Рабийә қадир ханим белгийәдә чақирилған “дөләтсиз милләтләр” йиғинида нутуқ сөзлиди
2014.09.22
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим 9-айниң 19-күни белгийәниң брюсел шәһиридә өткүзүлгән “йеңи дуня алий йиғини” мавзулуқ йиғинда доклат берип уйғурларниң бүгүнки вәзийити вә тәләплири тоғрисида мәлумат бәрди.
Бу йиғин дөләтсиз милләтләрниң алий йиғини болуп, мәзкур йиғин 19-чесладин 21-чеслағичә өткүзүлгән. 3 Күн давамлашқан мәзкур йиғин белгийә падишаһлиқ тиятир сарийида өткүзүлгән.
19-Чесла, йәни җүмә күни өткүзүлгән ечилиш мурасимидин кейинла биринчи болуп дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим нутуқ сөзлиди. Арқидин иранда турушлуқ әрәбләрниң партийәси болған әрәб иттипақи партийәсиниң рәиси сөз қилди. Үчинчи болуп сомалидики орома азадлиқ һәрикитиниң вәкили нутуқ сөзлиди.
9-Айниң 20-күнидики йиғинда болса филиппин миллий һәрикитиниң вәкиллири, пәләстинниң вәкиллири нутуқ сөзләп өз тәқдирини өзи бәлгиләш күришиниң җәряни вә тәләплирини оттуриға қойди.
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим бәргән мәлуматларға асасланғанда бу йиғинға өз тәқдирини өзи бәлгиләш үчүн күрәш қиливатқан милләтләрниң вәкиллири қатнашқан болуп, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим уйғурларниң һазирқи вәзийити вә елип бериватқан күрәшлири тоғрисида мәлумат бәргән. У, нутқида һәрқайси дөләтләрни уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш йолида елип бериватқан һәқлиқ күришини қоллап қувәтләшкә хитайниң уйғурларға елип бериватқан қирғинчилиқ сияситини тохтитишқа чақирди.
Йиғин өз тәқдирини өзи бәлгиләш үчүн күрәш қиливатқан милләтләр тоғрисида чақирилған 4-нөвәтлик йиғин болуп, бу уйғурларниң тунҗи қетим қатнишиши икән.