1985-Йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” шаһитларниң әслимисидә (3)

Мухбиримиз қутлан
2015.12.30
dekabir-oqughuchilar-herikiti-namayish-4.jpg 1985-Йилидики 12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикитини хатириләш паалийитидин көрүнүшләр. 2015-Йили 19-декабир, америка.
RFA/Qutlan

1985-Йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” аридин 30 йил өткән бүгүнки күндә аллиқачан тарихқа айланди.

Тарихшунаслар, уйғур һазирқи заман тарихидики дәвр бөлгүч әһмийәткә игә бу зор вәқәни шаһитларниң баянлиридин тасқап чиқиш вә әсли йүзини йорутуш кәлгүсидә йезилғуси уйғур тарихи үчүн муһим тема һазирлайду, дәп һесаблимақта.

Бүгүнки күндә “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” һәққидә гуваһлиқ бәргән шундақла әслимә тәқдим қилиш имканийитигә еришкән бир қисим шаһитларниң баянлири буниңдин 30 йил бурунқи мәзкур вәқәгә қатнашқан он миңлиған уйғур яшлириниң коллектип әслимисиниң кичиккинә бир парчисидур, халас.

Шаһитлардин нурмуһәммәт мусабай әйни чағдики намайиш җәрянида уйғур оқуғучилар вәкиллириниң уйғур аптоном районлуқ даириләр билән қандақ шараит вә немә темиларда муназирә елип барғанлиқи һәққидә тәпсилий мәлумат бериду.

Бүгүн америкида яшаватқан шаһитлардин хелил әпәндиму хатириләш паалийитидә әслимә тәқдим қилди. У өз әслимидә даириләрниң 1985-йили 12-декабирдики оқуғучилар намайишида оттуриға қоюлған тәләпләргә қанаәтлинәрлик җаваб берәлмигәнликини, нәтиҗидә 20 нәччә нәпәр оқуғучилар вәкиллириниң шинҗаң университетидики мәлум бир ятақта йошурун җәм болуп 19-декабирдики қайта намайишқа қарар алғанлиқини илгири сүрди.

Шаһитлардин мәмәт тохти әслимә тәқдим қилип, буниңдин 30 йил бурунқи декабирниң зимистан соғуқ күнидә миңлиған уйғур қиз-оғул оқуғучиларниң чәксиз һаяҗан илкидә қандақ қилип қатму-қат тосуқлар илкидики шинҗаң университети дәрвазисидин үрүмчи кочилириға қарап йүрүш қилғанлиқини баян қилди.

Мәмәт тохти йәнә “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” һәққидики әслимисидә оқуғучилар йетәкчилиридин мәрһум миҗит қурбан, нурниса вә шундақла исми тилға елинмиған, бүгүн һаят яки өлүп кәткән миңлиған от йүрәк инсанларға чәксиз һөрмәт билдүрди.

Мәмәт тохти ахирида “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” ниң кейинки йилларда уйғур елида зәнҗирсиман тәсир пәйда қилғанлиқини тәкитлиди. У сөзидә уйғур студентларниң әйни чағда җәнубта тарқалған б-типлиқ җигәр кесили вә униң гириптарлириға ианә топлаш паалийити елип барғанлиқини, һәтта бу паалийәтни тосмақчи болған уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари хваң бавҗаңни ятақ бинасидин қоғлап чиқарғанлиқини әсләп өтти.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 19-декабир күни вашингтон алаһидә райони йенидики фәйрфакис шәһиридә өткүзүлгән 1985-йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” ниң 30 йиллиқни хатириләш паалийитидә сөз қилди. У әйни чағда бу һәрикәткә қатнашқан һазир һаят яки аләмдин кәткән барлиқ от йүрәк уйғур яшлириға чоңқур һөрмәт билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.