5 - Июл вәқәсиниң 4 йиллиқи һарписида ғайиплар аилә тавабиатлири йәнила җавабсиз қалдурулмақта
2013.05.07

5 - Июл вәқәси йүз бәргинигә 4 йил болидиғанға 2 айға йәтмигән вақит қалди. Вәқәдә етилғанларниң аилә тавабиатлири хун һесабини аллаһға тапшуруп, сәвр - тақәтниң күчи билән һаятини давамлаштурмақта.
Вәқәдә кесилгәнләрниң аилә - тавабиатлири болса, пәрзәнтлириниң йоруқлуққа чиқишини үмид қилип һаятини күн вә ай санап өткүзмәктә. Вәқәдә етилмиған яки кесилмигән,әмма ғайип болуп кәткәнләрниң аилә - тавабиатлири болса йәнила қан йиғлимақта. Чүнки улар аридин 4 йил өткинигә қаримай йәнила җавабсиз қалдурулмақта; улар пәрзәнтлириниң тени әмәс, учурини елишқиму чарисиз йәни өз - өзигә тәсәллий беришкиму чарисз яшимақта.
Мухбиримиз бүгүн мана бу аилиләрниң әң йеқинқи әһвали һәққидә мәлуматлар игилиди.
Ғайиплар аилә - тавбатлиридин судихан һаҗим вә қурбангүлләр зияритимизни қобул қилип, пәрзәнтлири һәққидә хитай һөкүмитидин җаваб күтүштин үмид үзгәнликини, бирдин - бир үмиди хәлқара җамаәттин ярдәм күтүш икәнликини баян қилди вә чәтәлдики уйғур тәшкилатлириға, мәсилиниң ялғуз ғайиплар аилисиниң мәсилиси әмәс, пүтүн уйғур миллитиниң дәрди икәнликини баян қилип, тәшкилатларни бу һәқтә актип һәрикәткә чақирди.
Прорграмминиң тәпсилатини төвәндики улиништики аваз хатирисидин аңлайсиләр: