Әнқәрә абди ипәкчи бағчисида уйғурларни қоллаш йиғилиши өткүзүлди
2013.07.08
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқини хатириләш шундақла хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини әйибләш вә түрк һөкүмитини уйғурларға ярдәм қилишқа чақириш мәқсити билән әнқәрәниң шәһәр мәркизигә җайлашқан абди ипәкчи бағчисида “уйғурларға әркинлик” намида чоң бир йиғилиш өткүзүлди. Түркийәниң пайтәхти әнқәрәниң дәл мәркизигә җайлашқан бағчида җәм болған 1000 әтрапида инсанниң хитайға қарши товлиған шоар садалири әнқәрә шәһирини ләрзигә кәлтүрди. Шәнбә күни кәчтә бағчида елип берилған бу паалийәткә түркийә бүйүк бирлик партийиси рәһбәрлири, түркийә милләтчи һәрикәт партийиси әзалири, қериндаш түркий милләтләрниң тәшкилатлири вәкиллири билән биллә түркийәниң қәйсәри вилайитидин кәлгән 7 яштин 70 яшқичә уйғурлардин болуп 1000 әтрапида киши иштирак қилди.
Бу қетимлиқ йиғилишни шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати әнқәрә шөбисиниң башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәнди билән түрк аммиви тәшкилатлар биллә уюштурған болуп йиғилишта бүйүк бирлик партийиси муавин рәиси метин гүндоғду әпәнди, д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди вә кадирлар уюшмиси башлиқи исмаил қонҗуқ әпәнди вә аммиви тәшкилат мәсуллири сөз қилди. Сейит түмтүрк әпәнди нәқ мәйдандин рабийә қадир ханимға телефон қилип рабийә ханимниң нутқини түркчигә тәрҗимә қилип бәрди. Йиғилишта сөз қилғанлар һәммә бирдәк хитайни уйғурларға әркинлик беришкә, бесим сияситигә хатимә беришкә вә түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирди. Улар нутуқ сөзләватқанда, қоллирида түркийә байриқи билән шәрқий түркистанниң көк байриқини көтүрүвалған кишиләр “уйғурларға әркинлик”, “залим хитай шәрқий түркистандин йоқал”, “5-июл үрүмчи вәқәсини унтумайли ”, “шәрқий түркистанға әркинлик”, “хитайлар шәрқий түркистандин чиқип кәтсун”, “уйғурлар ялғуз әмәс”, “шәрқий түркистан хитайларға мазар болиду” дегәндәк шоарларни товлашти.
Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики паалийәтләр 29-июн күни лүкчүндә һаятидин айрилған кишиләрниң ғайибанә намизини чүшүрүш билән башлинип 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқини хатириләш, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини әйибләш, түрк һөкүмитини уйғурларға ярдәм қилишқа чақириш, хитай әлчиханиси алдиға қара гүлчәмбирәк қоюш, мәтбуат баянати вә намайиш қилишлар билән давамлашти һәмдә шәнбә күнидики чоң йиғилиш паалийити билән ахирлашти.