Бейҗиңға әрз қилип барған 4 қериндаш 1 йилдин 3 йилғичә қамақта ятқан

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.10.27
erzdar-ghojimemet-jappar.jpg Хотән қарақашлиқ әрздар ғоҗимәмәт җаппар. 2015-Йили январ(орни ениқ әмәс)
RFA/Shohret

Қарақаш наһийисиниң маңлай йезисидин болған ғоҗимәмәт җаппар, тартивелинған өй-земин даваси үчүн үч иниси вә бир сиңлиси билән бирликтә, бәш қериндаш 2007-йили бейҗиңға әрз қилип кәлгән.

Улар әрзийәт ишханисиға берип маңлайда бир җанға икки пуңдин йәр тоғра келидиғанлиқини, өй-земини тартивелинғандин кейин 5 қериндашниң өй‏-макансиз қалғанлиқини ейтқан болсиму, хадимлар бу шикайәткә пәрва қилмиған; нәтиҗидә улар йәнә бир гуруппа әрздар билән бирликтә бейҗиңдики чәтәл консулханилири алдида хитайға наразилиқ билдүргән.

Бәш қериндаш юртиға қайтип барғандин кейин юқириқи қилғанлири үчүн тутқун қилинип, 4 нәпири 1 йилдин 3 йилға қәдәр қамаққа һөкүм қилинған. Сабиқ мәһбус ғоҗимәмәт җаппар җаза муддитини түгитип 4 йилдин кейин вәқәни радиомизға ашкарилиди. Алақидар кәнт секритариму мәзкур аилидин 4 қериндашниң 1 йилдин 3 йилға қәдәр қамақта йетип чиққанлиқини дәлиллиди.

Юқиридики улиништин мухбиримизниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.