Қарақашта “тәрбийиләш” кә әкетилгән оғулниса ғоҗаабдулла бир йилдин бери из-дерәксиз ғайиб

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.03.02
oghulnisa-ghojaabdulla.jpg Қарақашта “тәрбийиләш” кә әкетилгән оғулниса ғоҗаабдулла.
RFA/Shohret Hoshur

Ашкарилинишичә, уйғур диярида аталмиш “тәрбийиләш” кә елип кетилгән аһалиләрниң аилә-тавабиатлири бәзидә шу күнниң өзидә, бәзидә 6 ай ичидә әһвалдин хәвәрләндүрүлмәктә. Әмма йәнә бәзи аилиләр бир йилға йеқинлашқан яки бир йилдин ашқандин кейинму тутуп кетилгән уруқ-туғқанлири һәққидә мәлумат алалмиған. Буниңдин бир йил илгири “тәрбийиләш” кә елип кетилгәнлики мәлум болған, әмма қәйәргә соланғанлиқи мәлум болмиған тутқунлардин бири қарақаш наһийисиниң маңлай йезисидики 55 яшлиқ ана оғулниса ғоҗаабдулладур. Мухбиримиз бүгүн оғулниса ғоҗаабдулланиң әһвали һәққидә ениқлаш елип барди.

Қарақаш вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири бүгүн радийомизға учур йоллап, қарақашта “тәрбийиләш” кә әкитилгәнләрниң нәдилики вә тутулуш сәвәби һәққидә мәлумат сорашниңму хаталиқ һесаплиниватқанлиқи; бәзи кишиләрниң “тәрбийиләш” тики аилә-тавабиатлирини яки йеқинлирини сүрүштә қилғанлиқи үчүнла “идийисидә мәсилә бар” дәп қарилип, уларниңму “тәрбийиләш” кә әкитиливатқанлиқини мәлум қилди. Униң баян қилишичә, мана мушу сәвәбтин “тәрбийиләш” кә әкетилгәнлики ениқ болсиму, әмма нәгә соланғанлиқи ениқ болмайватқан миңларчә кишиләрдин бири қарақаш наһийисиниң маңлай йезисидики 55 яшлиқ ана оғулниса ғоҗаабдулладур. Биз өзини ашкарилашни халимиған бу аңлиғучимиз тәминлигән учурни дәлилләш үчүн маңлай йезилиқ сақчиханиға телефон қилдуқ.
Худди инкаста билдүрүлгәндәк, йезилиқ сақчихана хадими оғулниса ғоҗиабдулла һәққидә өз алдиға мәлумат берәлмиди. Соралған соаллар оғулнисаниң қилмиши яки гунаһи әмәс, бәлки униң нопуси турушлуқ орун һәққидә болған болсиму, сақчихана башлиқи мәлумат бериштин өзини қачурди. Оғулниса ғоҗаабдулланиң нәдә тәрбийилиниватқанлиқи вә немә үчүн тәрбийилиниватқанлиқи һәққидики соаллиримиз изчил һалда җавабсиз қалдурулди. Биз оғулниса ғоҗаабдулланиң әсли олтурушлуқ мәһәллиси һәққидә аһалә комитетидин мәлумат соридуқ. Хадимлардин бири оғулниса ғоҗаабдулланиң маңлайдики деһқанчи кәнтидин икәнликини баян қилди. Аһалиләрдин бири оғулниса ғоҗаабдулланиң илгири үрүмчидә доригәрлик қилған бир инисиниң барлиқини вә униң нөвәттә түркийәдә икәнликини баян қилди. 

Түркийәдики уйғур муһаҗирлардин әһвал ениқлишимиз давамида оғулниса ғоҗаабдулланиң түркийәдики инисиниң нөвәттә истанбулда тебабәтчилик қиливатқан өмәр ғоҗиабдулла икәнлики мәлум болди. Түркийәгә кәлгили 3 йил болған өмәр ғоҗиабдулла өзиниң һәдиси билән бир йилдин буян алақисиниң үзүлгәнликини, миң тәстә униң “тәрбийиләш” кә әкитилгәнликидин хәвәр тапқанлиқи, әмма ениқ орни, қануний салаһийити вә саламәтлик әһвалидин пүтүнләй хәвәрсизликини ейтти. 
Мәлум болушичә, бир қиз, үч оғулниң аниси болған оғулниса ғоҗаабдулланиң әслидә нопуси деһқанчи кәнтидә болуп, кейин ақтам кәнтигә көчүп кәткән. Өмәр ғоҗиабдулла һәдисиниң өзи сәвәблик яки тәқва бир кишилики сәвәблик тутулғанлиқ еһтималлиқини илгири сүргән болсиму, әмма буниңдин башқа сәвәбни тәхмин қилалмайдиғанлиқини ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.