Хәлқара қәләмкәшләр бирләшмисиниң қурултийида әң асаслиқ тема “илһам тохти” болди

Хәлқара қәләмкәшләр бирләшмисиниң 80-нөвәтлик қурултийи 29-сентәбирдин 2-өктәбиргичә қирғизистан пайтәхти бишкәктә өткүзүлгән иди. Қурултайда хитай соти тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур зиялий илһам тохти үчүн мәхсус бир бош орундуқ қоюлған болуп, илһам тохтиниң сизма рәсими қоюлған бир символлуқ орундуқ, төт күн давам қилған бу хәлқаралиқ йиғин паалийәтлиридә, баштин-ахири йиғин сәһнисидә турған.
Хәлқарадики қәләмкәшләрниң бу дуняви йиғилишини ахирлаштуруп шиветсийәгә қайтип кәлгән, хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати тил вә тәрҗимә һоқуқи комитети рәиси қәйсәр өзһун әпәнди зияритимизни қобул қилип, коммунистик хитай һакимийитиниң уйғур зиялий илһам тохтини бөлгүнчилик билән әйибләп, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиши вә униң әркинлик мәсилисиниң, хәлқара қәләмкәшләр бирләшмисиниң 80 - қурултийида күн тәртипкә киргән асаслиқ тема болғанлиқини билдүрди.
Қәйсәр әпәнди йәнә, хәлқара қәләмләшләр бирләшмисиниң 80-қурултийида уйғурларға мунасивәтлик оттуриға қоюлған асаслиқ мәсилиләр вә елинған муһим қарарлар һәмдә өзиниң қурултай тәсиратлири һәққидиму тохталди.
Аваз улинишидин, мухбиримизниң қәйсәр әпәнди билән өткүзгән сөһбитини аңлиғайсиләр.