Қечип йүрүватқан үчтурпан пидаийлири өзлирини тутқили кәлгән бир хитайпәрәст мәһәллә башлиқини өлтүрди
2014.08.08
Мушу айниң 4 - күни йәни дүшәнбә күни әтигәндә үчтурпан наһийиси явкөврүк йезисиниң 6 - кәнт 2 - мәһәллисиниң башлиқи турсун әмәт, икки хизмәтдиши билән бирликтә әтигәндә кәнткә йиғинға кетиветип, бир мотосиклитта кетиватқан икки кишидин гуманланған вә уларниң алдини тосуп салаһийәт кенишкисини сориған, гумандарлар, “бизниң салаһийәт кенишкимиз бу!” дегиничә, йенидин палтисни чиқирип турсун әмәткә һуҗум қилған. Һуҗумчилар әслидә үчтурпан имамлиримда өткән айниң 9 - күни 4 аилилик хитай йәр хоҗайинлирини өлтүргәндин кейин, қечип йүрүп қаршилиқ көрситиватқан пидаийлардин 29 яшлиқ сулайман тохти билән 20 яшлиқ абдулла абдуреһим болуп, булар хитайпәрәст мәһәллә башлиқи турсун әмәтни нәқ мәйданда чанап өлтүргән. Әмма униң икки хизмәтдишиниң қечип кетишигә йол қойған.
Хитай сақчилири нәқ мәйданға йетип кәлгинидә мәзкур икки пидаий нәқ мәйдандин узақлишип болған. Нөвәттә үчтурпандики хитай даирилири вә қораллиқ қисимлири қаттиқ сарасим ичидә мәзкур икки пидаийни издимәктә.
Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.
Биз бу вәқә һәққидә учур тапшурувалғандин кейин, алди билән якөврүк йезилиқ парткомға телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған хитай катип, вәқәдә өлгән мәһәллә башлиқиниң турсун әмәт икәнликини, вәқәниң чарлаш давамида әмәс, у икки хизмәтдиши билән бирликтә кәнтниң әтигәнлик йиғиниға кетиватқинида йүз бәргәнликини ашкарилиди. Униң баян қилишчә, турсун әмәт уштумтут һуҗумға учриған вә бирқанчә йеридин палта билән чанап өлтүрүлгән. Йезилиқ парткомниң бәй пәмилилик бу катипи, вәқәниң 8 - айниң 4 - күни сәһәрдә йүз бәргәнликини, гумандарларниң сақчилар йетип кәлгичә қечип өлгүргәнликини баян қилди. Биз бу хадим тәминлигән алақә учуриға асасән, вәқә йүз бәргән 6 - вә 7 - кәнт секритарлирини зиярәт қилдуқ:
1
Соал: сиз мәһәллә башлиқи, 7 - кәнт башлиқи моллаһапиз болсиз, шундақму?
Җаваб: һә шу.
Соал: өлтүрүлгән мәһәллә башлиқиниң исми немә?
Җаваб: турсун әмәт.
Соал: вәқә қандақ йүз берипту?
Җаваб: турсун әмәт йәнә иккиси билән биллә әтигәндә кәнткә йиғинға кетиватқан икән, йолда икки гуманлиқ кишини көрүпту, берип салаһийәт кенишкисини сориған икән, гумандарлар “мана бу бизниң салаһийәт кенишкимиз” дәп йенидин палтини чиқирип чаниветипту.
Соал: һуҗумчиларниң ақивити қандақ болди?
Җаваб: қечип кәтти, издәватимиз.
2
Соал: сиз өлтүрүлгән турсун әмәт тәвә болған 6 - кәнтниң секритари болсиз, шундақму?
Җаваб: шундақ.
Соал: вәқә йүз бәргән йәрдә сиз биллә әмәсмидиңиз?
Җаваб: яқ, мән ишханида идим, адитимиз бойичә әтигәнлик йиғин ачмақчи идуқ, турсун әмәт шу йиғинимизға келивататқан иди, йенида йәнә бир кәнт кадиримиз вә бир деһқан бар иди. Улар йолда бир мотосиклитни аста һәйдәп кетиватқан икки гуманлиқ кишини көрүпту, уларму бир мотосиклит билән гумандарларниң арқисидин әгшиип меңипту. Мәлум бир йәргә кәлгәндә турсун әмәт алдини тосуп салаһийәт кенишкисини сориған икән, уштумтутла һуҗумға учрапту. Шу күни турсун әмәтниң үстидә алачипар хизмәт форма кийими бар иди, қалған иккисиниң учисда нормал өзиниң кийими иди, шуңа гумандарлар турсун әмәтни һөкүмәтниң хадими дәп ойлап өлтүриветипту, қалған иккисигә чеқилмапту, иккиси сақ - саламәт қечип әһвални сақчиға мәлум қилди вә бизниң ишханиға кәлди. Биз хизмәт гурупписидикиләр билән бирликтә, нәқ мәйданға бардуқ, сақчиларму кәлди, бирақ гумандарлар қечип бопту, туталмидуқ. Булар имамлиримда вәқә садир қилған гумандарлардин қечип юрүватқан сулайман тохти билән абдулла абдуреһим икән, биз пүтүн аммини һәрикәткә кәлтүрүп җ х тармақлири билән бирликтә бу гумандарларни издәватимиз.
Һөрмәтлик аңлиғучилар, мәлум болушичә, үчтурпан пидаийлири, имамлиримда 4 аилилик хитай йәр хоҗайинини өлтүргәндин кейин, ақсу шәһиридә йәнә 4 хитай тиҗарәтчини өлтүргән. Мәлум болушичә техи тутулмиған гумандарлардин 29 яшлиқ сулайман тохти билән 20 яшлиқ абдулла абдуреһим, өткән айниң 18 - күни ақтоқайда әдлийә понкити башлиқи нурмәмәт розини өлтүргән гумандарлар икән.