Муһәммәттохти делоси вә пакистандики уйғур муһаҗирлириниң паҗиәлик қисмәтлири (1)

Мухбиримиз қутлан
2014.12.11
muhemmettoxti-muhemmetrozi-1.jpg Муһәммәттохти муһәммәтрозиниң тутқун қилиништин бурун аяли билән биллә чүшкән сүрити. 2003-Йил яз, пакистан исламабад.
RFA

Игилишимизчә, хитай даирилири йәкән вәқәсидин кейин, буниңдин 10 йил бурун муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған “сиясий җинайәтчи” - муһәммәттохти муһәммәтрозидин сиясий тәшвиқат үчүн пайдиланған.

Муддәтсиз қамақ җазасини иҗра қиливатқан түрмидики муһәммәттохти бу йил 7-айда “5-июл вәқәси” дә тутқун қилинған нургүл билән биллә йәкән вә хотәнләргә елип берилған. Улар түрмә даирилириниң буйруқи вә орунлаштуруши бойичә айрим-айрим “товинамә” йезип, йәкән вә хотәндики аммиви тәшвиқат йиғинлирида оқуған шундақла өзлириниң аталмиш “җинайәтлири” үстидин җамаәт алдида “төвә” қилған.

Ундақта, өз дәвридә пакистандин тутуп келинип муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған вә бүгүн хитай һөкүмитиниң сиясий мәқситиниң қурбани қилинған муһәммәттохти муһәммәтрози зади ким? у қачан, қандақ шараитта вә немә үчүн пакистанда тутқун қилинип, мәхпий һалда үрүмчигә ялинип келингән? униң үрүмчидики соти немә үчүн 2 йилға йеқин созулуп кәткән? униң делоси вә паҗиәлик қисмәтлиригә хитай билән пакистан арисидики қандақ истратегийилик һәмкарлиқ вә йошурун мунасивәтләр йошурунған?

Муһәммәттохти муһәммәтрозиниң өз дәвридики кәчмишлиригә шаһит болған, һазир шиветсийәдә яшаватқан уйғур паалийәтчилиридин абдулла көкяр әпәнди радиомиз зияритини қобул қилди.

Мәлум болушичә, муһәммәттохти муһәммәтрози 1977-йили 3-айда хотән наһийәсиниң ханериқ йезисида туғулған. Башланғуч вә оттура мәктәп мәлуматини өз юртида алғандин кейин, қағилиққа берип мәшһур диний алим абдулһәким мәхсум һаҗимда оқуған. 1990-Йилларниң башлирида абдулһәким мәхсум һаҗимниң мәктипи мәҗбурий тақиветилгәндин кейин, у оқуш арзуси билән оттура асия арқилиқ пакистанға барған. У өзиниң оттәк оқуш қизғинлиқи билән исламабадтики хәлқара ислам университетиниң шәриә (қанун) кәспидә баклаверлиқни пүттүргән. Андин йәнә шу университетниң хәлқара мунасивәтләр кәспидә аспирантлиқта оқуп магестерлиқ илмий унваниға еришкән.

2000-Йилларниң башлириға кәлгәндә, пакистандики уйғурларниң оқуши вә яшиши вәзийәттики өзгириш түпәйли қийин әһвалда қалған. Нурғун уйғурлар пакистан истихбарат орунлириниң йошурун тутқун қилишиға учрап арқа-арқидин хитайға қайтурулған. Мушундақ әһвалда, муһәммәттохти б д т ниң пакистандики мусапирлар ишханисидин панаһлиқ тәләп қилған. Униң илтимаси қобул қилинип, шиветсийәгә йолға чиқишқа бирқанчә күн қалғанда, йәни 2003-йили 7-айниң 16-күни у туюқсизла пакистан мәхпий сақчилири тәрипидин тутқун қилинип йошурунчә хитайға әвәтип берилгән.

Униң аяли вә пакистандики достлири шунчә издәпму униң һечқандақ учурини алалмиған. 2003-Йили 12-айға барғанда андин униң үрүмчидики людаван түрмисидә қамақлиқ икәнлики һәққидә хәвәр аңлиған.

Абдулла көкяр әпәнди зияритимиз җәрянида үрүмчи шәһәрлик оттура сотниң муһәммәттохтиға бирмунчә ойдурма “җинайәтләр” ни артқанлиқини, буларниң өзи шәхсән шаһит болған әмәлий әһвалларға уйғун әмәсликини илгири сүрди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.