Хотәндики уйғур сақчи: “отни ким тутса шуниң қоли көйиду!”

Мухбиримиз қутлан
2017.03.16
guma-weqesi-herbiy-maniwer.jpg Уйғур районида, терроризмға қарши қәсәмяд бәргән сақчи вә һәрбийләрдин тәркиб тапқан 10 миң хитай қораллиқ күчлириниң бир қисми. 2017-Йили 17-феврал, қәшқәр.
Imaginechina

Хотән вилайитиниң бирқанчә җайлиридики сақчиханилар өзлириниң нөвәттә өткән йилидин буянқи әң җиддий һаләттә туруватқанлиқи, 48 саәтлик “уда чарлаш” ниң сақчи, кадир вә аманлиқ хадимлирини һалидин кәткүзгәнлики тоғрилиқ шикайәт қилди.

Керийә наһийәсиниң көкяр йезилиқ сақчиханисидики бир нәпәр кечилик нөвәтчи сақчи зияритимизни қобул қилғанда, тәвәликтики “нуқтилиқ нопус” ларни қандақ назарәт қиливатқанлиқини һәққидә мунуларни баян қилди:

“бир нәпәр ‛нуқтилиқ нопус‚ ни, йәни гуманлиқ шәхс тизимликидики бир кишини һазир 5 адәм назарәт қилимиз. Йәни сақчи, ярдәмчи сақчи, кәнт кадири вә кәнт аманлиқ хадими болуп 5 кишидин тәркиб тапқан ‛нуқтилиқ нопус‚ қа көзәтчилик қилиш торимиз бар… униңдин сирт, муқимлиқ хизмити үчүн кәнтләрдә туруватқан кадирлар күндә улар билән сөһбәтлишиду, кәнт кадирлири күндә уларни йоқлима қилиду. Қаттиқ зәрбә бериш обйектлири вә илгири түрмигә киргән яки 5-10 йилдин кейин җаза муддити тошуп қайтип чиққанларму ‛нуқтилиқ нопус‚ тизимиға киргүзүлгән кишиләрдур. Уларни бундин кейин иш теримайду дегили болмайду. Шуңа бундақларни адәттә йеза тәвәсидин чиқармаймиз. Әгәрдә еғир кесәл яки җиддий әһвалда болса кәнт кадири, аманлиқ хадими вә сиясий-қанун орунлириниң тәстиқи билән хотәнгә яки башқа наһийәгә берип давалинишиға йол қоюлиду. Болмиса, адәттә кәнттин айрилишиға йол қоюлмайду. Отни ким тутса шуниң қоли көйидиған гәп!”

Керийә наһийәсиниң сийәк йезилиқ сақчиханисидин зияритимизни қобул қилған бир нәпәр уйғур ярдәмчи сақчи мундақ деди:

“адәттә ‛нуқтилиқ нопус‚ ларниң ишини сақчилар кәнт кадирлири билән маслишип контрол қилиду. Мениң бу һәқтә көп мәлуматим йоқ. Уларниң сиртқа чиқиши чәкләнгән. Һәрқандақ киши йеза тәвәсидин айрилмақчи болса тәкшүрүш понкити (гаңпең) дин өтмәй чиқалмайду. Бу йәрдә икки данә аптоматик сигнал қайтуруш машиниси орнитилған. Кишиләр адәттә кимлик картисини сүркәп өтиду. ‛нуқтилиқ нопус‚ ларниң кимлики машиниға сүркәлгән һаман сигнал қайтуриду.”

У йәнә зияритимиз җәрянида кәнтләрдә һәр 10 аилиниң бир гуруппа қилинип, өз-ара бир-бирини назарәт қилидиғанлиқи һәмдә “чатма җавабкарлиқ” мәсулийәт түзүми бойичә башқурулуватқанлиқини ашкара қилди.

Гуминиң мокуйла йезилиқ сақчиханисидики бир нәпәр нөвәтчи сақчиму зияритимизни қобул қилип, гумидики пичақлиқ һуҗумдин кейин тәвәликтики чарлашниң әң җиддий һаләткә киргәнликини билдүрди.

У, һәр күни өзлири мәсул болған кәнттин 5 аилини нуқтилиқ тәкшүридиғанлиқини, уларниң аилисидә бар-йоқлуқи, өйидә асан от алидиған буюмларни сақлиған-сақлимиғанлиқи һәмдә сим йолиниң бихәтәрлики қатарлиқ әһвалларни тәкшүридиғанлиқини ашкарилиди.

Мокуйла сақчиханисиниң ашкарилишичә, нөвәттә тәвәликтики кәнт вә мәһәллиләргә қарита елип берилидиған кечилик “чарлаш” адәттә 3 гуруппа хадимларниң һәмкарлишиши билән елип берилидикән. Йәни йезилиқ сақчихана хадимлири, кәнттә турушлуқ бир нәпәр мәсул сақчи вә 3 нәпәр ярдәмчи сақчи шундақла һәр бир кәнттә 10 нәпәрдин тәшкил қилинған “хәлқ әскири” (минбиң) бирлишип кечилик чарлаш елип баридикән. “чарлаш” ниң муһим нуқтиси тәвәликтики йәрлик аһалиләрни тәкшүрүш билән бир вақитта йәнә сирттин кәлгән “гуманлиқ” кишиләрниң бар-йоқлуқини тинтишқиму қаритилған икән.

Сақчихана хадимлири йәнә “кечилик омумий чарлаш” ахирлашқандин кейин күндүздә һәр бир мәһәллидин “5 аилини нуқта қилип мәхсус тәкшүрүш” елип баридиғанлиқини илгири сүрди. Уларниң билдүрүшичә, күндә 5 аилини таллап нөвәт бойичә тәкшүрүш иши сақчиханиларниң күндилик иш күнтәртипиниң бир қисми икән.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә инкас қайтуруп, хитай һөкүмитини “уйғур диярида йүз бериватқан қанлиқ вәқәләрниң сәвәбигә йүзлинишни һечқачан халимайдиған бир зораван һакимийәт,” дәп тәнқид қилди.

Америкадики уйғур зиялийлиридин медитсина пәнлири доктори җүрәт обул әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, хитайниң нөвәттә уйғурларға қаратқан бу хил тәқиб сиясити натсистлар германийәсиниң йәһудийларға қаратқан ирқий айримичилиқ сияситини әслитиду, деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.