Илһам тохтиға берилгән мукапатлар хитайни биарам қилмақта (1)

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.11.20
Ilham-toxti-waslaw-xawel-Vaclav-Havel.jpg Явропа кеңишиниң кишилик һоқуқ алий мукапати болған васлав хавел мукапати тарқитилған мурасим кулуби.
website-pace.net

Хитай түрмисидики өктичи уйғур зиялийси илһам тохтиға арқа-арқидин берилгән кишилик һоқуқ мукапатлири хитайни биарам қилған.

Мәлумки, хитайдики мәркизий милләтләр университетиниң профессори, уйғур өктичи зиялийси илһам тохти әйни чағда хитай пайтәхти бейҗиңда туруп уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқлири тоғрисида пикир баян қилған вә хитай һөкүмитиниң миллий сияситини әйиблигән иди. Шу сәвәбтин у 2014-йили 1-айниң 15-күни тутқун қилинип, шу йилиниң 23-сентәбир күни үрүмчидә “бөлгүнчилик” җинайити билән әйибләнди вә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди. 

Шундин бери, илһам тохтиниң делоси дуня җамаәтчиликиниң диққәт-етибарини қозғап, арқа-арқидин бир йүрүш хәлқаралиқ даңлиқ мукапатларға еришти. У өткән йили 2016-йиллиқ “мартен әнналис мукапати” ға еришкән иди. Бу йил хәлқара лебираллар бирләшмисиниң 2017-йиллиқ “әркинлик мукапати” ға, ундин илгири болса, явропа бирликиниң кишилик һоқуқ алий мукапати болған “васлав хавел мукапати” ға һәмдә йәнә германийәниң “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ға еришти. У йәнә нобел тинчлиқ мукапати вә “сахароф мукапати” ға намзат көрситилмәктә. 

Илһам тохтиниң хәлқарада арқа-арқидин мукапатларға еришиши вә дуняви мукапатларға намзат көрситилиши хитай һакимийитини қаттиқ биарам қилған. Бейҗиңда турушлуқ германийәлик обзорчи кай ширтматтерниң 15-ноябир күни “җәнубий германийә гезити” дә елан қилған “ваймарниң сири” намлиқ мақалиси бу нуқтини рошән йорутуп бәргән. 

Мақалә мундақ ибариләр билән башлиниду: “хитай ваймардин илһам тохтиға берилгән кишилик һоқуқ мукапатини қайтурувелишни тәләп қилди. Әлвәттики, ваймар хитайниң бу тәлипини рәт қилди. Буниң билән, ваймар шәһиридә ғәлитә ишлар йүз беришкә башлиди.”

Билингинидәк, германийәниң түринген штатиға җайлашқан, мәдәнийәт мираслириниң есиллики билән мәшһур болған ваймар шәһири вә ваймар шәһәрлик һөкүмәт даирилири 6-айниң 29-күни 2017-йиллиқ “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ни хитай түрмисидики өктичи уйғур зиялийси илһам тохтиға беришни қарар қилған иди. 

“явропаниң мәдәнийәт мәркизи” дәп нам алған ваймар шәһири вә ваймар шәһәрлик һөкүмәтниң бу мукапати 1995-йили тәсис қилинған. Мәзкур мукапат йилда бир қетим тарқитилидиған болуп, һәр йили 12-айниң 10-күни хәлқара кишилик һоқуқ күнидә ваймар шәһәрлик һөкүмәт сарийида чоң мурасим өткүзүп, һөкүмәт хадимлири вә мәшһур затларниң қоли билән тарқитилип келингән. Мукапат соммиси 5 миң явро қилип бекитилгән. 

Аптор кай әпәндиниң “ваймарниң сири” намлиқ мақалисидә баян қилинишичә, “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ниң уйғур зиялийси илһам тохтиға берилгәнлики елан қилинип бирқанчә күн өтмәйла, хитайниң берлиндики баш әлчиханисиниң бир аял хадими ваймар шәһәрлик һөкүмәт ишханисиға телефон қилип, “бу мукапат қайтурувелиниши керәк,” дәп қаттиқ наразилиқ билдүргән. Бирақ ваймар шәһәрлик һөкүмәтниң ваймар мукапатиға мәсул хадими саша ханим буниңға писәнт қилмиған. Биз саша ханимниң өз ағзидин пикир елишқа урунған болсақму, лекин телефонимиз уланмиди.

Дуня уйғур қурултийиниң йеңи нөвәтлик рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохталғанда, хитайниң чәтәлдики уйғур миллий һәрикитини уҗуқтурушқа күч сәрп қилипла қалмай, илһам тохти арқилиқ уйғурлар мәсилисиниң хәлқарада тонулушиғиму тосалғу пәйда қилишқа урунуватқанлиқини билдүрди. 

Аптор кай әпәнди “ваймарниң сири” намлиқ мақалисиниң муқәддимисидә мундақ дәп язиду: “бундин 3 йил муқәддәм, хитай сот мәһкимиси профессор илһам тохтини өмүрлүк қамақ җазасиға мәһкум қилғанда, униң дости, бейҗиңлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җя ‛җәнубий германийә гезити‚ гә ‛җуңго коммунистик партийәси дөтму яки һәқиқәтән мушундақ залимму, мән буни биләлмидим,‚ дегән.” апторниң билдүрүшичә, хуҗя сөзидә йәнә хитай һакимийитиниң муддәтсиз қамақ җазаси арқилиқ “дунядин илһам тохтини унтулдурмақчи” болғанлиқини әскәртиду.

Аптор мақалисидә, илһам тохтиниң уйғурларниң хитайдики әң ахирқи бирдин-бир авази болуп қалғанлиқини, униң уйғурлар вәзийитиниң садаси болуп, уйғур-хитай оттурисида көврүклүк рол ойнашқа тиришқанлиқини, бундақ бир мөтидил идийәлик уйғур зиялийсиға муддәтсиз қамақ җазаси берилишиниң ялғуз кишилик һоқуқ паалийәтчилиринила әмәс, адвокатлар, чәтәллик дипломатларниму һәйран қалдурғанлиқини тәкитләйду. У мақалисидә, “хитайниң өктичи күчләрни яқтурмайдиғанлиқи һәркимгә аян болсиму, әмма бу қәдәр еғир җазаниң илһам тохтиниң бешиға келиши һәйран қаларлиқ иш иди, чүнки у өзини икки милләт арисида көврүк ясиғучи дәп биләтти,” дәп язиду. 

Илһам тохти гурупписиниң мәсуллиридин бири, хитайшунас мари һолизман ханим бу һәқтә тохталғанда, “бу мукапат ялғуз илһам тохти әпәндигила әмәс, бәлки уйғур хәлқиниң һәққаний күришигә берилгән бир мукапат,” деди. У мунуларни тилға алди: “илһам тохти кишилик һоқуқ мукапатиға әң лайиқ намзат. Илһам тохтиниң арқа-арқидин хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапатлириға наил бөлишиниң хитай һакимийитини барғансери биарам қиливатқанлиқини билимиз. Илһам тохти алдимиздики йилларда йәнә көплигән мукапатларға еришиши мумкин. Бу йолда тиришчанлиқ көрситиватимиз. Маһийәттин ейтқанда, илһам тохтиға бериливатқан мукапатлар ялғуз униңғила әмәс, уйғурларниң тохтавсиз давам қиливатқан һәққаний күришигә берилгән мукапаттур. Буни мушундақ чүшәнсәк әң тоғра болиду, дәп ойлаймән.”

Хитайниң биарамлиқи, ваймар шәһәрлик һөкүмәткә болған етирази вә бесими ялғуз хитай әлчисиниң наразилиқи биләнла чәклинип қалмиған. Хитай хаккерлири биринчи қәдәмдә ваймар шәһәрлик һөкүмәтниң тор бетидики язмиларни йоқитивәткән. Иккинчи қәдәмдә бу тор бетини ечилмас қилип қойған. Бу һал ваймар һөкүмитини техиму һәйран қалдурған. Бу һәқтә вә ваймар шәһәрлик һөкүмәтниң кишилик һоқуқ мукапатини немә үчүн уйғур зиялийси илһам тохтиға бәргәнлики тоғрисида кейинки программимизда мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.