Мюнхенда уйғурлар дуняға “хитай һөкүмити уйғурларни қириватиду!!!” дәп хитаб қилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2014.08.04
germaniye-namayish-yeken-weqesi.jpg Германийәдики уйғурлар хитай һөкүмитиниң 7-айниң 28- вә 29-күнлири уйғур елиниң йәкән наһийисидики қирғинчилиқиға ғәзәплинип намайиш қилди. 2014-Йили 4-авғуст, мюнхен.
RFA/Ekrem

Пүтүн дуня мусулманлири мубарәк роза һейтни күтүвеливатқан бир пәйттә, хитай һөкүмитиниң 7-айниң 28- вә 29-күнлири шәрқи түркистанниң йәкән наһийисиниң бирнәччә йезилирида, уйғурларға қарита зораванлиқ вә қанлиқ қирғинчилиқ елип барғанлиқи пүтүн дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларни қайғу һәм ғәзәпкә толдурди.

Хитай һөкүмитиниң бигунаһ уйғурларға қаратқан мәзкур қирғинчилиқ һәрикитигә қарши, д у қ ниң бир туташ орунлаштуруши вә чақириқиға асасән д у қ мәркизи оргини тәрипидин 4-авғуст дүшәнбә күни хитайниң мюнхен шәһиридики консулханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзүлди. Намайишқа мюнхен вә униң әтрапидики шәһәрләрдә яшаватқан 100 дин артуқ вәтәнсөйәр, милләтпәрвәр уйғурлар қатнашти. Намайиш нәқ мәйдан әһвали һәққидә ихтиярий мухбиримиз әкрәм мухбиримиз гүлчеһрәгә телефон арқилиқ тәпсилий мәлумат йәткүзди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.