Рабийә қадир ханим: уйғурларни наһәқ өлтүргән хитай әмәлдарлириниң җавабкарлиқини сүрүштүрүшни тәләп қилимән

Мухбиримиз әркин
2015.04.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
sot-olum-jaza-uyghur-5-iyul.jpg CCTV Хәвиридә берилгән, 5-июл вәқәсигә четишлиқ уйғурларни өлүм җазасиға һөкүм қилған көрүнүш. 2009-Йили 15-өктәбир.
AFP

29‏-Апрел өткүзүлидиған америка дөләт мәҗлисиниң йиғинида, “һермитәйҗ сәрмайә башқуруш ширкити” намлиқ америка мүлк башқуруш вә мәбләғ фондиниң директори виллиям бровдер, “хадсон институти” намлиқ тәтқиқат орниниң президенти вә баш директори едмонд сафра билән биргә, д у қ рәиси рабийә қадир ханим гуваһлиқ бериду.

“йәр шари магнитиский кишилик һоқуқ җавабкарлиқ қануни” намлиқ мәзкур гуваһлиқ бериш йиғини америка авам палата әзаси, авам палата “африқа, йәр шари саламәтлик, кишилик һоқуқ вә хәлқара ишлар тармақ комитети”ниң рәиси кристофир симисниң саһибханилиқида ечилиду.

“магнистикий кишилик һоқуқ қануни” әң бурун русийә кишилик һоқуқ тәрәққиятини қоллашни нишан қилип чиқирилған. Лекин 2015‏-йили 1‏-айда, америка җумһурийәтчи кеңәш палата әзаси җон миккейин билән демократик кеңәш палата әзаси бен кардин мәзкур қанунни кеңәйтип, уни хәлқаралиқ кишилик һоқуқ җавабкарлиқ қанун лайиһәсигә өзгәртип оттуриға қойған.

Бу мунасивәт билән биз рабийә қадир ханимни зиярәт қилдуқ. У голландийәдә туруп соаллиримизға җаваб бәрди.

Мухбир: 29‏-апрел чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқ берисиз. Бу гуваһлиқ йиғини һәққидә тохтилип баққан болсиңиз? йиғинда қандақ мәсилиләрни сөзләйсиз?
Рабийә қадир: мән 29‏-чесла әтигәндә, америка конгресида уйғурлар мәсилиси тоғрилиқ гуваһлиқ беримән.

Мухбир: гуваһлиқ сөзиңиздә қандақ конкрет мәсилиләргә америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиниң диққәт қилишини тәләп қилисиз?
Рабийә қадир: мән вашингтонға 28‏-чесла саәт 3:00 дә баримән. 29‏-Чесла америка конгресида уйғурларниң йеқинқи вақит ичидики қаттиқ қирғинчилиқ вәзийити, уйғурларниң 2009‏-йилдин кейинки вәзийити, уйғурларға қанлиқ қирғинчилиқ қилған, гунаһсиз уйғурларни тутқан, өлтүргән җинайәтчиләрни дуняға шикайәт қилиш тоғрилиқ гуваһлиқ беримән.

Мухбир : голландийәни зиярәт қиливатисиз, голландийәдики паалийитиңиз һәққидә учур бәргән болсиңиз?
Рабийә қадир: мән голландийәгә хәлқимизниң муһим бир иши билән, бир учришиш билән кәлдим. Мәлум йәрләр билән мунасивәтлишип, мәлум йәрләр билән көрүшүп қайттим. Мән бу қетим өзимизниң америкида ечилидиған уйғур яшлар курсиниң тәйярлиқини қиливатқан җиддий пәйттә, голландийәгә келидиған болуп қалдим. Биринчи, голландийәдики тәшкилаттикиләр билән учришиш һәм уларни көздин кәчүрүш, улар билән мәлум мәсилиләрдә сөһбәт өткүзүш. Иккинчи, мәлум органлар билән уйғур мәсилиси тоғрилиқ учришидиған ишлар болғанлиқи үчүн голландийәгә кәлдим.

Мухбир: келәр айниң башлирида вашингтон уйғур яш актиплирини тәрбийиләш курси ечилиду. Бүгүн, уйғурларниң хитайлар билән болған йиғини ечиливатиду. Бундақ алдираш, җиддий мәзгилдә елип берилған бу зиярәтниң әһмийити, униң қандақ муһимлиқи һәққидә тохтилип баққан болсиңиз?
Рабийә қадир: д у қ ниң бир қисим адәмлири хитайларниң яң җйәнли башчилиқида ечиливатқан йиғиниға қатнишиватиду. Вәкиллиримизни әвәтип бәрдуқ. Лекин әмди мән, уйғурлар тоғрилиқ вә өзүм тоғрилиқ һәм уйғурларға мунасивәтлик башқа ишларни беҗириш тоғра келип қалди. Шундақ болғачқа мениң һазир ғолландийәгә келишим, явропани зиярәт қилишим, уйғурларниң нөвәттики вәзийигә зич мунасивәтлик болғанлиқи үчүн мән голландийәгә келип бу сәпиримни таллидим. Бу сәпиримниң әһмийити наһайити зор, худайим буйруса, йәнә әтә учимән. Мән бир күнлүкла сәпәр қилдим. Әтә қайтип баримән.

Мухбир: явропадики уйғурларниң, болупму голландийәдики уйғурларниң һәл қилишқа тегишлик қандақ җиддий мәсилилири бар дәп қарайсиз?
Рабийә қадир : көчмәнләр мәсилиси бар. Шуниң билән биргә, уйғурларниң вәтәндики уруқ-туғқанлирини қоғдаш, вәтәндики хитай бихәтәрлик идарилириниң явропадики уйғурлиримизға давамлиқ тәһдит селип, вәтәндики уруқ-туғқанлирини тутуп туруп, буларни һәр хил ишларға мәҗбурлаш әһвали бар. Көрүшидиған, бир тәрәп қилидиған нурғун мәсилиләр бар. Буни мән мухбир әпәнди қайтип берип тәпсилий ейтип беримән.

Кардин билән микейинниң қанун лайиһисидә, һәр қандақ дөләттики кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучи шәхс вә парихорхиянәтчи әмәлдарларниң америка туприқиға кириши рәт қилинип, бу хил кишиләрниң америка банка пул-муамилә системисини ишлитиши чәкләнгән.

Кеңәш палата әзаси җон миккейин, мәзкур қанун лайиһисини оттуриға қойғанда қилған сөзидә агаһландуруп, “бу бирләшмә қанун лайиһә дунядики кишилик һоқуққа еғир бузғунчилиқ қилғучиларни җавабкарлиққа тартиду. Қанун билән башқурушни қоллап, түп кишилик һоқуққа қилинған бузғунчилиқниң бәдили барлиқиға мисал болиду. Дөлитимизниң мәнпәәтигә хизмәт қилип, бизниң чоңқур қиммәт қаришимизни ипадиләйду” дегән.

Бен кардин болса, бу қанун “дунядики кишилик һоқуққа бузғунчилиқ қилғучилар вә черик әмәлдарларға, қәйәрдә болса болсун, биз чериклик вә кишилик һоқуқ бузғунчилиқиға қарши күрәшкә киришкәндә авазимизниң бирдәк икәнликини ениқ һәм җараңлиқ әкс әттүриду. У һазирқи америка һөкүмити вә кәлгүсидики һөкүмәтлирини кишилик һоқуқ бузғунчилиқи вә черикликкә қарши күчлүк қорал билән тәминләйду” дәп тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.