Германийәдә үрүмчи 7-июл аяллар намайишиниң 4 йиллиқини хатириләш мунасивити билән намайиш елип берилди
2013.07.09
7-Июл күни германийәниң мюнхен шәһиридә икки чоң паалийәт өткүзүлди. Бири, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән д у қ хизмәт бинасида шеһитлар роһиға атап қуран тилавәт қилинди.
Йәнә бири, германийә уйғур аяллар комитетиниң тәшкиллишидә 2009-йили 7-айниң 7-күни йоқап кәткән, шеһит болған, тутуп кетилгән әрлири, оғул-қизлириниң дерикини издәп үрүмчи бәйгә мәйданида өткүзүлгән аяллар намайишиниң 4 йиллиқини хатириләш мунасивити билән мюнхен шәһәр мәркизидә намайиш елип берилди.
Мюнхен шәһиридики д у қ хизмәт залида 7-июл күни саәт 12.30 Билән өткүзүлгән қуран тилавәт паалийитини явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати уюштурған болуп, тәшилат рәиси әнвәрҗан әпәнди алди билән бу мурасимға дахил болған уйғур җамаитигә изаһат берип, бу қетимқи йиғилишниң мәқситини уқтурди. Әнвәрҗан әпәндиниң сөзидин кейин қуран-тилавәт вә дуа қилинди. Арқидин шеһитликниң алланиң һозуридики дәриҗиси тоғрисида тәпсир қилинди.
Германийә уйғур аяллири комитетиниң 7-июлдики намайиши мюнхен шәһәр мәркизидики мәрйәм мәйданиға орунлаштурулған болуп, намайишқа көп санда аяллар қатнашқан иди. Мәзкур тәшкилатниң рәиси гүлнар ханим зияритимизни қобул қилип, өзлириниң һәр йили 7-июл күнидә 2009-йили 7-айниң 7-күни үрүмчи бәйгә мәйданида өткүзүлгән аяллар намайишини хатириләп келиватқанлиқини тилға алди. Мюнхен шәһиридин 300 километир йирақлиқтин кәлгән амангүл ханим германийә уйғур аяллар комитетиниң тәшвиқат хизмәтлиригә мәсул хадим болуп, у зияритимизни қобул қилип өз қарашлирини билдүрүп өтти.