Гүзәлнур ханим: ерим илһам тохти уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқини тәләп қилди халас!

Мухбиримиз меһрибан
2014.01.17
ilham-toxti-guzelnur-woeser.jpg Илһам тохти әпәнди тутулуп кетиштин икки күн илгири, тибәт аял язғучиси воәсәр илһам тохти әпәндиниң өйигә йоқлап кәлгәндә чүшкән хатирә сүрәт. Солдин оңға: илһам тохти, илһам тохтиниң ханими гүзәлнур вә воәсәр ханим. 2014-Йили 13-январ, бейҗиң.
RFA/Méhriban

15-январ чаршәнбә уйғур өктичиси илһам тохти тутқун қилғандин кейин, нурғунлиған кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка қатарлиқ бир қисим демократик дөләтләр баянат берип, илһам тохтиниң әһвалиға көңүл бөлүватқанлиқини билдүрди.

16-январ пәйшәнбә күни хитай баянатчиси хуң лейму чәтәл мухбирлириниң соаллириға җаваб берип, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиниң “қанунға хилаплиқ қилиш” гумани билән қолға елинғанлиқини билдүргән иди. Илһам тохтиниң аяли гүзәлнур ханим бүгүн радиомиз уйғур бөлүми вә көплигән хәлқара мәтбуатларда инкас қайтуруп, илһам тохтиниң хитай қануниға хилаплиқ иш қилмиғанлиқини, униң пәқәт уйғурларниң қанунда бәлгиләнгән һәқ-һоқуқинила тәләп қилғанлиқини билдүрди.

17-январ күни хитай даирилириниң илһам тохти әпәнди һәққидә йәнила һечқандақ учур бәрмигәнликини билдүргән гүзәлнур ханим, өзиниң икки күндин буян нурғунлиған хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилғанлиқини баян қилди.

Гүзәлнур ханим хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилғанда, оттуриға қойған мәсилиләр һәққидә тохтилип, ери илһам тохтиниң һечқандақ гунаһи йоқлуқини тәкитлиди. У илһам тохти әпәндиниң уйғурларниң хитай қанунида бәлгиләнгән қануний һәқ-һоқуқлириниң һәқиқий әмәлийлишишини тәләп қилғанлиқини, шуңа хитай һөкүмитидин әң тез вақит ичидә илһам тохтини гунаһсиз дәп қоюп беришни үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Гүзәлнур ханимдин униң аилисиниң икки күндин буянқи әһвалини сориғинимизда, у, ишик сиртида йәнила 10 нәччә сақчиниң бу аилини кечә-күндүз назарәт қиливатқанлиқини, бүгүн чоң оғлини мәктәпкә апарғичиму 4 сақчиниң уларни назарәт қилип биллә барғанлиқини билдүрди. У йәнә у қейни анисиниң саламәтлики барғанчә начарлишиватқини үчүн, бүгүн илһам тохтиниң акиси атуштин бейҗиңға кәлгәнликини вә бир икки күн ичидә қейни анисини атушқа йолға салидиғанлиқини дәп өтти.

Гүзәлнур ханим йәнә, өзиниң нөвәттики йүкиниң еғирлиқиниму әскәртип, мушундақ вақитта өзиниң бешиға келиватқан һәрқандақ ишқа тәйяр туралайдиған роһи һаләтни сақлашқа тиришиватқанлиқини билдүрди.

У һөкүмәт даирилириниң һазирғичә өзигә илһам тохтиниң немә үчүн тутқун қилинғанлиқи һәққидә рәсмий уқтуруш қилмиғанлиқини билдүрүп, илһам тохти әпәндини вә бу қетим қолға елинип кәткән оқуғучиларниң әһвалини сүрүштүрүш үчүн бейҗиңдин адвокат тапқанлиқини вә өзиниң илһам тохтиниң гунаһсиз икәнликини сөзләйдиған һәрқандақ пурсәтни қолдин бәрмәйдиғанлиқини билдүрди.

Гүзәлнур ханим зияритимиз ахирида, хитай ташқи ишлар баянатчиси хуң лейниң сөзигә инкас қайтуруп, “ерим илһам тохти һәргизму җуңго қануниға хилаплиқ иш қилмиди. У пәқәт қәлими арқилиқ, сөзи арқилиқ, тәтқиқатлири арқилиқ уйғурларниң еришишкә тегишлик болған қануний һәқ-һоқуқлириға еришиши керәкликини тәшәббус қилди. Мән җуңго һөкүмитиниң әң қисқа вақит ичидә ерим илһам тохтини вә бу қетим тутқун қилинған оқуғучиларни гунаһисз дәп қоюп беришни үмид қилимән. Мән бу йолда шуниңға тәйярландимки, мән 3 йил әмәс, бәлки илһамни 30 йил сақлашқиму тәйярмән!” дегән сөзләр билән гепини ахирлаштурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.