Қеюм мәсимоф ванковер шәһиридә өткүзүлгән намайишқа қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2013.07.09
qeyum-mesimof-wankowerda.jpg Канада уйғур җәмийитиниң рәиси қеюм мәсимоф ванковерда 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән намайишқа иштирак қилди. 2013-Йили июл, канада.
RFA/Gulshen

Канаданиң ванковер шәһири канададики бритиш колумбия өлкисигә җайлашқан тинч окян гирвикидики чоң порт шәһәрләрниң бири. Шундақла йәнә канада бойичә хитай нопуси әң көп шәһәр. Бу шәһәрдә йәнә көп санда уйғурларму яшайду. 5-Июл үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқи һарписида канада уйғур җәмийитиниң рәиси қеюм мәсимоф ванковер шәһиридә 3 күнлүк зиярәттә болуп, ванковерда яшаватқан уйғур җамаитидин һал-әһвал сориди, уларниң канада уйғур җәмийитигә болған пикир тәклиплирини аңлиди шундақла уйғур җамаити билән бирликтә ванковер шәһиридә 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән намайишқа иштирак қилди.

Қеюм мәсимоф зияритимизни қобул қилип ванковер шәһиригә қаратқан 3 күнлүк зиярити һәққидә мәлуматлар бәрди.

Қеюм мәсимоф ванковердики зиярити җәрянида йәнә, шу йәрдики өзбек җамаити ахбарат васитилириниң бир саәтлик зияритини қобул қилип, шәрқи түркистан мустәқиллиққа еришмәй туруп, ғәрби түркистандики өзбек, қазақ, қирғиз қатарлиқ қериндаш милләтләргә тинч хатирҗәмлик болмайдиғанлиқини аңлатқан.

Канададики уйғурлар канаданиң онтарю өлкисиниң торонто шәһиридә, кубәк өлкисиниң монтерял шәһиридә, алберта өлкисиниң әдментон вә калгири шәһиридә шундақла бритиш колумбия өлкисиниң ванковер шәһири қатарлиқ җайларда яшайдиған болуп, өткән йили канадада елип берилған канада уйғур җәмийитиниң рәислик сайлимида, қеюм мәсимоф әгәр өзи рәис болуп сайланған тәқдирдә, канаданиң юқиридики шәһәрлиридә зиярәттә болуп, уйғур давасиниң уйғурлар яшаватқан һәр қайси шәһәрләргә зәнҗирсиман тарқилишиға капаләтлик қилидиғанлиқини билдүргән иди.

Қеюм мәсимофниң ванковер шәһиридики зиярити, канада уйғур җәмийити рәисиниң әдментон вә калгири шәһәрлиридә елип барған зияритидин кейинки 3-зиярәт бекити икән шундақла канада уйғур җәмийити рәисиниң тунҗи қетим канададики уйғурлар яшайдиған шәһәрләрни айлинип зиярәт қилиши болуп һесаблинидикән.
Юқиридики улиништин бу программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.