин, австралийә хәлқи вә һөкүмитини хитайниң бу хил бастуруш һәрикәтлиригә сүкүт қилмаслиққа дәвәт қилған.

Биз австралийә уйғур җәмийитиниң актип әзаси, намайиш қатнашқучилиридин бәхтияр әпәндини зиярәт қилип намайишниң тәпсилий җәряни һәққидә мәлумат соридуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.