Д у қ рәһбәрлири: демократик һөкүмәтләр вә хәлқара тәшкилатлар билән алақилиримизни техиму күчәйтимиз

Мухбиримиз ирадә
2018.03.06
dolqun-eysa-interpol.jpg Д у қ торбетигә чиқирилған америка дөләтлик ахбарат кулубида өткүзүлмәкчи болған мухбирларни күтүвелиш йиғини тоғрисидики уқтуруш. 2018-Йили 6-март.
uyghurcongress.org

7-Март чаршәнбә күни, дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бирликтә америка дөләтлик ахбарат кулубида мухбирларни күтүвелиш йиғини уюштуриду. Бу йиғинға дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди өзи биваситә қатнишидиған болуп, долқун әйса әпәнди йиғинда хәлқара сақчи тәшкилати(интерпол) тәрипидин өзи үстидин чиқирилған тутуш буйруқиниң әмәлдин қалдурулуш мәсилисини чөридигән асаста уйғурларниң вәзийити үстидә мәлумат беридикән. Биз бу мунасивәт билән долқун әйса әпәнди вә өмәр қанат әпәндиләрни радийомизда зиярәт қилип, улар билән сөһбәт елип бардуқ.

Долқун әйса әпәнди сөһбитимиздә, америка ахбарат кулубидики бу йиғинниң дуня уйғур қурултийиниң хизмәт пиланлиридики муһим бир күн тәртип икәнликини ейтти. У, бу йиғин арқилиқ хәлқара ахбарат саһәсигә хитай һөкүмитиниң қандақ қилип “хәлқара сақчи тәшкилати” дәк органларни суйиистемал қилип, уни сиясий өктичиләрни бастуруш васитиси қиливалғанлиқи, өзи үстидики бу тутуш буйруқини әмәлдин қалдуруш йолида ишләнгән хизмәтләрни, һәрқайси хәлқаралиқ органларниң бу җәһәттики тиришчанлиқлири қатарлиқ бир қатар узун вә мурәккәп җәрянларни бирму-бир аңлитидиғанлиқини ейтти.

Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши башлиқи өмәр қанат әпәнди сөзидә, долқун әйса әпәнди үстидики бу тутуш буйруқиниң бикар қилиниши долқун әйса әпәнди шундақла уйғур даваси үчүн зор бир ғәлибә икәнликини, буниң һәм дуняда иқтисадий күчи арқилиқ һәммини боюн әгдүрүшкә урунуватқан хитай үчүнму наһайити муһим бир сигнал икәнликини билдүрди.

Долқун әйса әпәнди вә өмәр қанат әпәндиләр сөзидә: “нөвәттә хитай һөкүмитиниң өз иқтисади тәсир күчини қоллинип, дуня сияситини контрол қилмақчи болуватқанлиқи, дуняда ортақ шәкилләнгән демократик қиммәт-қарашлирини өзгәртип, униң орниға өзиниң сиясий түзүмини дәссәтмәкчи болуватқанлиқи су йүзигә чиқиватиду. Дуняниң хитайға болған тонуши ешиватиду. Буниң билән бирликтә уйғурларниң бешиға келиватқан зулумни биливатқанларму көпийиватиду” деди. Шуңа улар бу вәзийәтниң уйғур миллий давасини күчәйтиш үчүн бәлгилик иҗабий рол ойнайдиғанлиқини билдүрди.

Долқун әйса әпәнди сөһбитимиздә, дуня уйғур қурултийиниң бундин кейин һәрқайси демократик әлләр һөкүмәтлири вә органлири билән болған мунасивәтни күчәйтишкә әһмийәт беридиғанлиқини һәм бу арқилиқ хитай һөкүмити үстидә бесим шәкилләндүрүшкә тиришидиғанлиқини ейтти.

Өмәр қанат әпәнди өзлириниң йәнә, америкида вә дуняниң башқа җайлиридики хәлқләрниң уйғур мәсилисигә болған тонушини артқузуш арқилиқ уйғурлар үчүн бир кәң көләмлик җамаәт пикири һасил қилиш үчүн издинидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.