Уйғурларға қаритилған исим қоюш чәклимиси күчлүк наразилиқ пәйда қилди

Мухбиримиз ирадә
2017.04.26
cheklengen-isim-tizimlik.jpeg Хотән қарақаш наһийәсиниң тохула йеза тохула кәнт партийә ячейкиси чиқарған “чәкләнгән исимлар тизимлики”.
Social Media

Уйғур район даирилири йеқинда бир уқтуруш чиқирип, йеңи туғулған балиларға муҗаһид, муһәммәд, бағдат, түркизат, сүрийә, мәдинә қатарлиқ 29 хил исимни қоюшни чәклигән иди. Бу һәқтики хәвәр истансимиз тәрипидин тарқитилғандин кейин күчлүк инкас қозғиди.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бу һәқтә мәхсус баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң һәрикитини әйиблиди. Мәзкур тәшкилатниң хитай ишлири директори софи ричардсон сәйшәнбә күни елан қилинған баянаттики сөзидә исим қоюшниң һәрбир ата-анини һаяҗанға салидиған, хусусий бир ишлиқини әскәртип, буни хитай һөкүмитиниң “дини радикаллиққа қарши туруш дегән намда дини әркинлик һоқуқини чәкләш һәрикитиниң әң йеңи бир мисали” дәп көрсәтти. У бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип мундақ деди: “мәнчә бу хитай һөкүмитиниң уйғурларниң өзи қилишқа тамамән һоқуқлуқ болған бир ишниму контрол қилиш вә чәкләш үчүн алған тәдбирлириниң бири. Хитай һөкүмити бу арқилиқ уйғур елидики ислам дининиң тәсирини йоқатмақчи болуватиду. Бирақ бу мәнчә интайин әхмиқанә вә қаршилиқ пәйда қилидиған бир һәрикәт. Бу мәйли хитай қанунлирида болсун мәйли хәлқара қанунларда болсун һечқандақ бир асасқа игә әмәс. Бу тәдбир уйғурларни хитай һөкүмитигә садиқ қилиш әмәс әксичә, пәқәт уйғурларниң өзлири яшаватқан җәмийәткә ятлишишини, у җәмийәтни инкар қилишини йәниму күчәйтиветиду, халас” деди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәндиму бу һәқтә тохтилип, уйғурлар тарихтин бери қоюп, уйғур мәдәнийитиниң бир парчисиға айлинип кәткән исимларниму чәкләш арқилиқ өзлириниң уйғурларни хитайлаштуруш арзусини намаян қилип бәргәнликини ейтти.

Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗески“уйғур мәдәнийитиниң бир парчисиға айланған бу исимларни чәкләш билән уйғур елидә муқимлиқ яритиш арисида қандақ бир мунасивәт барлиқи кишини ойландуриду”, деди. У сөзидә “мәнчә бу хитай һөкүмитиниң уйғурларниң хусусий һаятиға қанчилик дәриҗидә арилишивалғанлиқиниң күчлүк намайәндиси. Һазир уйғурларниң һаятиниң һечқандақ бир қисми хитай һөкүмитиниң сиясәтлиридин халий әмәс. Хитай һөкүмити чәклигән бу исимлар уйғурлар узун йиллардин бери қоллинип кәлгән, уйғур мәдәнийитиниң бир қисмиға айланған исимлардур. Мени ойландурғини, хитай һөкүмити бу исимларни чәкләш билән уйғур елидә муқимлиқ яритиш арисида қандақ бир бағлиниш қуруп чиққанду. Хитай немишқа буниң әксичә исимларни чәклисәк уйғур елидә бихәтәрликни қоғдиялаймиз, дәп қарайду әмәлийәттә бундақ сиясәтләр наразилиқни йәниму күчәйтиштин башқа ишқа яримайду”.

Хитай даирилири тәрипидин елан қилинған бәлгилимидә, әгәр юқиридики тизимликтә орун алған чәкләнгән исимлар қоюлған балилар болса бу балиларниң нопусқа елинмайдиғанлиқи вә уларниң маарип - сәһийә хизмәтлиригиму еришәлмәйдиғанлиқи әскәртилгән иди.

Софи ричардсон ханим хитай һөкүмити әгәр буни иҗра қилған тәқдирдә, өз қанунлириниң образиға еғир тәсир йәткүзидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “әслидә бир киши әгәр балилириға чәкләнгән исим қойғанлиқи үчүн балисини нопусқа алдуралмиса, мәктәпкә тизимлиталмиса униң әслидә хитай қанунлириға асасән һөкүмәтни хусусий һоқуқлириға таҗавуз қилиш билән әрз қилишқа һоқуқлуқ. Бирақ бу йәрдә хитайдики сотлар өзлири бекиткән қанунларға әмәл қиламду? дегән мәсилә бар. Чүнки хитайдики әдлийә мустәқиллиқиниң әһвали һәммимизгә аян. Хитай һөкүмити мушундақ бир уқтурушни елан қилиш арқилиқ аллиқачан хитай қануниниң образиға зиян берип болди. Хитай һөкүмитиниң әқлини ишлитип, юқиридики уқтуруштики мәзмунларни әмәлийләштүрмәсликини үмид қилимән. Қалғинини алдимиздики күнләрдә көримиз”

Хитай һөкүмитиниң уйғур балилириға қоюшқа болмайдиған исимлар тизимлики дәйдиған уқтурушни тарқитиши хәлқара мәтбуатлардиму күчлүк инкас қозғиған иди. Бу хәвәр “нюйорк вақти”, “малийә вақти”, “муһапизәтчи”, “мустәқиллиқ” гезитлиридә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан бесимини ашуруп, балилириға қандақ исим қоюш -қоймаслиқниму бәлгиләп бериватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.