Д у қ вәкиллири түркийә парламенти инсан һәқлири комитетида

Мухбиримиз әркин тарим
2013.07.12
uyghur-heyet-turk-parlamentide-305.png Түркийә парламенти инсан һәқлири комитети мудири айхан сәфәр үстүн әпәнди уйғур һәйәтләр билән сөһбәттә
RFA/Erkin Tarim

Түркийә парламенти инсан һәқлирини тәкшүрүш комитети мудири айхан сәфәр үстүн әпәнди, хитай һөкүмитиниң 26 - июн күни шәрқий түркистанниң лүкчүн базирида елип барған қирғинчилиқни әйибләп: “хитай, һәммә адәм қорқунч һес қилидиған дөләт әмәс, пүтүн дүняниң һөрмитигә сазавәр бир дөләт болушқа тиришиши керәк” деди.

11 - Июл күни чүштин кейин түркийә парламенти инсан һәқлири комитети мудири айхан сәфәр үстүн әпәнди дуня уйғур қурултейи мусапирлар комитети мудири хәйруллаһ әфәндигил әпәнди башчилиқидики һәйәтни ишханисида қобул қилди.

Хәйруллаһ әфәндигил әпәнди алди билән д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң саламини йәткүзгәндин кейин, 26 - июн күни лүкчүндә йүз бәргән вәқә һәққидә мәлумат бәрди. У йәнә түркийә парламенти инсан һәқлири комитетиниң һәйәт әвәтип тәкшүрүш елип беришини тәләп қилди. Д у қ тәйярлиған 5 - июл үрүмчи вәқәсидә из - дирәксиз йоқ болуп кәткәнләр тоғрисидики доклат билән уйғурларниң тәләплири тоғрисидики доклатни сунди.

Кейин түркийә парламенти инсан һәқлири комитети мудири айхан сәфәр үстүн әпәнди сөз қилип мундақ деди:

- Тарихта шәрқий түркистанда көп қетим миллий дөләтләр қурулған. 18 - Әсирдин бери көп қетим таҗавузға учриған шәрқий түркистанда мәзкур дөләтләр мәвҗудийитини давамлаштуралмиған. Хитайлар 1955 - йили уйғурларға аптономийә һоқуқи бәргән болсиму, әпсуски буниму әмәлийләштурмигән. Хитай һөкүмити пүтүн күчи билән бу районға хитай көчмәнләрни йөткәп келип, уйғурларни ассимилиятсийә қилишқа тиришқан. Әпсуски, бүгүн шәрқий түркистандики хитайларниң нопуси 50 пирсәнттин ешип кәткән.

Айхан сәфәр үстүн әпәнди хитайниң адәмләргә қорқунч беридиған дөләт әмәс, хәлқарада абройға сазавәр дөләт болушқа тиришиши керәкликини баян қилип мундақ деди:

- Шәрқий түркистанда хитай уйғурларни ассимилиятсийә қилиш үчүн, тил, дин, маарип, ишқа орунлишишқа охшаш җәһәтләрдә бесим ишләтмәктә. Шәрқий түркистанда мәйданға келиватқан вәқәләрниң асасий сәвәбини булардин издәш керәк. Хитайниң бесим сиясити түпәйлидин шәрқий түркистанда сансиз инсан һәқлири дәпсәндичиликлири мәйданға кәлмәктә. Шуңа хитай һөкүмити қорқунч дөләт әмәс, дүняда абройға сазавәр дөләт болушқа тиришиши керәк.

Айхан сәфәр үстүн әпәнди уйғурларни қобул қилғанда, анатолийә хәвәр агентлиқи билән түркийә дөләт телевизийәси т р т синалғуға елип ақшам хәвәрлиридә хәвәр қилип тарқатти. У сөзиниң ахирида шәрқий түркистан мәсилисини бундин кейин муһим темиларниң бири сүпитидә түркийә парламентиниң күн тәртипигә елип келидиғанлиқини җакарлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.