Илһам тохти 15-январ күни сақчилар тәрипидин елип кетилди

Мухбиримиз меһрибан
2014.01.15
ilham-toxti-liksiyedin-burun.jpg Илһам тохти әпәнди лексийигә кириштин бурун сиртни көзәтмәктә. 2010-Йили 12-июн бейҗиңда.
AFP

Уйғурбиз тори илһам тохти вә униң анисиниң 15-январ сақчилар тәрипидин елип кетилгәнлики һәққидики ахирқи хәвирини бәргәндин кейин, чаршәнбә күнидин башлап уйғурбиз тори тақалди.

Илһам тохти әпәнди бу қетим тутуп кетилиштин илгири йәни 13-январ дүшәнбә күни әтигән радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, йеқиндин буян уни назарәт қилидиған сақчиларниң йәниму көпәйтилгәнликини, әһвалиниң начарлиқини билдүргән иди.

Төвәндикиси шу күнидики сөһбәтниң тәпсилати:

Мухбир: өзиңизчу, әһвалиңиз яхшиму?
Илһам тохти: бәзи җәһәтләрни һесабқа алмиғанда яхши. Маңа болған назарәт илгирикидин күчәйтилди. Телефон зияритини қобул қилишим қулайсиз болуватиду. Улар һазир барлиқ телефонумни аңлайду, үндидарда сөзлишишму әпсиз болуватиду. Улар йеқиндин буян маңа вә әтрапимдикиләргә болған контроллуқни күчәйтиватиду. Шуңа уйғурбиз ториға йоллинидиған хәнзучә вә уйғурчә хәвәрләрниму башқиларни аяп өзүм йоллаватимән. Шуңа роһи вә җисманий җәһәттики чарчашму еғир болуватиду. Ишиким алдидики сақчилар көпәйтилди. Әһвалда яхшилиниш болмайдиғандәк қилиду. Өзиңизму билисиз, нурғун хәнзу достлиримни улар йеқинда тутуп кәтти. Пәризимчә, улар әмди маңа қол селиши мумкин. Бир нәччә күн ичидә мувапиқ вақитта сизниң зияритиңизни қобул қилип йеқинқи вәзийәт һәққидики қарашлиримни оттуриға қойсам дәймән. Һазир шу пурсәтни күтүватимән.

Әмма бу һәптә ичидә, илһам тохти әпәндини 2-қетим зиярәт қилишқа пурсәт болмиди. Вашингтон вақти 15-январ күни әтигән илһам тохти әпәнди вә униң аяли гүзәлнур ханимға қилған телефонимиз җавабсиз қалди. Илһам тохти әпәнди үндидарда қалдурған ахирқи авазлиқ учурида өз әһвалиниң яхши әмәсликини билдүрүп: “вәзийәт җиддий, әһвалим яхши әмәс” дегән иди.

15-январ уйғурбиз тори тақилип қалғандин кейин, уйғурбиз ториниң аммиви тор бекити фәйсбоктики адресидин илһам тохти әпәнди вә униң аилисиниң әһвали һәққидә төвәндикидәк учурлар берилди:
“1-айниң 15-күни, йәни бүгүн чүштин кейин саәт 3:00-4:00 әтрапида, бейҗиң мәркизий милләтләр университетиниң оқутқучиси, узундин буян уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини ашкара тәләп қилип келиватқан уйғур тәтқиқатчиси илһам тохти әпәнди вә униң аниси сақчилар тәрипидин өйидин елип чиқип кетилгән, өйи ахтурулған. Илһам тохти вә анисидин һазирғичә һечқандақ хәвәр йоқ. Илһам тохти вә аниси ғайиб қилинип, бир қанчә саәттин кейин илһам тохти әпәнди қурған уйғурбиз ториму һоҗумға учрап тақилип қалған.”

Фәйсбокта берилгән 2-учурда илһам тохти әпәндиниң аяли гүзәлнур ханимниң 15-январ күни бейҗиң вақти кәч саәт 9 дин кейин илһам тохти әпәнди вә өзлириниң әһвали һәққидә ейтқан баянлири берилди.

Гүзәлнур ханимниң билдүрүшичә, 1-айниң 15-күни чүштин кейин саәт 3:00 ләр әтрапида, у мәркизий милләтләр университети кутупханисида ишләватқанда, башлиқтин телефон келип, дәрһал өйгә қайтиши тәләп қилинған. У башта илһам тохти әпәндимниң анисиниң кесили көп болғачқа, туюқсиз кесили қозғалған охшайду дәп алдирап өйигә қайтқан. Әмма өйигә қайтқинида дәрвазидин өйниң ишикигичә әрләр, аяллардин болуп уйғур райони җ х сақчилири, бейҗиң җ х сақчилиридин 30-40 тәк адәм барлиқини көргән.

Сақчилардин башқа, өйдә илһам тохтиниң йәттә яшлиқ чоң оғли, төт яшлиқ кичик оғлиму бар болуп, чоң оғлиниң гүзәл ханимға дәп беришичә, чүштин кейин саәт 3:30 ләрдә, ака-ука иккийлән дадиси илһам тохти билән чүшлүк уйқусини ухлаватқан, момиси дәм еливатқан икән. Туюқсиз ишик чекилгән аваз аңланған. Илһам тохти ишикни ачқан, өйгә бесип киргән сақчилар арқа-арқидин илһам тохтини иттирип, сафаға йиқитқан. Кейин илһам тохти вә униң анисини елип кәткән. Илһам тохти балилириға йиғлимаңлар дегән гәпнила дейишкә үлгүргән.”

Гүзәлнур ханим йәнә, сақчиларниң өйдики төт компютер, гүзәл ханимниң телефонини өз ичигә алған үч янфон, компютер қаттиқ дискиси, бармақ диска, оюлған нур диска, һәтта илһам тохти дәрс өткәндә ишләткән дәрс пилани, оқуғучиларниң имтиһан қәғизи вә илмий мақалилири, илһам тохтиниң китаб вә мақалилири қатарлиқларни елип кәткән, ундин башқа түрлүк кинишка, паспорт, банка картиси қатарлиқлар сақланған бихәтәр ишкапиниму көтүрүп маңған. Сақчилар кечә саәт 9:00 да андин униң өйидин айрилған.

Бундин илгири, илһам тохти әпәнди мухбиримизға анисиниң кесәл сәвәбидин бейҗиңда давалиниватқанлиқини билдүрүп, анисиниң дәм елишиға тәсир йәткүзмәслик үчүн кечидә зиярәт қилмаслиқни тәвсийә қилған иди. Мәлум болушичә,илһам тохтиниң аниси юқири қан бесим кесили вә йүрәк кесилигә гириптар болған болуп, бейҗиңда оператсийә қилдурған вә йеқинда кесәллик әһвали яманлишип қалғачқа дохтурханида давалиниш үчүн бейҗиңға кәлгән.

Игилинишичә, илһам тохти вә аниси тутуп кетилгәндин кейин, илһам тохтиниң мәркизий милләтләр университетидики бәзи уйғур оқуғучилириму елип кетилгән. Илгири 79 күн қанунсиз қамап қоюлуп, кейин хотән вилайити лоп наһийәсидики өйидә нәзәр бәнд қилинған истанбул университетиниң магистир аспиранти мутәллип иминму дөләт бихәтәрлики хадимлири тәрипидин нәзәрбәндтики өйидин йезилиқ сақчиханиға, кейин лоп наһийәлик җ х идарисигә елип кетилгән. Нөвәттә, илһам тохти вә анисидин, мәркизий милләтләр университетидин елип кетилгән бир қисим уйғур оқуғучилардинму техичә хәвәр йоқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.